“зимистан” ториниң хитайдики 45 мухбири тутқун қилинған
2018.12.28

Йеқиндин буян ғәрб ахбарат васитилири уйғур дияридики уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләрниң диний әркинлик вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң хәлқара сәһниләрдики етибарини ашурушта изчил күч чиқирип келиватиду. Шуниңдәк “Зимистан” ториму мушу рәтниң алдида меңиватқан тор таратқулириниң бири.
Һалбуки, йеқинда “зимистан” ториниң хитайда вә уйғур диярида турушлуқ лагерларниң ички әһвали вә башқа дәпсәндичиликләрни әйнән пакитлар билән ечип бериватқан 45 мухбири “дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған” яки “чәтәлниң дипломатийә сияситини сиңдүрүшкә қатнашқан” дегәндәк әйибләшләр билән тутқун қилинған.
“зимистан” ториниң 27-декабир күнидики хәвиридә юқирида тилға елинған 45 мухбирниң тутқун қилиниш сәвәби хитайда турған мәзгилдә хитай коммунистик партийәсиниң өз хәлқигә йүргүзүватқан диний әркинлик вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит вәқәләр вә хәвәрләрни топлиғанлиқтин болған, дәп изаһат берилгән.
Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлуматқа игә болуш мәқситидә, мәзкур торниң баш мәсули марко респинти билән телефон зиярити елип бардуқ.
У бизгә бу 45 мухбирниң бу йили 9-айдин 12-айғичә болған үч ай ичидә арқа-арқидин тутқун қилинғанлиқини, улардин 40 қа йеқини уйғур дияридин тутулғанлиқини ейтип өтти. У сөзидә: “улар һәммиси бирла вақитта тутқун қилинған әмәс, хитай һөкүмити уларниң салаһийитини байқап қалғандин кейин бир-бирләп тутқун қилди. Бу йил рождество байрими кәлгүчә тутқун қилинғанларниң сани 45 кә йәтти. Шинҗаңдики 40 қа йеқин мухбиримиз тәрбийиләш лагери һәққидә материял топлиғанлиқи үчүн тутулди,” деди.
Биз униңдин юқириқи учурниң қандақ усуллар арқилиқ дәлилләнгәнликини сориғинимизда, у хитайда техи байқалмиған мухбирларниң өзлиригә мәлумат бәргәнликини ейтип өтти.
У мундақ дәйду: “бундақ мәлуматлар пәқәт бирла адәмдин кәлсә бәлким ишәнмәсликимиз мумкин, әмма бир қанчә мухбиримиз охшашла мәлум мухбирниң тутқун қилинғанлиқини йәткүзсә, демәк бу биз үчүн дәлилләнгән учур һесаблиниду”.
Мақалидин мәлум болушичә, “зимистан” тори хитай һөкүмити тәрипидин “чәтәлниң дүшмән тор бети” дәп тәбир берилгән. Дөләт ичидики қараңғулуқ мәзкур тор бәт арқилиқ дуняға ашкарилинип кәткәнликтин, хитай һөкүмити мәзкур торға һуҗум қилиш вә мухбирлирини тутқун қилиш арқилиқ улардин өч алған.
Марко респинти хитай һөкүмитиниң бу хил өч елиш һәрикитигиму қисқичә чүшәнчә берип өтти. Униң дейишичә, хитайниң мәзкур торға һуҗум қилиши өзлириниң наһайити тоғра иш қиливатқанлиқидин дерәк беридикән.
У мундақ тохталди: “‛зимистан тори‚ ниң хитайниң һуҗумиға учриши тунҗи қетимлиқ иш әмәс. Улар бизниң компютер мулазимитимизға, шәхсий електронлуқ хәт сандуқлиримизға вә мухбирлиримизға һуҗум қилип кәлгән, бу хил вәзийәт күнсайин начарлишишқа қарап меңиватиду. Әмма бу биз үчүн яхши бешарәт, чүнки биз тоғра иш қилмиған болсақ, хитайму бизгә һуҗум қилмайтти”.
