Америка авам палатаси фалунгоңчилар вә уйғур мәһбуслириниң ички әзалирини еливелишқа қатнашқанларни җазалашни тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2014.07.31
organ-tijariti-305.png Хәнзу дохтур ваң венйи хитайдики орган тиҗарити тоғрисида америкида доклат бәрмәктә.
AFP


Америка авам палатаси мәхсус қарар мақуллап фалунгоңчилар вә уйғур мәһбуслириниң ички әзалирини еливелишқа қатнашқанларни җазалашни тәләп қилди.

30 - Июл, америка авам палатаси ташқи ишлар комитетида бирдәк мақулланған281 - номурлуқ қарар лайиһисидә, хитайда виҗдан мәһбуслириниң ички әзалири уларниң разилиқисиз, системилиқ вә дөләтниң мәҗбурлишида еливелинидиғанлиқи һәққидики изчил һәм ишәнчлик мәлуматлардин әндишә қилидиғанлиқини билдүрүп, диний етиқади сәвәблик түрмигә ташланған нурғун фалунгоң муритлириниң, уйғур қатарлиқ аз санлиқ диний, етник гуруһларға мәнсуп мәһбусларниң бу хил ақивәткә учраватқанлиқини оттуриға қойған.

Қарар лайиһисидә, тиббй әхлақ, тебабәтчилик принсипини мизан қилған ички әза көчүрүш оператсийиси медитсинадики зор утуқ болсиму, бирақ хитайниң бу саһәдә дуня сәһийә тәшкилатиниң алақидар бәлгилимилиригә әмәл қилмиғанлиқи, һәр йили 10 миң ички әза көчүрүлидиған хитайда, һазирға қәдәр тәшкиллик вә үнүмлүк бир ички орган ианә қилиш, көчүрүш системиси йоқлуқини билдүргән.

Мәзкур қарар лайиһисини демократик авам палата әзаси еллиот әнгелниң қоллишида җумһурийәтчи авам палата әзаси еллина рус - леһтенан ханим оттуриға қойған. Еллиот әнгел чаршәнбә күни қарар лайиһиси ташқи ишлар комитетида авазға қоюлғанда сөз қилип, адәм ички әзалирини мәҗбури еливелиш кәчүргүсиз кишилик һоқуқ бузғунчилиқи, дәп көрсәтти.

У мундақ деди: ички әзалирини еливеливатқанлиқи һәққидики хәвәрләр кишини биарам қиларлиқ қарашни йорутуп бериду. Адәм ички әзалирини мәҗбури елиш кәчүргүсиз кишилик һоқуқ бузғунчилиқи болуп, диний етиқад, етник тәркибкә қарап шәхсни нишан қилиш охшаш дәриҗидә рәзиллик. Униңға һәргиз йол қоюлмаслиқи керәк. 2012 - Йили хитай даирилири өлүмгә буйрулған мәһбусларниң ички әзалирини көчүрүп ишлитишкә хатимә беридиғанлиқини билдүргән. Өткән йили һөкүмәт ички әза ианә системисини йолға қойидиғанлиқини елан қилған болсиму, бирақ бүгүнгичә хитайниң бу вәдисидә турғанлиқини көрситидиған һечқандақ пакит йоқ. Мән дөләт ишлар министирлиқиниң хитайдики кишилик һоқуқ әмәлийити, җүмлидин сиясий мәһбусларниң ички әзалирини елиш мәсилиси тоғрулуқ давамлиқ яхши ишлитишини үмид қилимән.

Йиғинда, авам палата әзаси еллина рус - леһтенан ханим, хитайдики мәһбусларниң ички әзалирини елип көчүрүшни тәнқидләп, америкиниң кишилик һоқуқ, фалунгоңчилар вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған бузғунчилиққа қарши техиму көп ишларни қилиши керәкликини билдүрди.

У мундақ деди: мән өткән йили оттуриға қойған авам палата 281 - номурлуқ қарар лайиһиси хитайниң виҗдан мәһбуслириниң болупму фалунгоңчиларниң ички әзалирини еливелиштәк ғәйрий инсаний вә вәһший қилмишни тохтитишқа чақириду. Хитай коммунистик һакимийити фалунгоңчиларни нишан қилған зораван вә қаратмилиққа игә һәрикәт елип барди. Бирақ һакимийәт ишәнч, меһрибанлиқ вә хош - көрүмликни алға сүрүп кәлгән бу кишиләрни тутқун қилди, әмгәк билән тәрбийилиниш, өзгәртиш тутуп туруш лагерлириға йоллап, қәрәллик тән җазасиға вә кәмситишкә муптила қилди. Өлүмгә буйруп, ички әзалирини еливалди. Бу, инсан һаятиға қилинған қорқунчлуқ вә тәсәввур қилғусиз бузғунчилиқтур. Америка хитайниң кишилик һоқуқ, фалунгоңчилар вә башқа аз санлиқ милләтләргә қиливатқан бузғунчилиқиға хатимә бериш үчүн техиму көп ишларни қилиши зөрүр.

