Америка хитайни маралбешида йүз бәргән тоқунуш һәққидә очуқ - ашкара болушқа чақирди

Мухбиримиз меһрибан
2013.04.25
patrick-ventrell-305.png Америка дөләт ишлири министирлиқи баянатчиси патрик венттрелл әпәнди
Public Domain

Түнүгүндин буян хитайдики вә хәлқарадики мәтбуатларда, 23 - апрел маралбешида сақчилар билән бир түркүм аһалиләр оттурисидики тоқунушта 21 адәм өлгәнлики хәвәр қилинип, вәқә һәққидә охшимиған инкаслар берилди. Америка дөләт ишлар министирлиқиму 24 - апрел вәқәгә инкас қайтуруп, хитайни маралбешида йүз бәргән тоқунуш һәққидә очуқ - ашкара болушқа,уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдашқа чақирди.

Икки күндин буян, маралбешида йүз бәргән тоқунуш хәлқара мәтбуатларниң муһим темисиға айланди. Болупму америка дөләт ишлири министирлиқи баянатчиси патрик венттреллниң хитайни маралбешида йүз бәргән тоқунуш һәққидә очуқ - ашкара болушқа, уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдашқа чақирғанлиқи көплигән хәлқара мәтбуатлар хәвириниң сәрләвһәси қилинди.

Америка авазиниң 25 - апрелда берилгән “америка шинҗаңда йүз бәргән тоқунушқа көңүл бөливатиду” дегән мавзу қоюлған хәвиридә,америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси патрик венттреллниң: “вашингитон хитайдин келиватқан уйғурлар вә башқа мусулманларниң кәмситиливатқанлиқи вә чәклимиләргә учраватқанлиқи һәққидики хәвәрләргә көңүл бөлиду.”дегәнлики баян қилинип, америкиниң маралбешида йүз бәргән 21 адәм өлгән вәқәгә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқи, америкиниң хитайни вәқәни тәкшүрүштә очуқ - ашкара болушқа чақирғанлиқи тәкитләнди.

Әнгилийә б б с агентлиқи бүгүн маралбеши вәқәси һәққидә бәргән “америка маралбеши вәқәсидә хитайни уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдашқа чақирди” сәрләвһәлик хәвиридә, америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси патрик венттреллниң “биз хитай һөкүмитини бу вәқәни тәкшүрүштә тәлтөкүс вә очуқ - ашкара болушқа чақиримиз. Уйғурларни өз ичигә алған барлиқ хитай пуқралириға улар еришишкә тегишлик қануний һоқуқниң берилишини үмид қилимиз.” дегән сөзлирини нәқил алди.

Америка дөләт ишлири министирлиқи баянатчиси патрик венттреллниң маралбеши вәқәси һәққидә бәргән баянати хитайни нарази қилған болуп, бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң баянат берип,“америкиниң хитайниң аз санлиқ милләтләр сияситини әйибләшни тохтитиши”ни тәләп қилди. Америка авазиниң хәвиридә хитай баянатчиси хуа чүнйиңниң “америка рәһбәрлири җуңгониң сияситигә қарита көпрәк чүшиниши керәк. Чүнки һәр икки дөләт террорлуқниң һуҗумиға учраватиду” дегән сөзлири нәқил елинип, америкиниң маралбеши вәқәсигә тутқан позитсийисиниң хитайни нарази қилғанлиқи хәвәр қилинди.

Икки күндин буян хитай мәтбуатлири билән хәлқара мәтбуатлар маралбешида йүз бәргән вәқә һәққидики пәрқлиқ хәвәр бәрмәктә.

Хитай хәвәрлиридә, вәқәниң сақчиларниң мәлум бир өйдә гуманлиқ кишиләрни байқап тәкшүрүш елип бериватқанда йүз бәргәнлики баян қилинип, 23 - апрел маралбешида йүз бәргән вәқәниң террорлуқ вәқәси икәнлики тәкитләнди. Һалбуки, әркин асия радиоси, б б с агентлиқи қатарлиқ хәлқара мәтбуатларниң хәвәрлиридә йәрлик амминиң вә дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң сөзлири нәқил елинип, вәқәниң йүз беришигә районда йүргүзүлүватқан қаттиқ бастуруш сияситиниң уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болуватқанлиқи илгири сүрүлди.

Радиомиз уйғур бөлүмигә инкас қилғучилар “сақчиларниң өй тәкшүрүш давамида бир аялниң йүзидики чүмпәрдини ечивәткәнлики, буниң билән бу аилә әзалири билән сақчилар арисида дәсләп тартишиш, арқидин тоқунуш келип чиққанлиқи”ни илгири сүрди. Радиомиз хитай бөлүмигә вәқә һәққидә инкас билдүргүчиләр“тоқунушниң хитай мәтбуатлирида хәвәр қилинғандәк мәлум бир аилидә әмәс, бәлки кәнт аһалиләр комитетида йүз бәргәнликини вә һуҗумчиларниң кәнт аһалиләр комитетиға от қоювәткәнликини, һөкүмәт тәрәптин өлгүчиләрдин бирқисими пичақ тиқип өлтүрүлгән болса, бир қисимниң отта көйүп өлгәнлики” қатарлиқларни баян қилди. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит хәлқара мәтбуатларға бәргән баянатида вәқәниң йүз беришигә уйғурларға қаритилған зиядә қаттиқ бастуруш сиясити сәвәб болуватқанлиқини тәкитлиди.

Америка авази радиоси 25 - април күни уйғур америка бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф вә бейҗиңдики мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтини зиярәт қилип, уларниң вәқә һәққидики охшимиған қарашлирини аңлатти. Алим сейитоф хитайниң вәқә һәққидики хәвәрлириниң ишәнчисизликини тәкитлигән болса, илһам тохти вәқәниң йүз бериш сәвәби һәққидә һөкүмәт даирилириниң җәмийәткә бәргән хәвәрлиридә ашкара болуши керәкликини баян қилди.

Нөвәттә, маралбеши вәқәси һәққидә хитай тор бекәтлиридә охшимиған инкаслар берилмәктә. Тордашларниң бәзилири хитай һөкүмәт хәвәрлириниң ишәнчисизликини тәкитлисә, йәнә бәзиләр вәқәниң йүз бериш сәвәби һәққидә һөкүмәт тәрәпниң ашкара болушини, йеқинқи йиллардин буян уйғурларниң диний етиқади вә кийинишигә қаритилған түрлүк бесим вә чәклимиләрниң зиядә күчийиши қатарлиқ амилларниң уйғурларниң наразилиқиниң күчийип мушу хил қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәб болуватқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.