Мутәллип иминниң мураҗәт хетидин кейин даириләр адәм әвәтип мутәллип иминни издиди

Мухбиримиз меһрибан
2013.11.15
qaghiliq-qoralliq-saqchi-305.jpg Қағилиқ хитай чегра мудапиә әтрити.
tianshannet.com.cn


15 - Июл сәһәрдә бейҗиң айродромида сақчилар тәрипидин мәҗбурий елип кетилгән, истанбул университетиниң асперант оқуғучиси мутәллип имин, үрүмчидики мәлум меһманханида 72 күн қанунсиз тутуп турулуп сорақ қилинғандин кейин, 1 - өктәбир үйигә қайтурулған.

Әмма у, кимлики вә паспорти тартивелинип, өйигә қайтурулғандин кейинму давамлиқ сақчиларниң назарити астида яшашқа мәҗбур болған. Мутәллип имин бу әһваллар һәққидә уйғурбиз торида очуқ хәт елан қилип җәмийәткә мураҗәт қилғандин кейин,даириләр10 - вә 11 - ноябир күнлири мутәллип иминни издәп келип, униң түркийигә қайтип оқушиға асанлиқ туғдуруп беридиғанлиқини, әмма улар билән һәмкарлишиши керәкликини шәрт қилған. Диққитиңлар мухбиримиз меһрибан игилигән бу һәқтики тәпсилий мәлуматларда болсун.

Даириләр тәрипидин 72 күн қанунсиз тутуп турулуп сорақ қилинғандин кейин, хотәндики өйигә нәзәрбәнд қилинған истанбул университетиниң магистер асперанти мутәллип имин, йеқинда хитай дөләт бихәтәрлик хадимлириниң уни йәнә издәп кәлгәнликини билдүрди.

15 - Июл сәһәрдә, истанбулға қайтип оқуш сәпиридин тосуп қелинған мутәллип имин 12 - ноябир күни уйғурбиз ториға бәргән учурида, 10 - ,11 - ноябир күнлири өзлирини диний ишлар идарисидин дәп тонуштурған хитай дөләт бихәтәрлик хадимлириниң хотәндики өйигә издәп келип, униң түркийигә қайтип оқушиға асанлиқ туғдуруп беридиғанлиқини, әмма улар билән һәмкарлишиши керәкликини шәрт қилғанлиқини билдүргән.

Кимлики вә паспорти тартивелинип, сиртқа чиқип әркин паалийәт қилиштин мәһрум қилинған мутәллип иминниң уйғурбиз тори мухбириға билдүрүшичә, 10 - вә 11 - ноябир күнлири өзлирини хотән вилайәтлик диний ишлар башқармисидин дәп ативалған икки хадим у турушлуқ мәһәллигә издәп кәлгән. Улар10 - ноябир күни 1 - қетим кәлгинидә мутәллип имин олтурушлуқ мәһәллиниң кәнт аһалиләр комитетиға кирип мутәллип имин билән көрүшүш арзусини билдүргән.

Әтиси шу йәр вақти әтигән саәт 9 дин 17 өткәндә өзини аблаҗан дәп ативалған бирәйлән мутәллипниң өйигә телефон қилип, униң билән көрүшидиғанлиқини ейтқан. Мутәллип униң билән өйиниң әтрапида көрүшүшни тәләп қилғандин кейин, улар аптомобил билән мутәллипниң өйиниң әтрапиға кәлгән вә мутәллип билән аптомобил ичидә сөзлишидиғанлиқини ейтқан. Мутәллип өзи халимиған болсиму, аптомобилға чиққан вә арқа орундуқта йәнә бир хитай аялниңму олтурғанлиқини көргәндин кейин, уларниң кимликини сориған. Өзини аблаҗан дәп тонуштурған хадим өзиниң вилайәтлик бихәтәрлик идарисида ишләйдиғанлиқини ейтқандин кейин, мутәллипниң әһвалини игиләшкә кәлгәнликини вә мутәллипкә ярдәм беридиғанлиқини билдүргән.

Мутәллип имин уйғур биз ториға бәргән баянида, өзини хотән вилайәтлик дөләт бихәтәрлик идарисиниң хадими дәп тонуштурған аблаҗан исимлик бу киши билән болған сөһбәт җәрянини елан қилған болуп,хитай дөләт бихәтәрлик идарисиниң өзини аблаҗан дәп тонуштурған бу хадими, мутәллип иминдин униң истанбул сәпиридин тутуп қелинғандин буянқи барлиқ әһвалларни инчикилик билән сүрүштүргән, андин мутәллип иминниң кона кимликиниң копийәсини елип бейҗиңға берип, йеңидин кимлик беҗиришкә илтимас қилса болидиғанлиқини тәвсийә қилған. Мутәллип өзиниң кимликсиз сәпәргә чиқалмайдиғанлиқини билдүргәндин кейин, у көйүнгән қияпәттә мутәллипкә нәсиһәт қилип, әгәр бундин кейин тор бекәтлиригә өзиниң әһвали һәққидә учур йоллап әрз қилишни тохтатсила, өзиниң кимлики вә паспортини қайтурувелишиға ярдәмдә болидиғанлиқини билдүргән. Бу дөләт бихәтәрлик хадими йәнә, мутәллипниң түркийидики мәктәпкә оқушқа илтимас қилиш җәрянини тәпсилий сүрүштүрүп, униң қайси орунниң оқуш мукапатиға илтимас қилғанлиқини хатириливалған вә 3 күнгичә мутәллипни йәнә издәйдиғанлиқини вә мутәллипниң паспорти һәм кимликини мунасивәтлик сақчилардин сүрүштүридиғанлиқини вәдә қилған.

Мәлум болушичә, йеқинқи бирнәччә айдин буян, бийҗиң милләтләр университетида оқуватқан яки илгири бу мәктәптә оқуған бирқанчә нәпәр уйғур оқуғучи сақчилар тәрипидин тутуп қилинип сорақ қилиниш яки “сөһбәтлишиш”, “чай ичиш” қатарлиқ баһаниләрдә хитай дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири яки дөләт бихәтәрлик хадимлири тәрипидин сорақ қилишларға дуч кәлгән. Бу оқуғучиларниң билдүрүшичә, сақчилар сорақ җәрянида улардин нуқтилиқ һалда илһам тохтини, илһам тохти билән йеқин өтидиған кишиләрни вә илһам тохти саһиплиқидики уйғурбиз ториға мунасивәтлик әһвалларни сүрүштүргән.

Истанбул университетиниң магистер аспирантлиқида оқуватқан мутәллип имин, илгири мәркизи милләтләр университетиниң енглиз тили кәспидә оқуған болуп, у бейҗиңда оқуватқан илһам тохтиниң лексийәлирини аңлиған вә уйғурбиз торида бир мәзгил пидаий тәрҗиман болуп ишлигән. Мутәллип имин бундин илгири уйғурбиз торида елан қилған очуқ хетидә сақчи даирилириниң униңдин илһам тохти муәллимгә вә уйғурбиз ториға мунасивәтлик әһвалларни сориғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.