Өмәр бекали: “хитай бизни өлтүрүш билән әркинлик ирадимиздин яндуралмайду”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.10.19
omer-bekali-atisi.jpg 8 Айлиқ түрмә вә лагерлардики қийин-қистақлардин қутулуп, “тәрбийәләш лагери” ниң һәқиқий әһвалини хәлқараға ашкарилиған өмәр бекалиниң лагерда қаза қилған атиси бекали ибраһим.
RFA/Gülchéhre

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қурған лагерлири һәққидә хәлқара ахбаратларға гуваһлиқ бәргәндин кейин, бихәтәрлики хәвпкә учриғанлиқи сәвәблик қазақистандин түркийәгә кәлгән өмәр бекали техи йеқиндила аяли вә балилири билән қайта җәм болған болсиму, лекин у хитай даирилири тәрипидин лагерларға қамалған ата-аниси вә қериндашлириниң лагерларда өзи бешидин өткүзгән қорқунчлуқ зулум вә қийин-қистақларға учришидин әндишә қилип келиватқан иди.

Бу қара күн униң бешиға кәлди, өмәр бекали, уйғур елидики уруқ-туғқанлири арқилиқ дадиси бекали ибраһимниң 18-сентәбир күни лагерда вапат болғанлиқи һәққидә хәвәрләндүрүлгән. Бу һәқтә өмәр бекалиниң радийомизға билдүрүшигә қариғанда, ула әмәс униң башқа қовми-қериндашлириму мәрһумниң йүзини көрәлмигән, даириләр бовайниң җәсидиниму көрсәтмәй дәпнә ишлирини өзлири бир тәрәп қилған икән. 

Өмәр бекалиниң ейтишичә, бу йил 3-айларда у хитай даирилириниң телефон арқилиқ “сөзләштин тохтимисаң аиләң сениң сәвәбиңдин чатаққа учрайду” дегәндәк тәһдитлирини тапшуруп елишқа башлиған вә шу чағдин етибарән өмәр бекалиниң уйғур дияридики ата-анисини һәмдә қериндашлири билән алақиси пүтүнләй үзүлгән. Өмәр бекали шуниңдин бери атисиниң авазиниму аңлап бақмиған.

Өмәрниң бекалиниң мәрһум атиси бекали ибраһим 1940-йили 10-айниң 21-күни туғулған. 1997-Йили пичан наһийилик хәлқ һөкүмитидин пенсийигә чиққан бир кадир, 6 балини өстүргән меһнәткәш бир ата. Өмәрниң атиси бекали ибраһим бу йил, 78 йешида, милйонлиған уйғурларға охшашла, бигунаһ һалда лагерға қамилип 5 айдин кейин вәсийәтму қалдуралмай җан үзгән. 

Өмәр бекалиниң 70 яштики аниси аминихан садиқ, акиси абдурахман бекали, сиңлиси адилә бекалиниңму һазирғичә лагерда икәнлики мәлум болсиму, әмма нәгә қамалғанлиқи ениқ әмәс. Уларниң тутулғанлиқини аңлиған өмәр әйни чағда қаттиқ азабланған вә әндишилиниватқан болсиму һәқни аңлитиш ирадисидин янмиғанлиқини билдүрүп: “бу хил тәһдитлири билән улар мени хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан инсанийәткә қарши җинайәтлирини паш қилиштин, һәқни сөзләштин тосуп қалалмайду” дәп тәкитлигән иди.

Дадисиниң лагерда җан үзгәнликидәк қайғулуқ хәвирини аңлиған пәйтниң өзидиму өмәр бекали йәнила: “мән өкүнмәймән вәтәндә яш төкүлди, қан төкүлди, җанлар төкүлүватиду. Хитай бизни өлтүрүш билән әркинлик ирадимиздин яндуралмайду” дәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.