Мәрйәмгүл аблимит турпандики аилә-тавабиатлири дуч кәлгән қисмәтләрни аңлатти
2018.09.21

Хитайниң уйғур диярда йүргүзиватқан миллий вә ирқий бастурушлири давамида милюнлиған уйғурларниң аилилири ханивәйран болуп, уруқ-туғқанлири түрлүк сәвәбләр тәпәйли чәтәлләргә чиқип кәткән кишиләрниң лагерларға соланғанлиқи мәлум болмақта. Икки йилдин буян 2 балиси билән түркийәдә сәрсан болуп йүргән мәрйәмгүл аблимитниң аилиси дәл мушундақ уйғур аилилириниң биридур.
Зияритимизни қобул қилған мәрйәмгүл аблимит өзиниң икки йилдин буян истанбулда игә-чақисиз қалғанлиқини, турпанда қалған йолдишиниң лагерға елип кетилгәнликини, дадиси билән биллә турпанда қалған 12 яшлиқ қизиниң һазирқи әһвалидин пүтүнләй хәвәрсиз икәнликини билдүрди.
Мәрйәмгул аблимитниң баян қилишичә, у 2016-йили 2-айниң 3-күни пәрзәнтлирини оқутуш үчүн түркийигә кәлгән икән. У түркийигә еғираяқ һалда кәлгән болуп, түркийидә туғулған қизи һазир икки яшқа киргән икән. У өзиниң 2016-йили 10-айда турпан шәһири сиңгим йезисиниң җайғоҗам мәһәллисидә олтурушлуқ ери билән телефонда ахириқи қетим сөзләшкәнликини, йолдиши телефонда униңға өзиниң сақчидин уқтуруш тапшуривалғанлиқини, пат арида өзиниң лагерға елип кетилидиғанлиқини сөзләп бәргәнликини билдүрди. У йәнә сақчиларниң йолдишини “хотун-балилириниңни немишқа чәтәлгә чиқириветисән” дәп қистиғанлиқини баян қилди. Мәрйәмгул аблитимниң билдүрүшичә, униң йолдиши билән болған телефон алақиси толуқ үзүлүп алтә айдин кейин, униң 83 яшлиқ аниси күйөоғли әхмәт абдуреһимни қамиған лагерға нәччә қетим барған икән, бирақ даириләр бу яшанған момайни күйөоғли билән көрүштүрмәпту.
Мәрйәмгүл абдурһим йәнә йолдиши әхмәт абдуреһимниңму әйни вақитта түркийигә келиш үчүн паспорт беҗиргәнликини, әмма 12 яшлиқ қизиниң паспортиниң чиқишини күтүп турғанда йолдишиниң паспорти тартивелинип, 2017-йили 4-айда лагерға елип кетилгәнликини баян қилди.
Мәрйәмгул аблитимниң билдүрүшичә, униң 83 яшлиқ анисиму һәр күни 3 саәт лагерға берип хитайчә өгинишкә мәҗбурланғанматикән. Унуидин башқа униң йолдишиниң икки ачисиниң қизлириму легерға елип кетилгән икән.
Мәрйәмгул аблимитниң һазир пүтүн хияли турпанда игә-чақисиз қалған 12 яшлиқ қизида болуп, униң һазир қәйәрдә туруватқанлиқини билмәйдикән. Зияритимиз җәрянида мәрйәмгүл мундақ деди: “мән қарап туруп еримдин айрилип қалдим. Мән қаттиқ роһи зәрбигә учридим, йенимдики баллиримму дадисидин айрилип қелип, еғир роһи зәрбигә учриди. Улар бизниң аилини мушундақ хнивәйран қиливәтти.”
Мәрйәмгәл аблимитниң һазир түркийәдә оқуватқан қизиму зияритимизни қобул қилип, аилиси дуч кәлгән әһваллардин мәлумат бәрди.
Мәрйәмгул аблимит бу йил 47 яшқа киргән йолдиши әхмәт абдуреһим вә йолдишиға охшаш лагерға суланған пүтүн уйғурларни қутулдуруш үчүн дуня җамаәтчиликигә чақриқ қилип, мундақ деди: “хитай һөкимити тәрипидин тутуп китилип, из-дерики болмайватқан иримниң хәвирини беришини вә уни дәрһал қоюп беришини тәләп қилимән. Хитай һөкүмитиниң бу йолсизлиқларни, бастурушларни дәрһал тохтитишини тәләп қилимән. Демократик әлләр вә кишлик һоқоқ тәшкилатлириниң хитай һөкимитигә бесим ишлитип, хитайниң уйғурларға қаратқан иғир дәпсәндичиликлирини тохтитишқа ярдәм қилишини тәләп қилимән. Бир милләтни йоқитивитиш үчүн дуняниң көз алдида очуқ-ашкара елип бириливатқан бу қәбиһ қилмиш биз уйғурларнила әмәс, бәлки пүтүн дуняниң кишилик һоқуқ вә қиммәт өлчәмлиригә хирис елип келиду. Буниң үчүн дуня буниңға инкас қайтуриши кирәк дәп қараймән. Хәлқара қанун вә келишимләрдики мунасивәтлик бәлгилимиләргә асасан хитай һөкимитиниң аиләм билән җәм болушқа тосқунлуқ қилмаслиқини, бигунаһ еримниң дәрһал азатлиққа чиқирлишини, һәмдә мунасивәтлик дөләт вә органларниң биз бир аилә кишилириниң җәм болишиға ярдәм қилишини сораймән.”
Мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан бу һәқтә пикир баян қилип, балилирини оқутуш яки башқа сәвәбләр билән түркийәдә туруватқан уйғурларниң юртлиридики уруқ-туғқанлириниң көп қисминиң лагерларға соланғанлиқини, түркийәдә игә-чақисиз қалған ана-балиларниң еғир қийинчилиқ ичидә күн көчүриватқанлиқини баян қилди.