түркийәдә оқуватқан мутәллип имин бейҗиң айродромида ғайиб болди

ئۇيغۇربىز تورىنىڭ بېيجىڭ ئايرودرومىدا غايىب بولغان تور باشقۇرغۇچىسى مۇتەللىپ ئىمىن. (يېقىنقى سۈرىتى)
уйғурбиз ториниң бейҗиң айродромида ғайиб болған тор башқурғучиси мутәллип имин. (йеқинқи сүрити) (www.uighurbiz.net)

0:00 / 0:00

түркийәдә оқуватқан мутәллип имин 6-июл күни язлиқ тәтил қилиш үчүн түркийәдин хитайға кәлгән. әмма у 15-июл түркийәгә қайтиш сәпиридә, бейҗиң айродромида туюқсиз ғайиб болған. униң бейҗиңдики қиз дости атикәм уйғурбиз торида елан қилған "мутәллип сиз қәйәрдә?" намлиқ мақалисидә, мутәллипни бейҗиң дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилири айропилан учуш алдида "чай ичип сөһбәтлишиш" намида елип кәткәнликини билдүргән.

түркийә истанбул университетиниң магистир асперанти мутәллип имин бу йил бейҗиңдики қиз достини йоқлап қайтиш сәпиридә, 15-июл бейҗиң вақти сәһәр 1:30 да дә истанбулға учидиған айропиланға чиқиштин 10 минут илгири туюқсиз ғайиб болуши униң бейҗиңдики қиз дости вә савақдашлирини әндишигә салған.

мутәллипниң қиз дости атикәм, мутәллип ғайиб болуп 172 саәттин кейин, йәни 22-июл күни уйғурбиз торида уйғурай тәхәллусида "мутәллип сиз нәдә?" намлиқ мақалини елан қилип, мутәллипниң бейҗиң дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилири тәрипидин тутуп кетилгән болуши мумкинликини билдүрүп, җәмийәттин мутәллипниң дерикини қилишқа мураҗиәт қилди. атикәмниң айродромдики хадимлардин игилишичә, истанбулға учидиған айропилан 15-июл сәһәр саәт 1:30 да дәл вақтида учқан, әмма мутәллип айропиланға чиқмиған.

мутәллип имин хотән лоп наһийисидин болуп, у 2012-йили 6-айда бейҗиң милләтләр университетиниң инглиз тили тәрҗиманлиқ кәспини түгәткән. мутәллип имин түркийә дөләтлик оқуш мукапатиға илтимас қилип, 2012-йили 10-айда истанбул университетиниң җәмийәтшунаслиқ кәспидә магистирлиқ оқушиға қобул қилинған.

уйғурбиз ториниң саһиби мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиниң радиомизға билдүрүшичә, мутәллип имин бейҗиң мәркизи милләтләр университетида оқуватқан мәзгилидә илһам тохтиниң дәрсини аңлиған оқуғучиларниң бири. улар бирнәччә күндин буян мутәллип иминниң қәйәрдә вә немә үчүн тутқун қилинғанлиқини җиддий сүрүштүрүватқан болсиму, әмма 22-июлғичә мутәллипниң ениқ дерикини алалмиған.

илһам тохти әпәнди йәнә, йеқиндин буян илгири униң лексийисини аңлиған бирқанчә оқуғучиниң бейҗиң дөләт аманлиқини қоғдиғучи сақчилар тәрипидин "чай ичиш" намида елип кетилип сорақ қилинғанлиқини билдүрүп, уларниң тутқун қилиниши даириләрниң уйғурбиз ториға мунасивәтлик учурларни игиләш үчүн болуши мумкинликини билдүрди.

уйғурбиз ториниң бейҗиңдики башқурғучиси шөһрәт исимлик оқуғучиму бу йил 6-айниң ахирқи күнлиридә бейҗиң дөләт аманлиқини қоғдиғучи сақчилар тәрипидин әкитилип, 28 саәттин кейин қоюп берилгән. уйғурбиз ториниң саһиби мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиниң 2-июл күни радиомизға билдүрүшичә, әйни чағда шөһрәт исимлик бу оқуғучиму бейҗиң дөләт аманлиқини қоғдиғучи сақчилар тәрипидин мәхпий тутқун қилинған. шөһрәт сақчилар тәрипидин қоюп берилгәндин кейинла, достлириға өзиниң дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилири тәрипидин елип кетилип 28 саәт сорақ қилинғанлиқини, дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири униңдин уйғурбиз ториға мунасивәтлик учурларни һәм чәтәл мухбирлири билән болған алақисини тапшурушқа мәҗбурланғанлиқини йиғлап туруп дәп бәргән.

мутәллип иминниң қиз дости мақалисидә мутәллипниң бейҗиң дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилири тәрипидин мәхпий тутқун қилинған болуши мумкинликини билдүрүп мундақ баянларни бәргән:
"мутәллип 6-июл күни бейҗиңға йетип кәлди. у шималий милләтләр университетида оқуйдиған бир қиз оқуғучидин илгири арийәт алған пулни қайтуруп бериш үчүн, түркийәгә қайтиштин бурун йәни 13-июл күни бу қиз билән алақиләшти. бу қиз мутәллипкә, өзиниң диний етиқад сәвәбидин бирнәччә күн илгири бейҗиң сақчилири тәрипидин сорақ қилинғанлиқини билдүрүп, өзини издимәсликни тәләп қилди. бу қиз йәнә, сақчиларниң сорақ җәрянида униңдин мутәллипкә аит әһвалларни сориғанлиқини вә мутәллипни тепип беришни тәләп қилғанлиқини билдүрүп, мутәллипниң өзигә диққәт қилишини қайта-қайта тапилиған иди. әнсиригән иш ахир йүз бәрди. мутәллип истанбулға маңидиған айропилан қозғилиштин илгири туюқсиз ғайиб болди."

атикәм мақалисидә йәнә, илһам тохти муәллимниң униңға "мутәллип дөләт қануниға хилаплиқ қилидиған һәрқандақ ишни қилмиған тәқдирдиму, бейҗиң дөләт аманлиқини қоғдиғучи хадимлар уни һәрқандақ баһанә билән тутқун қилиши вә униңға у қилмиған ишларниму артиши мумкин" дегәнликини, у өзиниң вә мутәллип иминни йеқиндин тонуйдиған достлириниң униңдин әнсирәватқанлиқини билдүргән.

уйғурбиз тори бейҗиң милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти әпәнди тәрипидин қурулған тор бекити болуп, нөвәттә бу тор бекити пәқәт чәтәлләрдила ечилиду. 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидә уйғурбиз тори башқа уйғурчә тор бәтләр билән бирликтә уйғур аптоном райониниң тәйинләнгән рәиси нур бәкри тәрипидин қутратқулуқ қилди дәп әйиблинип, вәқәдин кейин тор бекитиниң хитай ичидики бекити тақиветилгән иди. тор бекитиниң саһиби илһам тохти әпәнди шундин кейин көп қетим нәзәрбәнд қилинип, униң һәрқандақ баһанидә чәтәлгә чиқиши чәкләнгән иди.

түзитиш: илгири бу хәвәрдә, мутәллип имин уйғурбиз тор бетиниң тор башқурғучиси болуп қалған. мутәллип имин уиғурбиз ториниң башқурғучиси әмәс, һәм әзәлдин болуп бақмиған.