Уйғурлар қозғиған “мәнму уйғур” паалийити таратқуларда кәң орун алди
2019.02.12
“дутар шаһи” дәп нам алған атақлиқ сәнәткар абдуреһим һейит мәсилиси уйғурлар вә түрк дунясида зилзилә қозғиди.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан, хитай һөкүмитини бир милйондин көп уйғур қатарлиқ түркий хәлқләр қамалған җаза лагерлирини тақашқа чақирғандин кейин, хитай ташқи ишлар министирлиқиму наразилиқ баянати берип, түркийәни әйиблиди вә арқидинла хитай тәрәп абдуреһим һейитниң һаятлиқи һәққидики синалғуни тарқатти. Әмма мәзкур вәқә муһаҗирәттики уйғурларниң хитай һөкүмитидин уруқ-туғқанлирини сүрүштүридиған “мәнму уйғур “намидики аммиви һәрикәткә айлинип, таратқуларда кәң орун алди. Паалийәткә қатнашқан уйғурлар зияритимизни қобул қилип, мәзкур паалийәтниң хитайға техиму қаттиқ бесим пәйда қилиш үчүн қозғалғанлиқини билдүрди. Меһрибан тәйярлиди.
8-Феврал җүмә күни уйғурлар арисида “дутар шаһи” намида тонулған музикант абдуреһим һейитниң хитай түрмисидә җан үзгәнлики һәққидики хәвәр тарқалғандин кейин, икки йилдин буян лагерлар мәсилисидә хитайға актип инкас қайтурмаслиқ билән тәнқид қилинип келиватқан түркийә һөкүмитиниң 9-феврал күни наһайити қаттиқ тәләппузда баянат берип, лагерлар мәсилисидә хитайни әйиблиши хәлқарада күчлүк инкас қозғиған иди.
Вәқәдин кейин гәрчә хитай һөкүмити абдуреһим һейтниң һаятлиқи һәққидики синалғуни тарқитип, мәзкур хәвәрниң ялғанлиқини испатлашқа тиришқан болсиму, әмма бирнәччә күндин буян муһаҗирәттики уйғурлар арисида қозғалған “мәнму уйғур” паалийити, твитер, фәйсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда омумлишип, хитай һөкүмити уйғурларниң “бизниңму ата-анилиримиз, уруқ-туғқанлиримиз лагерларға қамалди, уларниму бизгә көрсәт! уларниңму әһвалидин җаваб бәр!” дегәндәк соал-сорақларға дуч кәлди.
10-Феврал йәкшәнбә күни твитер, фәйсбок, инстграм қатарлиқларда башланған “мениңму қериндашлиримниң видийосини көрсәт” дегән мәзмундики “мәнму уйғур” һәрикити, қисқиғинә 24 саәт ичидә америка бирләшмә агентлиқи, ню-йорк вақти, муһапизәтчи, әнглийә BBC агентлиқи, әнглийә күндилик почтиси, вашингтон почтиси, түркийә TRT радийоси, әл-әрәбий, хоңкоңда чиқидиған җәнубий хитай сәһәр почтиси қатарлиқ бир йүрүш муһим хәлқаралиқ гезитләр вә ахбарат агентлиқлири тәрипидин хәвәр қилинди. Бу әһвал хитай һөкүмитигиму бесим пәйда қилип, хитай баянатчисиниң тәрбийәләш мәркәзлиридики яки тәкшүрүштә тутуп турулуватқан һәммә адәмни бирмубир екранға чиқирип сөзлитиш мумкин әмәсликини илгири сүрүшкә мәҗбур болғанлиқи таратқуларда тилға елинди.
Бирләшмә агентлиқиниң 12-феврал күни хәвәр қилишичә, лагерлар һәққидики соалларға дуч кәлгән хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң “мәнму уйғур” паалийити тоғрулуқ соралған соалға қарита: “хитайда бир милярдтин артуқ адәм бар, биз һәммисиниң видийосини чиқиришимиз лазимму?” дәп җаваб бәргән.
