Өмәр бекалиниң аяли вә кичик оғли истанбул айродромида тутуп қелинған
2018.09.17

Хитайниң уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрни қайта тәрбийәләш намидики лагерларға қанунсиз қамап, у җайда қамалғанларға меңә ююш вә хорлаш елип бериватқанлиқи һәққидә әркин асия радиоси вә башқа хәлқаралиқ ахбаратларға ашкара испат бәргән қазақистан пуқраси өмәр бекали бир қанчә ай илгири қазақистандин айрилишқа мәҗбур болған вә истанбулда аилиси билән йәнә қайта җәм болушни әндишә ичидә күтмәктә иди. Һалбуки, миңбир җапада йолдиши өмәр бекали билән җәм болуш үчүн алмутадин кичик оғлини елип истанбулға кәлгән рошәнгүл вә униң кичик оғли шу тапта истанбул ата түрк айродромида тутуп турулмақта. Өмәр бекали истанбул ататурк айродромида туруп биз билән алақиләшти. У аялиниң тутуп қелинғанлиқ һәққидики авазини әвәтип бәрди.
Рошәнгүл: “өмәр мени майәрдә тутуп елип қалди, паспортуң чатақкән дәйду...”
Өмәр бекали: “-йиғлима мән һазир киримән...”
Өмәр бекали инсан һәқлири тәшкилатлириниң ярдими билән 7-айда икки балисини истанбулға елип кәлгән болсиму, әмма аяли рошәнгүл вә кичик оғлиниң паспорт һәм виза рәсмийәтлирини беҗириши бир мәһәл кашилиға учрап, бу аилә алмута вә истанбулда иккигә бөлүнүп турмақта иди.
Аяли рошәнгүл ханим вә кичик оғли муһәммәд бекалиниң түркийәгә киргүзүлмигәндә уларниң алди билән алмутаға, андин хитайға қайтуруветилиш еһтималлиқи юқири икәнликидин әндишә қилған өмәр бекали радийомиз арқилиқ өз баянатини билдүрди.
У мундақ деди: “рошәнгүл ахшам 9дин 15 минут өткәндә истанбулға чүшкән. Һазир улар ичидә паспорт контролида туруватиду. Мән сиртта икки бала билән сақлаватимән. Әгәр яхши күнниң ямини болуп рошәнгүлни қайтуруветидиған иш болса бу аилә мәңгүлүк иккигә бөлүнүп кетиду. Аялим рошәнгүл ташмуһәммәд паспортини вә 5 күн ичидә қазақистандин чиқип кетиш рәсмийәтлирини толуқ беҗирип, паспортиға чиқиш визисини чаплитип, “астана к с 911” қетимлиқ айропиланда олтуруп, 2018-йили 9-айниң 16-күни, саәт 18:55 тә истанбул һава линийәси бойичә алмутадин истанбулға қарап учқан. Айропилан шу күни саәт 21:15 тә истанбулға қонған. Бир саәттин кейин рошәнгүлниң хитай паспорти, оғлум муһәммәтниң қазақистан паспорти билән истанбул айропортида тутуп қелинғанлиқидин хәвәр таптим, мана һазирғичә қоюп берилмиди”.
Өмәр бекали уйғур дияридики түрмә вә аталмиш тәрбийәләш лагерида йетип, қазақистан тәрәпниң арилишиши билән қазақистанға қайтип кәлгәндин кейин хатирҗәм яшиялмай түркийә кәлгән вә униң аилиси қайта парчилинип һазирғичә җәм болалмай кәлмәктә иди. Хитай даирилириниң җаза лагерлиридики җинайәтлирини өзиниң кәчмишлири арқилиқ хәлқаралиқ чоң мәтбуатларға паш қилған өмәр бекалиниң, нөвәттә уйғур диярида қалған ата-аниси вә барлиқ қериндашлириниң лагерға қамалғанлиқи мәлум. Өмәр бекали вә униң қазақистанда туғулған пәрзәнтлири қазақистан гираждани болсиму униң уйғур аялиниң техи гиражданлиқ рәсмийәтлири пүтмигәнлики үчүн хитай паспортини қоллинишқа мәҗбур болған иди.
Лагер һәққидә гуваһлиқ бәргән өмәр бекалиниң чүшәндүрүшичә, истанбул айродромидики сақчилар рошәнгүл вә икки яшлиқ муһәммәтниң паспортини ялған дегән гуман билән тутуп қалған. Өмәр бекали “уларниң паспорти ялған болса хитайдин қазақистанға, қазақистандин түркийәгә қандақ келәләйтти? буниңда хитайниң қоли бар дегән гуманда икәнлики” ни баян қилди. Униң ейтишичә; рошәнгүл 5 күн мөһләт ичидә чеградин чиқип кетиш шәрти билән қазақистандин айрилған, әгәр улар қазақистанға қайтурулса уларниң қазақистанға кириш визиси йоқ болуп, хитайға қайтуруш еһтималға йеқин икән.
