Рабийә қадир ханим мухбирларни күтүвелиш йиғинида уйғурларниң вәзийити һәққидики муһим соалларға җаваб бәрди
2014.08.28
Чаршәнбә күни, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим америка дөләтлик ахбарат кулубида йәкән вәқәсиниң тәпсилати һәққидә елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң йәкәндә қирғинчилиқ қилғанлиқини билдүрди. У, йәкән елишқудики вәқәдә келип чиққан адәм чиқиминиң худди барин вәқәси, ғулҗа вәқәси вә 2009 - йили 5 - июл үрүмчи вәқәсигә охшашла көпликини, бирақ буниңдин дуняниң хәвәрсиз қалғанлиқини баян қилди вә америка һөкүмитини вәқәгә диққәт қилишқа чақирди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йәкән елишқу вәқәсиниң әсли маһийитини дуня җамаәтчиликигә билдүрүш мәқсәт қилинған “шәрқий түркистандики әнсизлик: хитай тилға алмайватқан һәқиқәтләр” мавзулуқ ахбарат елан қилиш йиғинида рабийә ханим алди билән вәқәләрниң әмәлийитини дуняға ашкарилашта ахбаратчиларниң интайин муһим рол ойнайдиғанлиқини, һазирғичә чәтәл мухбирлириниң уйғур елида йүз бериватқан вәқәләрни дуняға хәвәр қилишта муһим рол ойниғанлиқини тәкитлиди. Рабийә қадир ханим уйғурлар 65 йилдин буян хитай зулумиға учрап келиватқан болсиму, әмма 2009 - йилидин буянқи зулумниң һечқачан көрүлүп бақмиған дәриҗидә еғирлиқини тәкитлиди. У, бу нөвәт йәкән елишқуда йүз бәргән вәқәни хитай һөкүмитиниң йәнә охшашла зораван - террорчилар пәйда қилған вәқә, дейиш арқилиқ, буни террорлуқ вәқәси қилип көрситип, өзиниң бастуруш һәрикитини ақлашқа урунғанлиқини, елишқуда йүз бәргәнләрниң әмәлийәттә хитай һөкүмити ейтқандин пүтүнләй пәрқлиқ икәнликини ейтти. Рабийә қадир ханим сөзидә, йәкән елишқудики вәқәдә өлтүрүлгән уйғурларниң саниниң әң аз дегәндә 2000 дин ашидиғанлиқини, бу рәқәмниң чинлиқини испатлайдиған охшимайдиған мәнбәләр барлиқини, бирақ, хитай һөкүмитиниң әмәлийәтни қаттиқ йошуруватқанлиқини ейтти. Рабийә ханим шундақла вәқәдин кейин хитай һөкүмитиниң йезидики деһқанларни мәдәнийәт инқилаби мәзгилигә охшаш мәҗбурий һалда қолиға тоқмақ тутқузуп, мәҗбурий һалда аталмиш террорчиларни қоғлап тутушқа чиқириватқанлиқини, йәкән вәқәсидин кейин районда һелиһәм кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитиниң давам қиливатқанлиқини ейтти. Рабийә қадир ханим кейин дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат әпәндини йәкәндики вәқә һәққидә өзлири игилигән учурлар вә һәрқайси хәлқара ахбаратларниң мухбирлири игилигән учурлар асасида тәйярлап чиқилған ингилизчә доклатни оқуп беришкә тәклип қилди.
Бу ахбарат елан қилиш йиғиниға америка, японийә, түркийә вә тәйвән қатарлиқ дөләт вә районларниң ахбарат органлириниң мухбирлири қатнашқан болуп, зал ичи лиқ толған иди. Улар юқиридики доклат бериш қисми аяқлашқандин кейин, мухбирларниң әркин соал сораш қсимида бәс - бәстә рабийә қадир ханимдин соал сориди. Мухбирлар қизиқип сориған соалларниң бири, америка һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә қандақ позитсийидә болуватқанлиқи, уларниң америка - хитай учришишлирида уйғур мәсилисини тилға еливатқан - алмайватқанлиқи болди. Рабийә қадир ханим буниңға җавабән, әлвәттә америка һөкүмитиниң уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқанлиқини, өзлириниң һәр қетим һөкүмәт әмәлдарлири вә америка дөләт мәҗлис әзалири билән өткүзгән учришишлирида улардин уйғур вәзийитигә диққәт қилишни тәләп қилип келиватқанлиқини, америка даирилириниңму хитай билән болған учришишларда бу мәсилини мәйли ашкара, мәйли йепиқ йиғинларда оттуриға қоюватқанлиқини билдүридиғанлиқини ейтти.
