Мисирда хитайға қайтурулуш хәвпи астида туруватқан уйғурларниң әһвали җиддий әндишә пәйда қилмақта
2017.08.18

Хитай һөкүмитиниң мисир сақчи даирилирини ишқа селиш арқилиқ мисирда яшаватқан уйғурларни тутқун қилиши вә мәҗбурий қайтуруп кетиши хәлқарадики кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк наразилиқиға учриған иди. Йеқинда бу вәқәгә қарита америка ташқи ишлар министирлиқиму баянат елан қилип, мисирда тутқун қилинған оқуғучиларниң әһвалиға диққәт қиливатқанлиқини билдүрди. Көзәткүчиләр болса, хитайниң бу һәрикитигә әгәр җиддий инкас қайтурулмиған тәқдирдә, униң өз қолини башқа дөләтләрдики уйғурларғиму узитиши мумкинликини билдүрмәктә.
Мисир сақчи даирилири бу йил июлниң башлиридин тартип, мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларни қолға елишқа башлиғандин буян мисирда оқуватқан, яшаватқан алаһазәл 7-8 миң әтрапида уйғурниң бу тутқунниң тәсиригә учриғанлиқи мәлум. Улар ичидә бир қисимлири хитайға қайтурулған, йәнә бир қисимлири түрлүк амаллар арқилиқ түркийәгә қечип кәлгән болса, йәнә тәхминән 70-200 нәпәр гичә уйғурниң мисир түрмилиридә тутуп турулуватқанлиқи мөлчәрләнмәктә.
Гәрчә хәлқарадики һәр дәриҗилик кишилик һоқуқ органлири, мәтбуатлар мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни хитайға қайтуруп бәрмәслики һәққидә паалийәтләрни давамлаштуруватқан болсиму, мисир түрмилиригә қамалған 200 әтрапида уйғур оқуғучи йәнила һәр вақит хитайға қайтурулуш хәвпи астида турмақта. Уларниң тәқдири хәлқарадики уйғур җамаәтчиликини әндишигә салмақта.
Америка ташқи ишлар министирлиқиму радийомизға бәргән инкасида, америкиниң хитайға қайтурулуш хәвпи астида туруватқан уйғурларниң әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Улар баянатида, “хитайға қайтуруп берилгән уйғурларниму тилға елип, хитай һөкүмити қайтурулған уйғурларниң һәқ-һоқуқлириға хәлқара кишилик һоқуқ қанун-түзүмлири бойичә капаләткә игә қилиши керәк. Барлиқ җәрянларниң очуқ-ашкара болушиға, уларниң адил муамилә көрүшигә вә бихәтәрликигә капаләтлик қилиши керәк” деди.
Хитай һөкүмитиниң мисирда оқуватқан уйғурларни қайтуруп кетиш вәқәси чәтәлләрдики көзәткүчилириниңму диққитини қозғиған иди. Бәзи көзәткүчиләр хитайниң чәтәлләрдики уйғурларға қолини узитиватқанлиқи, әгәр мисирдики бу вәқәгә күчлүк инкас қайтурулмиған тәқдирдә буниң даваминиң келиши мумкинликини агаһландурмақта.
Мәсилән, америкида нәшрдин чиқидиған “хитай архиплири” намлиқ тор журнилида “хитай уйғурларни қайтишқа мәҗбурлаватиду. Немишқа бәзи дөләтләр хитайниң тәлипини рәт қилмайду” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинди.
Мақалә аптори җессика бәтки хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә оқуватқан уйғурларни қайтуруп елип кетидиған һәрикәтлирини җимҗит һалда хели бурунла башлап болғанлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурларни қайтип кетишкә чақирғанлиқи, бәзи оқуғучиларниң ата-анилирини балилири қайтип кәлгүчә түрмигә соливелиштәк амаллар арқилиқ балиларни қайтуруп кәлгәнликини көрсәткән.
У мақалисидә йәнә, бу йил июлда мисир сақчи даирилири хитайниң буйруқиға бинаән мисирдики өзлүкидин қайтип кәлмигән уйғур балиларни кәң көләмдә тутқун қилиш һәрикитини башлимиғучә дуняниң буниңдин хәвири болмиғанлиқини баян қилған вә “әгәр бу мәсилидә сүкүт давам қилған тәқдирдә, у һалда бу башқа дөләтләрму мисирдәк һәрикәт қилса тәнқидкә учримайдиғанлиқини ипадиләп қойиду вә нәтиҗидә бу дөләтләрниң сақчи органлири хәлқара органларниң тәнқидидин әнсирәшниң һаҗити йоқкән, дәп хатирҗәм болуп кетиду” дегән.
Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәнди бүгүн бу мәсилә үстидә тохтилип, илгири хитай һөкүмити чәтәлләрдики сиясий паалийәтчиләрни вә уларниң паалийәтлирини чәкләш үчүн шу дөләтләргә бесим ишләткән болса, әмдиликтә адәттики уйғурларға йәни мисирда оқуватқан, тирикчилик қиливатқан нормал уйғурларға қол узатқанлиқини әскәртти вә мисир һөкүмитиниң бу һәрикитиниң қаттиқ тәнқидлиниши керәкликини билдүрди.
“хитай архиплири” намлиқ журналда елан қилинған мақалә аптори җессика бәткиму өз мақалисидә, хитай һөкүмитиниң та һазирғичә бу уйғурларни немә үчүн қайтуруп кәткәнлики тоғрисида бир очуқ баянат бәрмигән болсиму, униң сәвәбини тәхмин қилишниң қейин әмәсликини билдүргән.
У мақалисидә юқири мәзмунлар һәққидә тохтилип мунуларни баян қилған: “хитай һөкүмитиниң бу уйғурларни қайтуруп кетиш сәвәбиниң хитайниң уларниң чәтәлләрдики радикал гуруппиларға қатнишип, кейин юртиға қайтип келип бу йәрдә һуҗум елип беришидин қорққанлиқидин болуватқанлиқини пәрәз қилиш унчә қейин әмәс. Әмма бу йәрдики пакит болса қайтуруп кетилгән балиларниң һечқайсисиниң бундақ террор тәшкилатлири вә террорлуқ паалийәтлири билән һечқандақ алақиси болуп бақмиған балилар икәнлики. Уларниң мисирда туруш сәвәблири һәрхил болуш билән биргә, мисирдики уйғурларниң бири өзиниң мисирда яшаватқиниға 15 йил болғанлиқини ейтти. Бу йәрдә унтуп қалмаслиқимиз керәкки, улар хитайға қайтса зулумға учрайдиғанлиқини билиду...”
Америкидики кишилик һоқуқ органлиридин болған әркинлик сарийи тәтқиқатчиси сараһ кук ханим болса хитай һөкүмитиниң буниңға охшаш һечқандақ зораванлиқ билән шуғуллинип бақмиған адәмләргиму зораван қатарида муамилә қилишиниң әслидә өзлири үчүн хәтәрлик ақивәт пәйда қилидиғанлиқини әскәртти.
У мундақ деди: “мәнчә бу зиддийәтни өткүрләштүрүветидиған бир мәсилә. Чүнки у, мушу кәмгичә һечқандақ зораванлиқ билән шуғулланмиған, бундақ ишлардин узақ туруп кәлгән кишиләрниңму көз қаришини өзгәртиду. Улар мән зораванлиқ қилмисамму бәрибир бир зораван террорчиға охшаш муамилигә учрайдикәнмән, униңдин көрә зораванлиқ усулини қоллансам бәкрәк үнүми болидикән, зораванлиқ қилмисам техи улар мениң кәйнимгә киривалидикән, дәйдиған көз қарашни шәкилләндүриду. Шуңа мәнчә хитай һөкүмитиниң бу қиливатқан һәрикәтлири интайин хәтәрлик. У әкс тәсир пәйда қилидиған сиясәтләрдур.”
Истансимиз игилигән учурларда, мисирдин қайтип барған уйғурларниң айропиландин чүшкән һаман бешиға қара халта кийдүрүлүп намәлум орунларға әп кетилгәнлики, бәзилириниң қайта тәрбийиләш мәркәзлиридә тутуп турулуватқанлиқи, һәтта мисирдин қайтқан 12 яшлиқ әмирулла мәмәтниң нәзәрбәнд астиға елинип, сиясий тәрбийә еливатқанлиқидин башқа уни мисирдин елип қайтқан дадисиниң йәттә йил кесилгини, бәш тағисиниңму қамақта икәнлики, аниси вә бовисиниң әмируллани мисирға оқушқа әвәткәнликидәк аталмиш хаталиқини бойниға елип, даириләргә хаталиқини тәкрарлимаслиқ һәққидә вәдә бәргәнликидәк әһваллар ашкариланған иди.
Долқун әйса әпәнди, хитайға қайтуруп берилгән 20 дәк балиниңму ақивитидин һазирғичә һечқандақ хәвәр йоқлуқини әскәртип туруп, дуня дөләтлирини нөвәттә мисирда давамлиқ қайтурулуш хәвпи астида туруватқан балиларни қутқузувелишқа чақирди.
Җессика бәтки ханим болса мақалисидә әскәртип: “хитай һөкүмитини, бу һәрикитини өзи гепим өтиду дәп қариған башқа дөләтләрдиму қилмайду, дегили болмайду. Әгәр дуня сүкүттә турушни давам қилса, у һалда хитай һөкүмити телефонни қолиға елипла башқа дөләтләрдинму чәтәлләрдики уйғурларни тәқибгә елишни сориши мумкин. Хитайни рәт қилишни халайдиған дөләтләр силәр қәйәрдә?” дәп язған.