Чәтәлдики уйғурлар қозғиған “мәнму уйғур” паалийити түркийәдә җиддий кеңәймәктә
2019.02.21
Тонулған сәнәткар абдуреһим һейитниң хитай түрмисидә өлгәнлик хәвири иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин, 9-феврал күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи “хитайниң 21-әсирдә милйонларчә уйғурларни лагерларға қамишиниң инсанийәт үчүн номус икәнлики” ни тәкитләп, баянат елан қилған иди. Хитай буниңға қарита наразилиқ баянати елан қилип, абдуреһим һейт сөзлитилгән 25 секунтлуқ син көрүнүшини тарқатти һәмдә түркийәни “ялғанчилиқ” билән әйиблигән иди. Бу вәқә чәтәлдики уйғурлар қозғиған “мәнму уйғур” паалийити арқилиқ хәлқара җамаәтчиликниң диққитини йәнә бир қетим уйғур дияридики лагерлар мәсилисигә тартмақта. Мәзкур паалийәт пүтүн дуня миқясида, болупму түркийәдә җиддий кеңәймәктә.
Иҗтимаий таратқулардики учурларға қариғанда, бу паалийәткә уйғурлардин башқа түркләрму аваз қошмақта икән.
Һазир америка қошма штатлири, канада, явропа дөләтлири вә оттура асиядики уйғурлардин сирт, австралийә вә түркийәдики уйғурларму “мәнму уйғур” паалийитигә актиплиқ билән аваз қошуп, хәлқара җамаәтчиликниң диққитини тартишқа тиришмақта.
Түркийәдики “ийи”, йәни “яхши” партийәсидин сайланған парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди зияритимизни қобул қилип, даңлиқ сәнәткар абдурәһим һейттин кейин, даңлиқ күлдүргә артиси адил миҗиттинму хәвәр йоқлиғини, буниңға түркийә һөкүмитиниң игә чиқиши керәкликини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистандики инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики һелиһәм давамлишиватиду. Өткәндә абдуреһим һейтниң өлгәнлик хәвири чиққандин кейин түркийә бир баянат елан қилған иди. Аңлишичә, 110 күндин буян даңлиқ күлдүргә артиси адил миҗит тутуп турулуветипту. Демәк, хитай һөкүмити уйғурларни сәнәткар, карханичи вә яки авам хәлқ демәй тутқун қиливетипту. Шуңа бирләшкән дөләтләр тәшкилати, инсан һәқлири тәшкилатлири ариға чүшүп, бу зулумни тосуши керәк. Түркийә һөкүмитиму давамлиқ һалда хитайға инкас қайтуруши керәк. Биз өктичи партийә болуш сүпитимиз билән адил миҗит мәсилисиниму оттуриға қойимиз.”
“мәнму уйғур” паалийити арқилиқ түркийәдә уйғур дәвасини техиму тәсирлик аңлитип җамаәт пикри топлашқа тиришиватқан, истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүш карваниға қатнашқан лоқман абдуллаһ әпәнди бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди. У уруқ-туғқанлириниң җаза лагерлирида икәнликини һазирғичә ашкарилимиған нурғун уйғурниң бу паалийәт башланғандин кейин оттуриға чиқишқа башлиғанлиқини тәкитләп өтти.
Лоқман абдуллаһ әпәнди “карван гурупписи” ниң һазир түркийәниң шәрқий-җәнубий қисмидики адана, мәрсин вә османийә шәһәрлиридә паалийәт елип бериватқанлиқини, бу йәрдики нурғун түркләрниңму “мәнму уйғур” паалийитигә аваз қошушқа башлиғанлиқини, бу паалийәтниң уйғур дияриниң һазирқи еғир вәзийитини аңлитишта бәлгилик тәсир пәйда қиливатқанлиқини оттуриға қойди.
Узун йиллардин бери түркийәниң қәйсәри шәһиридин түркийәгә, ирандики түркләргә вә ирақтики түркмәнләргә түркчә аңлитиш бериватқан “һарай радийоси” ниң программа риясәтчиси, уйғур мәсилисигә узундин буян диққәт қилип келиватқан фатма чеңгиз ханимму “мәнму уйғур” паалийитигә аваз қошқан. У иҗтимаий таратқулирида тонулған сәнәткар абдурәһим һейт билән күлдүргә артиси адил миҗитниң рәсимини чиқирип, “мәнму уйғур” паалийитигә қатнашқан.
Фатма җеңгиз ханим өзиниң бу паалийәткә аваз қошуштики сәвәблири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “мениң шәрқий түркистан дәвасиға аваз қошушумдики сәвәб бизниң ата юртимиз болған шәрқий түркистандики уйғурларниң хитай дөләт аппаратлири арқилиқ йоқитилишқа дуч келиватқанлиқидәк бир реаллиқтин болди. Мән бир түрк болуш сүпитим билән, бир инсан болуш сүпитим билән у йәрдә йүз бериватқан зулумларни билимән. Ислам динида бир зулумни тохтитишқа күчүң йәтмисә, уни дуняға аңлат дегән бир сөз бар. Шуңа мән бу зулумни дуняға аңлитишни вәзипәм дәп билимән. Мән пәқәт шәрқий түркистанниңла әмәс, бәлки ирақтики кәркүк вә мусул вә шундақла қирим вә хоҗаали қатарлиқ җайларниң зувани болушқа тиришиватимән. Буларниң ичидә әң ечинишлиқ болғини шәрқий түркистандур.”
У баянида 8-феврал күни түрк дунясиниң тонулған нахшичиси абдурәһим һейтниң өлгәнлики һәққидә хәвәр тарқалғандин кейин түркийәдә хитайға қарши наразилиқниң күчәйгәнликини, буни көргән хитайниң 10-феврал күни абдурреһим һейтниң һаят икәнлики тоғрисида син көрүнүши тарқитишқа мәҗбур қалғанлиқини тилға алди. У йәнә даңлиқ күлдүргә артиси адил миҗиткә түрк һөкүмитиниң диққитини тартиш үчүн униң рәсимини иҗтимаий таратқуларда тарқатқанлиқини баян қилип, мундақ деди: “абдурәһим һейт мәсилисидә түркийә сүкүтни бузғачқа хитай униң син көрүнүшини тарқитишқа мәҗбур болди. Һазир нурғун шәрқий түркистанлиқлар түрмидә яки җаза лагерлирида, уларниң ичидә тонулған кино-тиятер артиси адил миҗитму бар. Әгәрдә биз 110 күндин буян тутуп турулуватқан адил миҗитқиму сүкүттә турувалсақ, әтә-өгүн униңму өлүм хәвири чиқиши мумкин. Мән бесивелинған түрк земинлириниң пуқрасимән, шуңа ‛мәнму уйғур‚.”
Түркийә дуняда иҗтимаий таратқу ишләткүчиләрниң сани әң көп дөләтләрдин бири болуп, йеқинқи күнләрдә уйғур мәсилиси түркийәдики иҗтимаий таратқуларда әң көп көрүлүватқан темилардин бири икән.