Норвегийәдики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз айгүл йүсүп
2014.08.11
norwegiye-xitay-bayraq-koydurush.jpg Уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғурлар устидин елип барған қораллиқ бастурушлириға наразилиқ билдүрүп, хитай әлчиханиси алида намайиш қилип, хитай дөләт байриқини көйдүрди. 2014-Йили 8-авғуст, норвегийә.
RFA/Aygul

Дуня уйғур қурултийиниң бир туташ орунлаштурушиға асасән норвегийә уйғур комитети билән уйғур ислам мәркизи вақитниң интайин қисқа болушиға қаримай җиддий һалда тәшкилләш елип берип, 8-авғуст җүмә күни пайтәхт ослодики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш паалийити өткүзди.

Дуня уйғур қурултийи, әркин асия радиоси қатарлиқ нопузлуқ тәшвиқат вә учур мәнбәлиридә уйғур елиниң йәкән наһийисидә йүз бәргән вәқәләр тоғрисида ишәнчлик хәвәрләр тарқалғандин кейин, норвегийәдики уйғурлар “бу қанлиқ вәқәләргә болған ғәзәп- нәпритини ипадиләш, хитай һөкүмитиниң уйғур елида бу шәкилдә арқа-арқидин елип бериватқан қанлиқ қирғинчилиқ һәрикәтлирини дуня җамаәтчиликигә билдүрүш һәм өз һәқ -һоқуқлири үчүн қан төкүватқан, өлүватқан, түрмиләрдә йетиватқан қериндашлириға игә чиқиш” мәқситидә иш күни болушиға қаримай, хитай әлчиханисиниң алдиға йиғилип намайиш өткүзди.

Гәрчә бу қетимлиқ намайиш 5-июлни хатириләш намайиши болуп узун өтмигән бир арилиқта елип берилған болсиму, вәтәнниң ғемини өз ғеми, вәтән үчүн қилидиған хизмәтни өзиниң виҗдани бурчи дәп һесаблиған уйғурлар арилиқни йирақ көрмәй пайтәхт ослоға җәм болуп, ай-юлтузлуқ көк байрақ вә хитайға қарши һәр хил шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүп, хитай әлчиханисиниң алдида мәрданә сәп түзүп һәйвәтлик шоарларни товлап, хитай әлчиханисида ишләйдиған хитайларниң йүрикигә әнсизлик селип деризилирини етивелишқа мәҗбур қилди.

Җамаәт вәкиллиридин өмәр һаҗи елип кәлгән хитайниң қизил байриқиға гәрчә сақчилар рухсәт қилмиған болсиму, лекин хитай әлчиханиси алдида ләнәт-нәпрәтләр билдүрүлүп, йиртилип вә түкүрүлүп от қоюп көйдүрүлди. Байрақ көйдүрүш үчүн рухсәт елиш керәкликини, бундақ қилишниң қанунсизлиқ икәнликини билдүргән сақчиларға өмәр һаҗи биринчидин, рухсәт елишқа вақитниң яр бәрмигәнликини, иккинчидин, бигунаһ қериндашлириниң хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ өлтүрүлгәнликини, шу сәвәбтин мушу усул билән өзиниң ғәзәп-нәпритини билдүрүватқанлиқини ейтқандин кейин, сақчилар намайишчиларниң нөвәттики һессиятини чүшинидиғанлиқини, шуңа нормалда қоюлидиған җәриманини әмәлдин қалдурғанлиқини билдүрди.

Намайишчилар “хитайлар вәтинимдин чиқип кәт”, “хитай террорчи”, “шәрқий түркистан уйғур вәтинидур”, “хитай бигунаһ уйғурларни өлтүрүшни тохтат”, “бизгә әркинлик вә демократйә керәк” дегәндәк түрлүк мәзмундики шоарларни товлап өзлириниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадиләп намайишни давамлаштуруватқан пәйттә, намайишқа қатнишиватқан ибраһим әпәнди зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини ипадиләп өтти.

Тәшилат рәиси ниғмәт һаҗим зияритимизни қобул қилип өз һессиятини ипадә қилип өтти.

Бүгүнки намайишта йәнә, уйғур елида йүз бериватқан қанлиқ қирғинчилиқларниң арқа көрүнүши һәққидә чүшәндүрүшләр йезилған тәшвиқат вәрәқилириму тарқитилди. Намайишта җамаәт вәкиллири вә диний затлар түрлүк мәзмунда нутуқлар сөзләп “таки шәрқий түркистан азад болғанға қәдәр вәтән үчүн болидиған күрәштә һәр бир уйғурниң өз земмисидики еғир вәзипини ада қилиши керәклики,вәтән асминида азадлиқ теңи атмай туруп чәтәлдики һечбир уйғурниң қәлбидә вә һаятида тинчлиқ болмайдиғанлиқи” қатарлиқларни сиясий, диний вә тарихи мисаллар билән шәрһләп өтти.

8-Авғуст күни норвегийәниң пайтәхти ослодики хитай әлчиханисиниң алдида елип берилған наразилиқ намайиши сақчиларниң тәртип сақлиши билән шу күндики күн-тәртипләрни толуқ орундап чүштин кейин саәт төтләр билән ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.