Мутәхәссисләр хитайниң қанунсиз орган содисиға зәрбә беришигә үмидсиз қаримақта
2014.08.18
Хитай даирилири 2012 - йили мартта дуняға баянат елан қилип, өлүм җазаси иҗра қилғанларниң органлирини ишлитишни кәлгүси бәш йил ичидә бикар қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди. Шундақла бу бошлуқни орган ианә қилиш инсанпәрвәрлик ишлири арқилиқ толдуридиғанлиқиниму оттуриға қойған. Һалбуки, хитай сәһийә тармақлириниң елан қилишичә, хитайда хәлқниң өз орган яки җәситини ианә қилиштәк инсанпәрвәрлик еңи омумйүзлүк төвән болғанлиқтин орган алмаштурушқа еһтияҗлиқ нурғун кишиләрниң өз җенини қутқузуп қелишниң йоли йәнила қанунсиз орган содиси болуп кәлмәктә.
Хитай - 17 авғуст ачқан “адәм оргини ианә қилиш ишлирини қелиплаштуруш йиғини”дин ашкарилинишичә, хитай қанун вә сәһийә тармақлири бирликтә - 1сентәбирдин башлап бир йил ичидә хитайдики адәм оргини йөткәш оператсийәси қиливатқан дохтурхана вә хадимлар үстидин омумйүзлүк тәкшүрүш, тазилаш елип баридикән. Чәтәлдики мутәхәссисләр, хитайниң қанунсиз орган содисиға зәрбә бериш вә орган яки җәсәт ианә қилиш саһәсидә илгирилишигә умидсиз қаримақта.
“өлүм җазасиға буйруған мәһбусларниң органлири вә җәситидин пайдилиниш бәлгилимиси” хитайда 1984 - йили бәлгилинип йолға қоюлған иди.
Хитайда “өлүм җазасиға буйруған мәһбусларниң органлири вә җәситидин пайдилиниш бәлгилимиси” йолға қоюлған 30 йилдин буян хитай медитсина саһәсидә орган ишлитиштә қанунлуқ кәң мәнбәгә игә болған болсиму, йәнә бир тәрәптин бу җәрянда хитайдики мунасивәтлик тармақлар тил бириктүрүш арқилиқ өлүм җазасиға буйруған мәһбусларниң органлирини елип пулдар бимарларға көчүрүш қанунсиз орган содиси қилиштәк қилмишлар дуняниң тәнқидигә учрап кәлгән.
Хитай хәлқараниң бесими астида2007 - йилидин башлап адәм органлири әткәсчиликини чәкләп, ианә түзүмини йолға қойғанлиқини билдүрүп кәлмәктә.
2012 - Йил 22 - март күни хитай һөкүмити йәнә “җуңго 3 йилдин 5 йилғичә болған вақит ичидә мәһбусларниң ички әзалирини елиштин ибарәт бинормал усулни пүтүнләй бикар қилиду” дәп җакарлиған иди. Лекин һазирға қәдәр хитай йәнила ички әза йәни адәм органлири содисида әң ронақ тапқан дөләт болуп кәлмәктә.
Хитай бу саһәдә орган ианә қилишқа тайинип еһтияҗ вә бошлуқни һәл қилидиғанлиқини оттурға қойған болсиму, хитай қизил кирст вә сәһийә орунлири йиллардин буян орган ианә қилишниң тәс болушиниң риал қисинчилиқ икәнликини етирап қилмақта. Хитайда һәр йили, бөрәк, җигәр, йүрәк, көз мүңгүз пәрдиси қатарлиқ адәм органлирини җиддий көчүрүшкә еһтияҗлиқ бимарлар 1 милйон 500 миңдин ашидиған болуп, буниң ичидә орган алмаштурушқа мувәппәқ болалайдиғанлар пәқәт 10миң әтрапида. Селиштурғанда америкиға охшаш тәрәққий қилған ғәрб әллиридә кишиләрниң җәсәт вә органлирини тәқдим қилиши билән һәр 3 бимарниң бири орган көчүрүш опиратсийәси қилдуралайду.