Авам палатасиниң қарар лайиһисидә дәйвид матас, дәйвид клегир, етан гутман қатарлиқ америка вә канадалиқ кишилик һоқуқ тәтқиқатчилириниң әтраплиқ вә қайил қиларлиқ доклатларни тәйярлап, бу җәһәттики пакитларни ашкарилиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.

Бу җәһәттә, журналист вә кишилик һоқуқ тәтқиқатчиси етан гутманниң бәзи пакитларға еришкәнлики, у 2000 - йилдин 2008 - йилға қәдәр 65 миң фалунгоң муритиниң өлтүрүлүп, ички әзалириниң еливелинған болуши мумкинликини оттуриға қойғанлиқини билдүргән. Униң йәнә, хитай аманлиқ органлири 1990 - йиллиридин башлап уйғурларниң, җүмлидин уйғур сиясий мәһбуслириниң ички әзалирини елишқа башлиғанлиқини ашкарилиғанлиқини қәйт қилған.

Үрүмчи төмүрйол дохтурханисиниң сабиқ дохтури, нөвәттә әнгилийәдә олтурушлуқ паалийәтчи әнвәр тохти әпәнди етан гутманни бу җәһәттики пакитлар билән тәминлигән уйғурларниң бири. У, әмәлийәттә, хитай аманлиқ органлириниң мәһбусларниң ички әзалирини елип - сетишни әң бурун уйғур сиясий мәһбуслирида синақ қилинғанлиқини билдүрди.

Әнвәр тохти мундақ деди: бу ишни җов йоңкаңниң қол астидикиләр мушу далйән тәрәптин башлиған. Әмма дәсләпки синақ хитайлардин әмәс, биздин башланған. Мән шиәндә ишләватқанда ашундақ сөзләр тола чиқатти. Дәсләптә бир уйғур адәм балисини йөткәп келип маңа “бир қарап баққан болсиңиз, бөрикини оғриливалғанмиду” дәп әкәлгән вақит 1990 - йили иди. 1995 - Йили мән өзүмму бу ишқа арилишип қалдим. Булар кейин немишқа фалунгоңчиларға кәтти дегәндә, чүнки фалунгоңчилар тамака чәкмәйду, һарақ ичмәйду. Бу бәк муһим. Бизниң адәмлиримиз тамака чекиду, һарақ ичиду. Ундақ адәмләрниң җигәр вә башқа ички әзалири сағлам болмайду. Шуңа, улар фалунгоңчиларға йөткилип кәткән. Чүнки фалунгоңчиларниң баһаси сәл юқири туриду. Бу бир аҗайип чоң сода.

Бирақ әнвәр тохти, мәзкур қарар кечикип чиқирилған болсиму, лекин униң хитайға бесим ишлитип, бейҗиң һөкүмитиниң бу җәһәттики һәрикитини тохтитишта иҗабий рол ойнайдиғанлиқини билдүрди. Униң көрситишичә америка һөкүмити мәһбусларниң ички әзалирини топлаш қилмиши билән шуғулланған хитай әмәлдарлириға тәдбир қоллиниши керәк.

Әнвәр тохти мундақ деди: мениң мәзкур қарар лайиһисигә қаришим, у бәк кәч қалған болсиму, лекин йәнила наһайити яхши болди. Әң болмиғанда хитай һөкүмити бу қарарни көрүп, һәр қанчә болса башқиларниң ички органлирини давамлиқ оғрилашқа тоғра кәлгәндә, бир аз ойлинип қалиду. Бу қарар хитай үчүн чоң бир бесим. Бу хитайниң йүзини бәк чүшүрүвәтти. Чүнки, бу һәрқандақ бир дөләттики нормал бир инсан аңлисиму, ишәнгүсиз бир иш. Бурун японлар хитайға бесим киргәндиму, бунчилик қилмиған. Шуңа. Мән америкиниң бу қарар лайиһисини қарши алимән. Әгәр мумкин болса, хитайдики мушу ишларға қайси әмәлдар мәсул болуватқан болса, шуни сотқа тартиш керәк.

Авам палатасиниң қарар лайиһисидә йәнә, америка дөләт ишлар министирлиқини мәзкур вәқә үстидин толуқ вә очуқ - ашкара тәкшүрүш елип беришқа чақирип, бу хил ғәйрий әхлақий қилмиш билән шуғулланған шәхсләрни җазалашқа чақирған.

Қарар лайиһисидә йәнә, фалунгоңчиларға бузғунчилиқ қилишни дәрһал тохтитишқа чақирип, америка һөкүмитиниң бу хил қилмишни тәнқид қилишини, буниңға қатнашқан кишиләрни америкиға киргүзмәсликни, америкиға киргәнлирини җазалашни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.