Йиғинда йәнә, мухбирлардин бири рабийә қадир ханимниң йеқинда тәйвән мустәқиллиқини тәләп қилидиған алий мәктәп оқуғучилар вәкиллирини қобул қилип улар билән көрүшкәнликини, буниң сәвәбиниң немә икәнликини вә улар билән немә ортақлиқ бар, дәп қарайдиғанлиқини сориди. Рабийә қадир ханим униңға җавабән, тәйвәндики бу оқуғучиларниң тинчлиқ йоли арқилиқ өзлириниң хитай коммунист һакимийитидин мустәқил бир дөләт болуш арзусини ипадиләп кәлгәнликини, уларниң бу тинчлиқ билән арзусини намайән қилиш йоли, уларниң ирадиси вә ахириқи нишаниниң уйғурларға охшайдиғанлиқини, шуңа улар билән ортақлиқи бар дәп қарайдиғанлиқини, чәтәлләрдики демократ хитай тәшкилатлириниңму уйғурларниң паалийәтлирини һазирғичә қоллап кәлгәнликини баян қилди.
Йиғинда мухбирлар йәнә, уйғурларниң шинҗаң вә шәрқий түркситан аталғуси һәққидики көз қаришини сориғанда, рабийә қадир ханим уйғур елиниң тарихи исминиң шәрқий түркстан дәп атилидиғанлиқи, шинҗаң дегән исимниң хитай һөкүмити уйғур елини бесивалғандин кейин бәргән исимлики, хәлқара мәтбуатларда хитайлар шизаң дәп атайдиған җай тибәт дәп атиливатқан болса, уйғурларниңму өз юртини башқиларниң шәрқий түркситан дәп атишини арзу қилидиғанлиқи, шуңа чәтәл мухбирлириниң бу земинни атиғанда шәрқий түркстан дегән исимни қоллинишини үмид қилидиғанлиқи қатарлиқларни тәкитлиди.
Йиғинда йәнә, йеқиндин буян хәлқара мәтбуатларниң қизиқишини қозғиған ипарханниң картон филиминиң ишлиниш мәсилиси һәққидиму соал соралди. Шүбһисизки, бу, йеқиндин буян чәтәл мухбирлири қизиқиватқан йәнә бир муһим вәқә болуп қалған иди. Мухбир бу картон филимниң ишлинишигә уйғурларниң қандақ қарайдиғанлиқини сориғанда, рабийә қадир ханим ипарханниң тарихиниң әмәлийәттә пүтүнләй пәрқлиқ икәнликини, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң әң сәзгүр, әң назук һеслириға тақишидиған бир мәсилини тәшвиқат вастиси қилип таллап хата қилғанлиқини, буниң уйғурларни техиму ғәзәпләндүридиғанлиқини ейтти. Мухбирлар йәнә немә үчүн хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәсилисини диний радикаллиққа бағливалидиғанлиқини, буниң асаси бар - йоқлуқини сориди. Рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мусулман болғанлиқидәк бир пакитни суйистимал қилип туруп, уни һазир хәлқарада еқим болуватқан диний радикаллиқ вә террорлуққа қарши туруш долқуни бойичә базарға селип, уни бир тәрәп қилишқа урунуватқанлиқини, әмәлийәттә уйғурларниң бүгүн тартиватқан золуминиң диний радикаллиқ яки террорлуқ билән һечқандақ алақиси йоқлуқини, бирақ хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаттиқ зулум қилип, өз қоли билән уйғурларни радикаллишишқа иттириватқанлиқини әскәртти.
Мухбирларни күтүвелиш йиғини аяқлашқандин кейин, рабийә қадир ханим йәнә түркийә ихлас хәвәр агентлиқи вә америка авази мухбирлириниң айрим зияритини қобул қилди. Рабийә қадир ханим бизниң зияритимизни қобул қилип, бу нөвәтлик ахбарат елан қилиш йиғинини ечиштики сәвәб вә өзлириниң америка һөкүмитидин күтидиған үмидлирини баян қилди. Рабийә қадир ханим сөзидә, уйғур мәсилисиниңму дуняниң башқа җайлирида болуватқан муһим вәқәләргә охшашла муһимлиқини, америка у мәсилиләргә қандақ җиддий қараватқан болса уйғурларниң вәзийтигиму шундақ җиддий қариши керәкликини тәкитлиди.