Хәвәрдә бу йил өктәбир ейиниң оттурилирида “зимистан” ториниң хитайниң фу җийән өлкисидә турушлуқ икки мухбириниң тутқун қилинғанлиқи, һазирға қәдәр қоюп берилмигәнлики баян қилинған. Бу икки мухбир һөкүмәт тәрипидин “1-дәриҗилик тутқун” дәп бекитилгән. Бу йәрдики “1-дәриҗилик тутқун” дегини аилиси билән алақә қилиши пүтүнләй чәкләнгән, әң қаттиқ бихәтәрлик тәдбири елинидиған кишиләр икән.
Марко респинти тутулған мухбирлириниң нөвәттики вәзийити вә уларниң тәқдири һәққидә тохтилип, йеқиндин буян аңлап келиватқан тутқунларниң қийин-қистақларға елиниши вә бәзилириниң өлүп кетиватқанлиқи һәққидики гуваһлиқ сөзлиригә асасән, уларниң һазирқи әһвалини қияс қилишниң тәс әмәсликини, улардин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини сөзләп өтти.
У йәнә мундақ деди: “хитай һөкүмити бизниң мухбирлиримизни ‛дөләт мәхпийәтликини чәтәлгә сатқан хаин‚ дәп тутқун қилди. Бу пүтүнләй хата, улар өзиниң мухбирлиқ вәзиписини ада қилди. Бир адәм хаин дәп әйибләнсә, өлүм җазасиға һөкүм қилиниду, шуңа биз улардин қаттиқ әнсирәватимиз”.
Зиярәт давамида биз маркодин хитайдики мухбирлириниң тутқун қилиниши, уларниң уйғур вәзийити вә башқа диний җәһәттики җазалашларни паш қилишта уларға пәйда қилинған тосалғулар һәм буниң тәсири һәққидә пикир алдуқ. У ипадә билдүрүп, 45 мухбирниң тутулушиниң 45 парчә хәвәрдин қуруқ қалғанлиқини билдүридиғанлиқи, буниң улар үчүн “еғир зиян” һесаблинидиғанлиқини сөзләп өтти.
У йәнә мундақ дәйду: “бунчә мухбиримизниң тутулуши йәнә бир тәрәптин хитайдики башқа тутулмиған мухбирлиримизни уларниң хизмитини өз үстигә елишқа үндиди. Бу бизгә бир үмид беғишлиди. Биз сепимизни қайтидин орунлаштуруп, бу хизмитимизни изчил давамлаштуримиз”.
Зиярәт ахирида марко респинти кәлгүси пиланлири һәққидиму қисқичә тохтилип өтти. У алдинқи мәзгилләрдә уйғур дияридики лагерларниң ичини сүрәткә алған мухбириниң тутулғанлиқини тилға алғач, хитай һөкүмитиниң бундақ қилмишлириниң уларни хитайдики наһәқсизликләрни паш қилиш күришидин ваз кәчтүрәлмәйдиғанлиқини алаһидә әскәртти. У сөзидә: “бизниң буниңдин кейинки хизмитимиз бурунқидин қийин бөлиши мумкин. Мән ғәрбтә болғанлиқим үчүн, ‛бу хизмәтни давамлаштуримиз‚, дейиш мән үчүн асан, әмма бизниң хитайдики нурғун мухбирлиримизниң ирадиси бизни һәқиқәтән хатирҗәм қилди. Шуңа биз бу йолдин қәтий ваз кәчмәймиз”.
Бәзи көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, “зимистан” тори гәрчә қурулғили узақ болмиған бир аммиви ахбарат васитиси болсиму, әмма униң изчил уйғурларниң әһвали вә уйғур дияриниң вәзийитигә қарита өзлирини беғишлаш роһи хәлқарада алқишқа еришмәктә икән.