Истанбул айродромида әнсиз бир кечини әндишә билән таңға улиған рошәнгүл ханим, өзи солап қоюлған ишханидин зияритимизни қобул қилди. Бу ана өзидин бәкрәк йәнила өзини төт көз билән күтүватқан балилириниң пәришан болуватқанлиқидин пучулинивататти. У мундақ деди:
“мән яхши, һазир мени башқа бир қанчәйлән билән бир ишханиға солап қойди, бирақ муамилиси яхши, тамақму әкирип бәрди. Шу бала кичик болғачқа йиғлап аварә қиливатиду, аяқта айропортта түнүгүндин буян мени сақлаватқан икки баламчу техи?. Улар апам чиқмиғучә кәтмәймиз дәп соғуқ орундуқта олтуруп чиқипту кечичә... Хитай паспорти билән чүштүм, һәммә немәм бар қолумда, алмутадин чиқип кәтсә болиду дәп соттин бәргән қәғәз бар, түркийәгә електронлуқ визамму бар. Қазақистандин өз ихтияриң билән кетимән дәватисән, башқиға биз кепил әмәс, бәш күн ичидә чиқип кәтсәң болиду дегән иди. Бундақ боларини билмидимдә мән”.
Мухбир: қанчилик айрилип турдуңлар бу қетим?
Рошәнгүл: өмәр билән иккинчи қетим узун айрилип туруватимән. Бултур 3-айдин 11-айғичә бир айрилдуқ, өмәр қутулуп келип кейин бу йил 5-айниң 20-күни түркийәгә маңған, мана 4 ай болди айрилип туруватимиз.
Мухбир: ериңиз йениңизда йоқ иқтисадтинму қийналдиңизму?
Рошәнгүл: шундақ, өйдә сатқудәк бар нәрсәмниң һәммини саттим, пулға яриғудәк нәрсә болсила сетип баллиримниң, йолдишимниң йениға барай дәптимәнғу.
Мухбир: бу йәрдики тутуп қалған сақчилар немә деди?
Рошәнгүл: булар шу паспортқа тирәп туруватиду, һәммә немини шу паспортқа тайинип қанунлуқ рәсмийәтләрниң һәммини өтәп кәлгән турсам, у паспортни ишәнчлик дәп ойлаймәндә, паспортуңда мәсилә бар дәйду, хитай дүшмәнлик қилған болса мән уни билмәймән дедим. Мән шуниңдин гуманлиниватимән.
Мухбир: һазир сизни ениқ қачан қоюп беридиғинини дедиму?
Рошәнгүл: яқ техи, түнүгүн мени алмутаға қайтурувәтмәкчиму болған. Әгәр мени қайтурувәтсә хитайға қайтуруши мумкиндә, чүнки мениң қазақистанда қанунлуқ туридиған визамму йоқ һазир. Қазақистанға қайтурулсам, улар мени хитайға қайтуруп бериши мумкин.
Биз истанбул ата түрк айропорти таможна вә сақчи ишханилириға телефон қилған болсақму, улар билән алақә бағлаш мумкин болмиди.
Түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, мәзкур тәшкилатниңму бу келишмәсликтин хәвири барлиқи вә түркийә көчмәнләр идарисиниң баш директориниң өзигә “уларни қайтурмаймиз, түркийәгә кириду, мунасивәтлик рәсмийәтлири түгигән һаман йеқин арида қоюп бәрмәкчи” дегәнликини билдүрди.
Өмәр бекали пүтүн хәлқара мәтбуатларға өзиниң авазини тарқитишни халайдиғанлиқи вә түркийә җумһурийитини хитайниң рәһимсиз җинайәтлиригә қарап турмаслиқини, әгәр рошәнгүл вә кичик оғли хитай яки қазақистанға қайтурулғанда, буниң уйғурлар вә түркийә җумһурийити үчүнму охшашла пайдисиз болидиғанлиқини әскәртти.
Һазирға қәдәр бир қанчә хәлқаралиқ ахбарат агентлиқлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу әһвалдин хәвәр тапқан болуп, уларниң өмәр бекали аилисиниң бу кризистин қутулушиға көңүл бөлүватқанлиқи мәлум.
Өмәр бекалиниң бүгүн йәни, 17-сентәбир саәт 10 да бәргән әң йеңи учуриға қариғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң инсан һәқлири коммисартлиқи истанбулда турушлуқ ишханисиниң хадими, өмәр бекалиға хәвәр берип, өзлириниң истанбул таможна хадимлири билән алақә қилғанлиқини билдүргән вә рошәнгүлниң қайтурулмайдиған болғанлиқини, рошәнгүл түркийәгә панаһлиқ илтимасини сунса болидиғанлиқи, өзлириниң уларни бу кризистин қутулдурушқа һәмкарлишидиғанлиқини ейтқан, әмма қачан қоюп берилидиғини ениқ әмәс болуп, даириләр уларға юқири орунларниң буйруқини күтүватқанлиқини дегән икән.