“ши җинпиң фашизими вә хитайдики демократик өзгириш” йиғинида уйғурлар мәсилиси алаһидә орун игилиди
2018.12.10
“дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинғанлиқиниң 70 йиллиқ хатирисидә америка дөләт мәҗлисиниң райбурн бинасида “пуқралар күчи тәшкилати” өзлириниң 13-нөвәтлик “милләтләр вә етиқадлар ара яш рәһбәрләрни тәрбийиләш йиғини” ни ачти. Бу йилқи йиғинға “ши җинпиң фашизимини чәкләп, хитайдики демократик өзгиришни алға силҗитайли: йеңи вәзийәт вә йеңи истратегийә” дәп мавзу қоюлған иди. Бу қетимқи йиғинға хитайлардин башқа йәнә уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниңму вәкиллири тәклип қилинған иди.
Йиғин риясәтчиси, “пуқралар күчи” тәшкилатиниң муавин рәиси хән лйәнчав алди билән сөз елип, бу қетимқи йиғинниң “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинғанлиқиниң 70 йиллиқ хатирисидәк бүйүк символлуқ күнгә тоғриланғанлиқини, өзлириниң шу арқилиқ инсан һәқлириниң хитайдики һазирқи әһвалиға қарап чиқишни нишан қилғанлиқини тәкитлиди. Шуниңдәк бу қетимқи йиғинға қатнишишқа кәлгән меһманлар қатарида 1989-йилидики хитай оқуғучилар һәрикитиниң идийиви асасиға зор тәсир көрсәткән хитай зиялий, хитайниң әйни вақиттики баш министири һәмдә кейинки мәзгилләрдә хитай компартийисиниң баш секретари болған җав зияңниң мәслиһәтчиси профессор йен җячини сөзгә тәклип қилди.
Йен җячи сөзидә хитайниң истиқбали тоғрисида сөз қилип, хитайниң демократийигә өтүши үчүн узун мәзгил бошашмай күрәш қилиш лазимлиқини алаһидә тәкитлиди. Шуниң билән биргә бу җәрянда уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниңму өз һәқлири үчүн қилған күрәшлирини муәййәнләштүрди.
Бу қетимқи йиғинға алаһидә тәклип қилинған йәнә бир киши америка демократийини алға сүрүш фондиниң рәиси карл гершман иди. У сөзидә нуқтилиқ қилип нөвәттә америка-хитай мунасивитиниң тарихтики әң йеңи басқучқа киргәнликини, хитай билән дуняниң мунасивитиму шуниңға мас һалда өзгириватқанлиқини, болупму хитайниң нөвәттә дуня демократийәсигә вә тинчлиқиға тәһдит пәйда қиливатқанлиқини, буниңдин йигирмә нәччә йил бурун оттуриға қоюлған “хитай иқтисадий җәһәттә қудрәт тапса әркинликкә вә демократийигә қарап силҗийду” дәйдиған қарашниң үзүл-кесил хата болғанлиқи һазир испатланғанлиқини тәкитлиди. Шуниңдәк хитай түрмисидә өлгән нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбониң язмилиридин нәқил кәлтүрүп хитай компартийисиниң нөвәттә фашизм йолиға меңиватқанлиқини, бундақ фашизм сиясити әйни вақитта мәйли баш көтүргәндә болсун яки һалак болғанда болсун дуняға зор балайиапәт елип кәлгәнликини, шу сәвәбтин хитай компартийисиниң йеңи фашизм һакимийити болуп баш көтүрүшини тосушниң зөрүрлүкини алаһидә баян қилди.
Арқидин сөзгә чиққан уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң ташқи ишлар директори лоиза грев нуқтилиқ қилип уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан сиясий, иқтисад, мәдәнийәт вә диний бастурушлар һәққидә сөз қилди. Болупму ташқи дуняға “шәрқий түркистан” дәп билиниватқан уйғурларниң ана вәтининиң нөвәттә балайи-апәтниң увиси болуватқанлиқини, бу җайдики зулумни көләм, дәриҗә вә еғирлиқ нуқтилиридин омумлаштуруп “инсанийәткә қарши һайванларчә җинайәт” дәп тәсвирләшкә болидиғанлиқини баян қилди. У йәнә сөзиниң давамида америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида америка ташқи ишлар министирлиқидин скот басбий баян қилған гуваһлиқ сөзлирини нәқил кәлтүрүп нөвәттә аз дегәндиму икки милйондин артуқ кишиниң лагерларға қамиветилгәнликини, бу лагерларниң вақитлиқ характердә әмәсликини, нөвәттә алақидар мутәхәссисләрниң бу лагерларни “йиғивелиш лагери” дәп аташқа өткәнликини, чүнки һазир дунядики бир қисим дөләтләрниң хитай билән болған иқтисадий мунасивитиниң әйни вақиттики дуняниң гитлер германийәсиниң қилмишини тосуш орниға германийә билән сода қилғиниға охшайдиғанлиқини, әмма америкиниң бу җәһәттә көкрәк керип оттуриға чиқип “йәр шари магнетский қануни” ни ишқа селиш һәққидә паалийәтләрдә болуватқанлиқини тәкитлиди.
