Фирқәт җәвдәт: “мәқситимиз лагердикиләр сан әмәс бәлки инсан икәнликини тонутуш”

Мухбиримиз ирадә
2019.02.25
Firqet-jewdet-guwahliq-menmu-uyghur.jpg “коллектип гуваһлиқ бериш паалийити” ниң тәшәббускарлиридин бири америкида турушлуқ фирқәт җәвдәт(оңда) дадиси җәвдәт билән гуваһлиқ бәрмәктә. 2019-Йили 24-феврал.
Photo: RFA

24-Феврал йәкшәнбә күни америка, канада, фирансийә, германийә, австралийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдә охшаш күндә уйғурларниң коллектип һалда гуваһлиқ бериш йиғини уюштурулди.

Мәзкур паалийәт америкида турушлуқ фирқәт җәвдәт, арафат әркин қатарлиқ яшларниң тәшәббус қилиши вә һәрқайси дөләтләрдики паалийәт тәшкиллигүчилириниң қоллиши астида вуҗудқа чиққан. Америкиниң вирҗинийә штатида олтурушлуқ яш паалийәтчи фирқәт җәвдәт радийомизниң зияритини қобул қилип, юртидики уруқ-туғқанлири лагерға қамалған вә уларниң из-дерикини қиливатқан уйғурларниң “коллектип гуваһлиқ бериш паалийити” уюштурушиға сәвәб болған амилларни чүшәндүрүп өтти.

Фирқәт җәвдәтниң билдүрүшичә, улар бу қетимлиқ ортақ гуваһлиқ бериш һәрикити арқилиқ лагерда тутулуп турулуватқанларниң кимлики вә қачан тутулуп кәткәнликидәк конкрет учурларни йиғиш, йәниму көп кишиләрни биваситә яки васитилик һалда оттуриға чиқип йеқинлириниң мәлуматлирини беришқа риғбәтләндүрүш вә ахбарат органлириниң диққитини йәниму җәлп қилиш мәқситидә бу паалийәтни уюштурған.

Фирқәт җәвдәт “биз бу паалийәт арқилиқ америка хәлқигә вә шундақла дуня хәлқигә тутулуп кәткән 2 милйон киши пәқәтла бир рәқәм әмәс, улар бир статистика әмәс. Улар бир инсан. Улар сиз вә бизгә охшаш бир дада, бир ана вә яки бир пәрзәнт, дегәнни уқтурмақчи болдуқ. Ашу лагердикиләр билән америкилиқларниң қәлбидә бир бағлиниш һасил қилишни көзлидуқ” деди.

Финландийәдики яш уйғур паалийәтчиси халмурат әпәндиму “мәнму уйғур” һәрикити арқилиқ дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларни өз йеқинлириниң рәсимини тутуп туруп уларниң из-дерикини сорашқа тәшкиллигән иди. Мәзкур һәрикәт CNN вә BBC қатарлиқ нурғун нопузлуқ ахбарат васитилириниң диққитини тартип хәвәр қилинған. Америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палата әзаси марко рубийо әпәндиму тивиттир торидики инкасида уйғурларниң һазир “мәнму уйғур” һәрикити арқилиқ хитай һөкүмитидин йеқинлириниң из-дерикини қиливатқанлиқини уқтурған.

Америкидики уйғур паалийәтчиләрдин рошән аббас ханим бундақ паалийәтләрниң тәсир қозғишидики сәвәб дәл униң “номурларға һаят бәргәнликидә” дәп көрсәтти. Рошән ханим йәкшәнбә күнидики паалийәткә яшларниң тәклипи билән қатнишип гуваһлиқ бәргән болуп, у йәниму көп кишиләрниң гуваһлиқ бериши керәкликини билдүрди.

Мәлум болушичә, йәкшәнбә күнидики “коллектип гуваһлиқ бериш йиғини” арқилиқ йиғилған синлиқ испатлар, лагердикиләргә аит учурлар йиғилип рәтләнгәндин кейин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр комитети, америка ташқи ишлар министирлиқиниң мунасивәтлик ишханилириға тапшурулидикән. Мәзкур паалийәткә бирләшмә агентлиқи, BBC қатарлиқ хәлқаралиқ ахбаратларниңму мухбирлири қатнашқан болуп,

Фирқәт җәвдәт паалийәтниң дәсләпки қәдәмдә көзлигән мәқсәтлиригә йәткәнликини, бундин кейин бундақ аммиви һәрикәтләрни йәниму көпләп тәшкилләш һәққидә пиланлири барлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.