Ниҗат сәмәтниң сақчи зораванлиқиға учриши әтраптики ишләмчиләрни һәрикәткә кәлтүргән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.03.28
xoten-saqchilar-305.png Хитай һөкүмәт сақчилири хотән кочилирида
AFP


Ниҗат сәмәтниң алаһидә сақчи зораванлиқиға учраш вәқәси һәққидә радиомизға кәлгән инкаста, ниҗатниң қаттиқ урулушиға тақәт қилип туралмиған нәқ мәйдандики хотәндин кәлгән ишләмчиләрниң алаһидә сақчиларни қоршавға елип әдипини бәргәнлики вә алаһидә сақчиларниң мәйдандин қачқанлиқи, сақчиларниң арқидин күч топлап келип хотәнлик ишчилардин 30 нәччә кишини тутқун қилғанлиқи баян қилинған иди.

Әмма ниҗатниң аилиси вәқәниң бу тәрипидин хәвәрсиз икәнликини билдүргән вә ниҗатниң техи тәлтөкүс есигә кәлмигәнликини әскәрткән иди. Мухбиримизниң бүгүн атуштики 2 - сақчиханидин игилишичә, алаһидә сақчилар өзлири урған ниҗат сәмәтни нәқ мәйданда йәни ишләмчиләр базирида туталмастин, иккинчи сақчихана алдида күтүп турған вә алдиға чақиртип әкилип тутқун қилған. Бу учур хотәнлик ишләмчиләр билән алаһидә сақчилар арисидики тоқунушниң растлиқини испатлиқмақта.

Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.

Биз вәқәниң хотәндин кәлгән ишләмчиләргә алақидар қисмини ениқлап беқиш үчүн, уруп яриландурулған ниҗат сәмәтниң дадисидин мәлумат соридуқ:

Соал: аңлисақ, шу күни вәқә йүз бәргән мәйданда хотәнлик ишләмчиләр бар икән, бу ишләмчиләр сизниң оғлиңизниң қаттиқ урулушиға тақәт қилалмай вәқәгә арилишипту, буниңдин хәвириңиз болдиму?

Җаваб: яқ, униңдин хәвирим болмиди, чүнки балам техи толуқ есигә кәлмиди. Әмма шу ишчилардин бирқанчисини тутуп кетипту дәп аңлидим.

Биз бүгүн вәқәниң җәряни һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн, ниҗат сәмәт тутулған 2 - сақчиханидин мәлумат соридуқ:

Соал: ниҗат сәмәтниң әһвали қандақ һазир?

Җаваб: қайси ниҗат сәмәт?

Соал: сақчилар тәрипидин уруп яриландурулған, нөвәттә областлиқ дохтурханида давалиниватқан?

Җаваб: у иш алаһидә сақчилар билән болған иш, биз билән алақиси йоқ.

Соал: ниҗат сәмәтни дадисиниң силәрниң сақчиханиға әкәлгини растму?

Җаваб: раст. Мушу сақчиханидин тутуп әкәтти.

Соал: вәқәниң җәряни қандақ икән?

Җаваб: алаһидә сақчилар тәкшүрүш елип бериватса маслашмиған һәм алаһидә сақчиларни уруп қечип кәткән иш дәп аңлидуқ, әмма тәлтөкүс хәвиримиз йоқ, чүнки вәқә йүз бәргән җай бизниң тәвәлик әмәс.

Соал: алаһидә сақчилар немә үчүн нәқ мәйданда тутмай, силәрниң сақчиханиниң алдида тутиду?

Җаваб: улар һаҗәт қилиш үчүн бизниң сақчиханиға киргән, адәттә һәммимиз қанун саһәсидә болғандикин, обурни йирақта болуп қалған әһвалда мушундақ сақчиханиларға кирип һаҗәт қилиниду.

Соал: силәр ниҗат сәмәтни сақчиханиға чақиртип әкәп берипсиләр, шундақму?

Җаваб: биз чақирмидуқ, булар өзлири мунасивәтлик кишиләр арқилиқ дадисиға тел қилип, биз мушу сақчиханиға әкәл дегән гәп.

Соал: алаһидә сақчилар, немә үчүн ниҗат сәмәтни нәқ мәйданда тутмастин, силәрниң сақчиханиниң алдида тутиду?

Җаваб: ниҗат уруп болуп дәсләптә мотсекилит билән, кейин мотсекилитни ташлап қачқан дәп аңлидуқ. Ишниң тәпсилатини 1 - сақчихана билиду.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәлум болушичә дәсләп вәқә йүз бәргәндә алаһидә сақчиларниң сани 8 нәпәр. Ундақта, ниҗат сәмәт уларниң қолидин қандақ қечип қутулалиған? алаһидә сақчилар ниҗат сәмәтни нәқ мәйданда тутмастин, немә үчүн 2 - сақчиханиниң алдида тутиду? мана буниңдин қариғанда, ниҗат сәмәтниң қаттиқ урулғинини көргән хотәнлик ишләмчиләрниң вәқәгә арилашқанлиқи, сақчиларниң ниҗат сәмәтни тутушқа нәқ мәйданда чарисиз қалғанлиқи ашкариланмақта. Алаһидә сақчиларниң ниҗат сәмәтни ишханисиға апирип чала өлүк һалитигә кәлгичә қаттиқ уруши уларниң хотәнлик ишчилар тәрипидин хели қаттиқ әдибини йегәнлик еһтималлиқини оттуриға чиқармақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.