15-Июн оқуғучилар һәрикити һәққидә әслимиләр
2016.06.15

15-Июн “хәлқара уйғур ана тил күни” болуш билән биргә, 1988-йили үрүмчидә йүз бәргән 2-қетимлиқ алий мәктәп оқуғучилар һәрикитиниң хатирә күни.
Бундин 28 йил илгирики бу күндә үрүмчидики миңлиған алий мәктәп оқуғучилири кочиларға чиқип намайиш қилип, хитайниң миллий сияситидики адаләтсизликләргә қарши күрәш қилған иди.
Бүгүн муһаҗирәттә яшаватқан бир қисим уйғур зиялийлири вә сиясий актиплири 15-июн “хәлқара уйғур ана тил күни” ни хатириләш билән биргә, бундин 28 йил илгири үрүмчидә болуп өткән оқуғучилар һәрикити тоғрисидики әслимилирини диққитимизгә сунди.
Мәлумки, 1985-йили 12-декабир үрүмчидә алий мәктәп оқуғучилар һәрикити партлап аридин 3 йил өткәндә, йәнә шу уйғур университетни мәркәз қилған һалда 2-қетимлиқ оқуғучилар һәрикити йүз берип, уйғур диярини ләрзигә салған иди.
1988-Йилидики 15-июн үрүмчи алий мәктәп оқуғучилар һәрикитиниң шаһитлиридин бири болған германийәдики уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди бу тарихни әслигәндә, шу қетимқи һәрикәтниң уйғур диярида күчлүк миллий ойғинишқа түрткә болғанлиқини тилға алди.
15-Июн оқуғучилар һәрикитидә “шинҗаң педагогика университети”ни қозғап намайиш сепигә қошулған оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчилиридин бири, германийәдики уйғур зиялийси үмид агаһи әпәнди болуп, һазир д у қ ниң муавин рәисликини өтәватқан бу кишиму әйни йиллиридики бу һәрикәтни иптихар билән тилға алди.
15-Июн һәрикити әслидә “шинҗаң университети”дики оқуғучилар пән-мәдәнийәт уюшмиси тәрипидин пиланланған вә қозғитилған болуп, мәзкур уюшминиң рәиси вә бу қетимқи һәрикәтниң тәшкиллигүчилиридин бири болған, һазир д у қ иҗраийә комитети рәиси вәзиписини өтәватқан долқун әйса әпәндиму бу һәрикәткә юқири баһа бәрди.
15-Июн оқуғучилар һәрикитиниң партлишиға “шинҗаң университети” фезика факултети һаҗәтханисиға йезилған “уйғурларниң әрлирини қул, аяллирини паһишә қилимиз” дегән һақарәтлик шоар от пилтиси болған иди. Долқун әйса әпәнди бу тоғрисида тохтилип, оқуғучиларниң әйни чағда ашу шоарни көтүрүп йүрүп, үрүмчи кочилирида намайиш елип барғанлиқини әсләп өтти.
Үмид агаһи әпәнди үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилириниң намайиш җәрянида хитай һакимийитиниң миллий зулум сияситигә қарши түрлүк шоарларни товлап, уйғурларниң миллий ирадисини намаян қилғанлиқини тилға алди.
Пәрһат муһәммиди әпәнди болса, әйни заманда бу һәрикәтниң тәсириниң пүтүн уйғур дияри миқясиға таралғанлиқини тәкитлиди. У сөзидә йәнә, 1988-йили йүз бәргән 15-июн оқуғучилар һәрикитини хатириләшниң әһмийити тоғрисидиму тохталди.
Үмид агаһи әпәнди сөзидә, әйни чағлардики алий мәктәп оқуғучилириниң өз миллитиниң һәқ-һоқуқлирини, миллий кимликини қоғдашниң тәхирсизликини тонуп йәткәнликидәк миллий аң һәм буниң үчүн көкрәк керип оттуриға чиқиштәк җасаритигә апирин ейтишниң муһимлиқини тилға алди.
2015-Йили вашингтонда 12-декабир оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлгән иди. 1988-Йилидики оқуғучилар һәрикитиниң бу шаһит вә рәһбәрлири, йәнә икки йилдин кейин германийәдә 15-июн оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқини хатириләш мурасими өткүзидиғанлиқини әскәртишти.