Хотәндики сақчихана оқуғучи мутәллип иминниң әрзини рәт қилған
2013.12.04
Истанбул университетиниң аспиранти мутәллип имин, бу йил 7-айда хитай җ х даирилири тәрипидин бейҗиң айродромида тутуп қелинип, һечқандақ қануний рәсмийәтсиз 79 күн нәзәрбәнд қилип қоюлған иди. У, бу йил 10-айда қоюп берилгән болсиму, бирақ даириләр униң кимлик вә паспортини тартивалған.
Мутәллип имин, 1-декабир өзиниң қанунсиз нәзәрбәнд қилинғанлиқи, паракәндичиликкә учриғанлиқи вә паспорт, кимлик, компютер қатарлиқ шәхси әшялириниң тартивелинғанлиқини илгири сүрүп, өзи турушлуқ хотән лоп наһийисиниң буя йезилиқ сақчи понкитиға әрз қилған. Сақчи понкитиниң дело турғузуп, вәқәни тәкшүрүшини тәләп қилған.
Сақчи понкити униң әрзини қобул қилип, дело турғузуш вә вәқәни тәкшүрүшни рәт қилған. “уйғурбиз” ториниң ашкарилишичә, сақчи понкитиниң башлиқини өз ичигә алған мунасивәтлик кишиләр мутәллипниң әрзини аңлиған болсиму, бирақ сақчи дело турғузуп тәкшүрүшкә йетәрлик пакит йоқлуқини илгири сүрүп, бу әһвалға биз дело турғузалмаймиз, чүнки дело турғузушқа йетәрлик пакит йоқ, дәп көрсәткән.
Биз бу мунасивәт билән лоп буя йезилиқ сақчи понкитиға телефон қилип, әһвални игиләшкә тиришқан болсақму, сақчи понкитиниң бир хадими соалимизға җаваб беришни рәт қилди. Униң билдүрүшичә, у биз билән бу мәсилә һәққидә сөзлишәлмәйдикән.
Мутәллип имин, бу йил 10-айда қоюп берилип, лоп наһийисидә олтурушлуқ аилисигә қайтурулған болсиму, бирақ у хитай аманлиқ даирилириниң изчил паракәндичиликигә учрап кәлгән.
У йеқинда хитабнамә елан қилип, җ х данилирини өзигә паракәндичилик салмаслиққа, әгәр паракәндичилик селишни тохтатмиса, җ х даирилириниң үстидин әрз қилидиғанлиқини агаһландурған иди.
Мутәллип йәнә, өзиниң шикайитини уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң әрзи-шикайәт тор сандуқи вә назарәт назириниң елхәт сандуқида елан қилған.
“уйғурбиз” ториниң хәвәр қилишичә, униң һәр икки хәт сандуқидики шикайити бир қанчә күн аввал өчүрүветилгән.
Бирақ, мутәллипни қайси хитай аманлиқ органниң нәзәрбәнд қилғанлиқи соал пәйда қилған.
Мутәллип иминниң илгири сүрүшичә, уни уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң хадимлири бейҗиң айродромида тохтитивелип, үрүмчигә елип барған. Бейҗиң таможнисидики сақчилар уни истанбул сәпиридин тохтитивалғанда униңға уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң сорақ қилмақчи икәнликини билдүргән. Мутәллип йәнә, уни үрүмчидә сорақ қилған кишиләрниң өзини җ х назаритиниң хадими, дәп тонуштурғанлиқини илгири сүриду.
Бирақ, буя йезилиқ сақчи понкити униң җ х назарити тәрипидин нәзәрбәнд қилинғанлиқи гуманлиқ, дәп қариған. Буя сақчи понкитидикиләр униң түрмигә соланмиғанлиқи яки рәсмий орган тәрипидин тутуп турулмиғанлиқини илгири сүрүп, униң үстигә гуваһчиларниң салаһийити ениқ әмәсликини билдүргән.
Йәнә бир сақчи еһтимал мутәллипни дөләт бихәтәрлик назарити нәзәрбәнд қилған болуши мумкинликини әскәртип, әгәр җ х оргини тутқан болса йәрлик сақчи органлириға уқтуруш қилинидиғанлиқи, бирақ мутәллип хотән айрудумиға чүшүп өйигә йетип барғанға қәдәр наһийилик сақчи идариси вә буя сақчи понкитиға уқтуруш қилинмиғанлиқини билдүргән.
Хитай хәлқ қурултийи 2012-йили мақуллиған “хитай җинайи ишлар дава қануни” ниң түзитиш киргүзүш лайиһисидә хитай аманлиқ органлириниң һоқуқини кеңәйтип, террорлуқ, дөләт бихәтәрликигә мунасивәтлик мәсилиләрдә аманлиқ органлириға тутқунларни узун мәзгил соал-сорақсиз тутуп туруш һоқуқи бәргән. Бу қанун хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң вә уйғур паалийәтчилириниң тәнқидигә учриған. Уйғур паалийәтчиләр бу қанунниң нуқтилиқ уйғур вә тибәт актиплириға қаритилғанлиқини илгири сүргән иди.
Мутәллипниң илгири сүрүшичә, у қоюп берилип уни хотәнгә яллап беришкә мәсул кишиләр өзини җ х идарисиниң хадими, дәп тонуштурған. Униң кимликини тартивалған ели исимлик киши болса мутәллипкә телефонда униң кимлики җ х идарисиниң ишкапида қулуплақлиқ икәнликини билдүргән.
Мутәллипниң илгири сүрүшичә, у қоюп берилип уни хотәнгә яллап елип беришкә мәсул кишиләр өзини “җ х идарисиниң хадими” дәп тонуштурған. Униң кимликини тартивалған ели исимлик киши болса мутәллипкә телефонда униң кимлики җ х идарисиниң ишкапида қулуплақлиқ икәнликини билдүргән.
Бирақ, буя сақчи понкити мутәллипни нәзәрбәнд қилиш рәсмий органларниң иши әмәсликини илгири сүрүп, дело турғузушни рәт қилған.
Боя сақчи понкитиниң дело турғузушни рәт қилиштики йәнә бир сәвәби мутәллипниң нопус тәвәликидур. Сақчи понкити “сән бу йәрлик әмәс, сениң нопусуң бейҗиңда” дегән.