Долқун әйса:19-май оқуғучилар һәрикити хитайниң диний кәмситиш сияситигә қарши елип берилған һәрикәт

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.05.19
87-Yilliq-islam-inistitute-oqughichilri.jpg 1989-Йили 19-май намайишиға қатнашқан үрүмчи ислам институтиниң 87-йиллиқ оқуғучилири.
RFA/Qutluq

19-Май күни 1989-йили үрүмчидә йүз бәргән ислам институти оқуғучилири йетәкчиликидики хитайниң диний кәмситиш сияситигә қарши елип берилған оқуғучилар һәрикитиниң 27 йиллиқи.

Мәзкур намайиш һәққидә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлардин кишилик һоқуқ паалийәтчиси дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң мудир долқун әйса 2001-йили қурултай нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “асарәттики шәрқий түркистан” намлиқ әсиридә 19-май оқуғучилар һәрикитиниң асаслиқ келип чиқиш сәвәблирини хитайда нәшр қилинған “әнәнә вә җинсийәт” намлиқ ислам диний әқидилиригә һақарәт кәлтүргән хитай язғучиниң китабиға қарши елип берилған намайиш икәнликини илгири сүргән болуп, бу һәқтә долқун әйса зияритимизни қобул қилди.

Уйғур елидики бәзи мәнбәләрдә көрситилишичә, шинҗаң университети нәшрияти 1989-йили 25-авғуст бесип тарқатқан “әсли қияпәт, мәнбә, савақ, илһам” намлиқ китабта 19-май оқуғучилар һәрикитиниң зийини көрситилгән болуп, униңда: “бир учум лүкчәкләр аммини қутритип аптоном районлуқ партком қатарлиқ органларға бесип кирди. 150 Нәччә кишини урди. 2000 Көздин артуқ әйнәкни чиқивәтти. 30 Нәччә аптомобилни пачақлап ташлиди. Вәзипә өтәватқан бир нәпәр қораллиқ сақчи қисим җәңчисини тутуп кәтти” дейилгән.

Мәзкур китабниң 89-бетидә:“демәк намайишчилар лүкчәклишип, намайиш топилаңға айлинип,уни қәтий бесиқтурмиса болмайдиған җиддий вәзийәт пәйда қилди. Шу мәйданниң өзидила 600 гә йеқин топилаңчи лүкчәк қаттиқ зәрбә бериш йоли билән қолға елинди” дейилгән.

Зияритимизни қобул қилған үрүмчи ислам институтиниң 92-йиллиқ синип оқуғучиси, һазир норвегийәдә һиҗрәттә яшаватқан осло уйғур ислам мәдәнийәт мәркизидики устазлардин бири турғунҗан әмәт әйни йилларда мәктәптә бу һәқтә аңлиғанлирини баян қилип өтти.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйса йеқин кәлгүсидә 19-май оқуғучилар һәрикитини хатириләш тоғрисида мәхсус бир қарарларниң йолға қоюлидиғанлиқини билдүрди.

Устаз турғунҗан әмәт 19-май оқуғучилар һәрикитиниң әйни йилларда уйғур елидики мәдрисиләрдә билим тәһсил қиливатқан оқуғучиларниң етиқадиниң күчийиши вә миллий еңиниң юқири өрлишигә зор түрткә болғанлиқини илгири сүрди.

Долқун әйсаниң билдүрүшичә, мәзкур намайиш һәққидә һармас инқилабчи низамидин һүсәйин бу һәқтә мәхсус язма материял қалдурған.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.