Бу қетимқи йиғинда сөз қилишқа тәклип қилинған йәнә бир муһим шәхс америка дөләт мәҗлисидә йиллардин буян хитайдики кишилик һоқуқ хизмити үчүн җан-пидалиқ билән ишләп келиватқан авам палата әзаси җеймис мәкговерин вә кристрофес симислар иди. Улар айрим-айрим сөз қилип хитайдики алақидар мәсилиләрни бирәр қур әслитип өткәндин кейин нөвәттә қизиқ нуқтилардин болуватқан “йәр шари магнетский қануни” ниң равурус үнүмгә игә болуватқанлиқини, буниң нормал инсанларниң нормал турмушини бинормал қилип қойған бир қисим кишиләргә әҗәллик зәрбә беридиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
“пуқралар күчи” тәшкилатиниң бу йилқи йиғини үчүн үч данә мукапат тәсис қилинған иди. Униң иккиси кишилик һоқуқ саһәсидә йиллардин буян көрүнәрлик әмгәкләрни қиливатқан шәхсләрдин “ләнтос фонди” ниң рәиси катрина ләнтос ханимға вә әйни вақитта хитай компартийисиниң баш секретари болған җав зияңниң катипи болуп ишлигән һәмдә кейинчә йәттә йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған бав тоң әпәндигә берилди. Шу қатарда “пуқралар күчи” тәшкилатиниң рәиси яң җйәнли сөз елип нөвәттә хитай компартийисиниң пүтүн сәп бойичә фашизмға қарап меңиватқанлиқини, буниң бир типик мисали сүпитидә пүтүн уйғурларниң он пирсәнтини һеч сәвәбсизла “йиғивелиш лагери” ға қамивалғанлиқини баян қилди. Шуниңдәк йеқинда лагердин қутулуп чиққан меһригүл турсунниң лагердики кәчүрмишлирини, шундақла униң кәчүрмишлиридин уйғурларниң һазир қандақ әһвалда икәнликини тәсәввур қилиш мумкинликини йиғин әһлигә йәнә бир қетим әслитип өтти. Шуниңдәк униң хитайдики зулумни паш қилиш җәһәттә батурлуқ көрсәткәнликини, униң бу җәһәттики ғәйритигә апирин оқуш йүзисидин 2018-йиллиқ мукапатниң йәнә бириниң меһригүлгә берилидиғанлиқини елан қилди.
Америка авам палатасиниң әзаси җеймис мәкговерн тәклипкә бинаән мукапат лоңқисини меһригүлгә тапшуруп бәргәндә пүтүн залдикиләр алқиш яғдурди. Шуниңдин кейин меһригүл қисқичә сөз қилип өзиниң америка һөкүмитигә, “пуқралар күчи” тәшкилатиға, шундақла өзини қоллап кәлгән һәр саһә кишилиригә өз тәшәккүрини билдүрди.
Бу қетимқи йиғинда сөз қилғучилар арисида һәммидинму бәкрәк кишиләрниң диққитигә сазавәр болғини “мустәқил хитай қәләмкәшләр җәмийити” ниң рәиси ляв тйәнчи ханимниң сөзлири болди. У сөзидә нуқтилиқ қилип өткән әсирниң 30-йиллири гитлерниң биваситә буйруқи билән “йиғивелиш лагерлири” барлиққа кәлгәнлики вә бу лагерларниң милйонлиған йәһудийниң һаятиға замин болғанлиқини, әйни вақитта дуняниң бу лагерларни көрмәскә салғанлиқини, кейинчә пүтүн дуняниң бу ишқа пушайман қилғанлиқини, әмдиликтә охшаш тарихниң уйғурлар диярида тәкрарлиниш алдида туруватқанлиқини, 21-әсиргә кәлгәндә ашу мудһиш тарихниң қайтидин оттуриға чиқишиға хитай компартийисиниң, җүмлидин хитай хәлқиниң буниңға сүкүт қиливатқанлиқини, шу сәвәбтин өзиниң хитайлар үчүн вә хитай компартийиси үчүн буниңдин қаттиқ номус һес қиливатқанлиқини баян қилди.
Шуниңдин кейин уйғур, моңғул вә тибәт вәкиллири сөзгә чиқип алақидар әһваллардин мәлуматлар бәрди. Шу қатарда уйғурларға вакалитән америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән сөзгә чиқип, лагер гуваһчилириниң баянлири уйғурларниң һазир қандақ зулумға дуч келиватқанлиқини толиму җанлиқ тәсвирләп бериватқанлиқини, шуңа дуняниң бу мәсилиләргә ундақ аддий қаримаслиқи лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.
Йиғин арилиқидики дәм елишта америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән билән йиғин тоғрисида қисқичә сөһбәтләштуқ. У бу хилдики йиғинлардин пайдилинип уйғур давасини техиму көп кишиләргә аңлитиш мумкин болидиғанлиқини, әмма буниңлиқ билән уйғур давасиниң өзгичилики аҗизлишип қалмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Бу қетимқи йиғинға америка һөкүмәт тәрәпниң көплигән хадимлири, шуниңдәк хитай демократлири вә бирқисим уйғур җамаити иштирак қилди. Бу қетимқи йиғин әтә йәнә бир күн давам қилидиған болуп, биз бу тоғрилиқ давамлиқ хәвәр беримиз.