Өмәр бекали аилиси билән қайта җәм болди
2018.09.19

Дәл 4 ай илгири йәни 5-айниң 20-күни өмәр бекали қазақистандин айрилишқа мәҗбур болғанлиқи үчүн, униң аилиси алмута вә истанбулда иккигә парчиланған иди.
4 Айлиқ айрилиштин кейин 9-айниң 16-күни өмәр икки балисини елип истанбул айродромида аяли рошәнгүл вә кичик оғли билән җәм болушни тақәтсизликтә күтүватқанда, айродромдики түркийә көчмән ишлири хадимлири рошәнгүл вә кичик оғли муһәммәдниң паспортида кашила барлиқини ейтип, улари түркийәгә киргүзмигәниди. Өмәр бекали вә униң қазақистанда туғулған пәрзәнтлири қазақистан гираждани болсиму униң уйғур аялиниң техи гиражданлиқ рәсмийәтлири пүтмигәнлики үчүн хитай паспортини қоллинишқа мәҗбур болған иди.
Истанбул айродромидики түркийә көчмәнләр ишлири хадимлири рошәнгүл вә икки яшлиқ муһәммәтниң паспортини ялған дегән гуман билән тутуп қалғандин кейин, хитайниң қайта тәрбийәләш намидики лагерлар һәққидә тунҗи гуваһлиқ бәргүчи өмәр бәкали аилиси дуч кәлгән бу кризис, 3 күндин буян тез арида дуня мәтбуати вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлириниң диққитини тартқан хәвәр болди. Өмәр бекали бүгүн 19-сентәбир радийомизға истанбул айродромидин учур йоллап “хош хәвәр, аялим балилирим билән җәм болдум” деди.
Ата түрк айродромидин телефонимизни алған өмәр бекалиниң чүшәндүрүшичә, түнүгүн кечә түркийә көчмәнләр идариси униң аялиниң әрзини алғандин кейин униң аяли билән алақиси пүтүнләй үзүветилгән. Изтираплиқ бир кечидин кейин бүгүн чүштин кейин айродром сақчилири өмәргә телефон қилип, “аялиң чиқти келип еливалсаң болиду” дегән.
Телефонимизға дәсләп рошәнгүл өзини оривалған балилириниң чувулдашлири ичидә җаваб бәрди:
“һәммиңларға рәһмәт, шунчә көп күч чиқардиңлар” деди у.
Һаяҗанда аранла шу сөзни қилалиған рошәнгүл телефонни өмәр бекалиға тутқузди:
“рәһмәт, балилар қениға патмай ойнап кетип бариду қучақлишип бәк сеғинип кетипту. . .” деди у.
Өмәр бекалиму охшашла һаяҗанда көп гәп қилалмиған болсиму, аилисини бу қийинчилиқтин қутулдурушқа көңүл бөлгән вә тиришқан һәммигә тәшәккүр билдүрди.
Лагерлар һәққидә ахбаратларға ашкара испат бәргән шаһит қазақистан пуқраси өмәр бекалиниң хитай түрмисидин қутулған болсиму йәнила аилисиниң парчилиништәк еғир вәзийәттә қалғанлиқи хәлқаралиқ мәтбуатларниң диққитини тартқан вә түркийәдики көчмәнләр ишлири даирилириниң айродромда рошәнгүл вә униң балисини киргүзмигәнлики ғулғула қозғиған иди.
Түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлири мунбири рәиси һидайәтулла оғузхан, гәрчә хитай билән түркийә истихбарат саһәсидә бәзи келишимләр сәвәблик, түркийә айродромида уйғурларниң тутуп қелинип, бу хил әнсизликкә йолуқушидәк әһвалларниң йүз бериши тунҗи қетим болмисиму, әмма йәнила бир мәһәл тәкшүрүштин кейин бу уйғурларниң қоюп бериливатқанлиқини тәкитлиди. У йәнә түркийәдики уйғур тәшкилатлири вә инсан һәқлири органлириниң тиришчанлиқидин башқа мәтбуат вә дуня җамаәтчиликиниң буниңға җиддий көңүл бөлүши һәм бу һәқтики хәлқаралиқ мәтбуатлардики инкасларниң түркийә даирилиригә мәлум бесим һасил қилғанлиқини, нәтиҗидә рошәнгүл вә униң оғлиниң қоюп берилип, өмәр бекали аилисиниң җәм болғанлиқини билдүрди.
Һазирға қәдәр бир қанчә хәлқаралиқ ахбарат агентлиқлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу әһвалдин хәвәр тапқан болуп, уларниң өмәр бекали аилисиниң бу кризистин қутулушиға көңүл болуватқанлиқи мәлум.
Хитайниң уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрни қайта тәрбийәләш намидики лагерларға қанунсиз қамап, у җайда қамалғанларға меңә ююш вә хорлаш елип бериватқанлиқи һәққидә әркин асия радиоси вә башқа хәлқаралиқ ахбаратларға ашкара испат бәргән қазақистан пуқраси өмәр бекали қазақистанда бир хәлқаралиқ саяһәт идарисиниң хадими болуш салаһийити билән, 2017-йили мартта үрүмчигә хизмәт мунасивитигә барғинида, хитай даирилири уни қазақистан пуқралиқини алғиниға он нәччә йил болғанлиқиға қаримай қанунсиз тутқун қилған иди.
У, түрмә вә лагерларда 8 айчә қийин қистақларға елинған вә. Ахири қазақистан дипломатийә даирилириниң арилишиши билән қутулуп, бултур йил ахири аилиси билән җәм болған иди. Һалбуки шу вақитта у еғир җисманий вә роһий хорлашлар сәвәбидин 40 килограм оруқлап, саламәтлики еғир зәипләшкән һаләттә турупму, радийомиз шундақла башқа хәлқаралиқ агентлиқларға хитайниң уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрни лагерларға қамап инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқини пидакарлиқ билән паш қилған иди. Шу сәвәблик һазир униң уйғур дияридики яшинип қалған ата-ана вә қовм-қериндашлириниң хитай даирилири тәрипидин лагерларға қамалғанлиқи мәлум.