Әң дәсләп мәзкур паалийәтни, йәни “мәнму уйғур” һәрикитини иҗтимаий таратқуларда қозғиған уйғур яшлиридин финландийәдики халмурат уйғур әпәнди зияритимизни қобул қилип бу паалийәтниң қозғилиши вә дәсләпки үнүми һәққидики қарашлирини оттуриға қойди.
Халмурат уйғур 2018-йилдин буян муһаҗирәттики уйғурларни лагерларға қамалған туғқанлири һәққидә гуваһлиқ беришкә дәвәт қилиш паалийәтлирини давамлаштуруп кәлгән иди.
Халмурат уйғур әпәнди баянида, “мәнму уйғур” паалийитини қозғашни, өзигә охшаш бирқанчә уйғур яшниң бундин икки һәптә илгири пиланлиған болсиму, әмма 8-феврал тарқалған музикант абдуреһим һейитниң өлүм хәвиридин кейин, хитай һөкүмити униң өлмигәнлики һәққидә елан қилған син көрүнүши вә хитайниң ташқи ишлар баянатчисиниң лагерлар мәсилисини инкар қилип, арқа-арқидин бериватқан баянатлириниң уларниң “мәнму уйғур” паалийитини дуняви характерлик аммиви уйғур паалийитигә айландурушида түрткилик рол ойниғанлиқини билдүрди.
Халмурат әпәнди йәнә мәзкур һәрикәтниң қисқа вақит ичидә хәлқарадики көплигән даңлиқ таратқулардики хәвәргә айлинишиниң өзила дәсләпки нәтиҗиләр икәнликини билдүрди.
Америкидики уйғур яшлиридин “шинҗаң мәдәнийити” журнилиниң сабиқ баш муһәррири, тутқундики журналист қурбан мамутниң оғли бәһрам синташму “мәнму уйғур” паалийитигә қатнашқанларниң бири. У бүгүн зияритимизни қобул қилип, хитай даирилири абдуреһим һейтниң һаят икәнлики һәққидики синалғуни тарқатқандин кейин, өзиниң фәйсбок арқилиқ хитай һөкүмитигә йоллиған “мениң дадам қурбан мамут вә тутқундики уйғур сәрхиллириниң қайта тәрбийәлинишкә еһтияҗи йоқ. Уларниңму авазини аңлат!” дегән авазлиқ хитабидин кейин, бир қисим мәтбуатларниң өзини зиярәт қилғанлиқи, муһаҗирәттики уйғурларниң лагерлардики уруқ-туғқанлирини сүрүштүрүши хитайда бесим пәйда қилғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқатқанлиқини билдүрди.
Бу паалийәткә йәнә йеқинда даириләр тәрипидин тутқун қилинғанлиқи ашкариланған мәшһур комедийә артиси адил миҗитниң түркийәдики күйоғли арслан һидайәт әпәндиму қатнашқан.
Арслан әпәнди бу хил паалийәтләрниң хитай һөкүмитиниң ялғанчилиқини ашкарилаш вә хәлқара таратқуларда диққәт қозғап хитай һөкүмитигә бесим ишлитиштә муһим үнүми барлиқини билдүрди. У, болупму америка, австралийә вә явропа дөләтлиридә яшаватқан уйғурларниң бу хил паалийәтләрдә актип рол ойниши керәкликини тәкитлиди.
Халмурат қатарлиқ уйғур яшлири иҗтимаий алақә васитилиридә башлиған “мәнму уйғур” паалийити, уйғурларниң қоллиши вә зор алқишиға еришип, қисқа вақит ичидила тезликтә кеңәйди.
Калифорнийәдики мәлум мәктәпкә уйғурлар әһвали һәққидә нутуқ сөзләшкә кетиватқан уйғур паалийәтчи рошән аббас ханимму зияритимизни қобул қилип, өзиниңму бу паалийәткә қатнашқанлиқини билдүрүп, бу хил паалийәтләрниң хитай һөкүмитиниң лагерлардики уйғурлар мәсилисидә қиливатқан “алдамчилиқини дуняға ашкарилаш вә хәлқара җамаәт пикири қозғап хитай һөкүмитигә бесим ишлитиштә көрүнәрлик үнүми болидиғанлиқи” ни тәкитлиди.