Хитай сәһийә министирлиқи бултур елан қилған бир хәвәрдә көрситишичә, 2012 - хитай, бейҗиң, хебей,әнхуй, шәндуң, шәнши қатарлиқ 18 өлкә вә шәһәрлиридики җамаәт хәвпсизлик тармақлирини һәрикәтләндүрүп мәхсус орган содисиға қарита зәрбә бериш һәрикити елип барған болуп, бу җәрянда адәм оргини содиси билән шуғуллинидиған 28 гуруһ паш болған, четишлиқ 137 нәпәрадәм орган йөткәп сатқан җинайәтчиниң 18 нәпири дохтурлар болуп чиққан.
Йеңи бейҗиң гезитиниң бу йил 10 - авғуст хәвиридин ашкарилинишичә, җяңши өлкиси нәнчаң шәһириниң чиң шәнху дохтурханисиға елип барған бир қетимлиқ туюқсиз тәкшүрүштә, мәхсус адәм бөрики содиси қилидиған 40 әзаси бар бир гуруһ паш болған болуп, улар йеқинқи қисқиғина бәш ай ичидә, торда содилишиш, һава йоли билән йөткәш қатарлиқ йоллар билән 23 адәм бөрикини йөткәп сатқан вә буниңдин бир милйон 548миң сом кирим қилған.
Уйғур ели сиясий җинайәтчиләргә өлүм җазаси һәммидин көп иҗра қилинидиған бир җай болуш сүпити билән көзәткүчиләр тәрипидин хитайдики адәм оргини әткәсчилики әң еғир җай болуши мумкин дәп қаралмақта.
Йиллардин бери хитайниң сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий вәзийитини тәтқиқ қилип келиватқан тәтқиқатчи, журналист вә язғучи етин гутманниң йеңи китаби “қирғинчилиқ” намлиқ китабида, хитай һөкүмити вә униң һәрқайси апаратлири тәрипидин сестимилиқ һалда елип бериливатқан орган тиҗарити һәққидә ениқ пакитлиқ мәлуматлар берилгән болуп, мәзкур китабни тонуштуруш мунасивити билән өткән һәптә вашингтонда чақирилған ахбарат елан қилиш йиғинида, бу, хитай һөкүмитиниң сиясий өктичи мәһбуслардин қутулуш вә уларниң органлиридин пайдилиништики мутләқ мәхпий программиси икәнлики баян қилған. У сөзидә адәм органлирини мәҗбурий еливелиш қилмишиниң пүткүл хитай миқясида мәвҗутлуқини вә һәрқайси өлкә, шәһәрләрдики барлиқ чоң дохтурханиларда бундақ оператсийә елип берилған дейишниң тамамән мумкинликини ейтқан иди.
Шундақла уйғур елиниң һәр вақит хитай һөкүмитиниң вәһши синақларни елип баридиған тәҗрибә мәркизи болуп кәлгәнликини, шуңа сиясий мәһбусларниң органлирини мәҗбурий йөткәшниң алди билән уйғурларда синақ қилинғанлиқини әскәрткән.
Хитайниң адәм органлири содиси вә уйғурларниң буниң зиянкәшликигә учраш әһваллири һәққидә мустәқил тәтқиқат елип бериватқан, әнглийидә турушлуқ медитсина пәнлири тәтқиқатчиси әнивәр тохти әпәнди, хитайниң мәһбусларниң органлирини ишлитишни қанунлуқ қилғандин башқа, қанун сиртидиму содиға айландуруп сетип келиватқан бирдин - бир һакимийәт икәнликини, немә үчүн уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр шундақла фалунгуң муритлириниң хитай орган содисида зиянкәшликкә учриғучилар болуп қелишидики сәвәбләр һәққидә өзиниң көз қарашлирини оттуриға қойди.
Хитай адәм органлирини ианә қилиш вә көчүрүш комитетиниң - 17 авғуст ачқан“адәм оргини ианә қилиш ишлирини қелиплаштуруш йиғини” дин ашкарилинишичә, хитай қанун вә сәһийә тармақлири бирликтә қанунсиз орган содиси қилиш вә оператсийә қилишни башқурушни қанунлаштуруп башқуруш үчүн бир йил ичидә хитайдики адәм оргини йөткәш оператсийәси қиливатқан дохтурхана вә хадимлар үстидин омумйүзлүк тәкшүрүш елип баридикән.
Әмма әнвәр тохти әпәндиниң қаришичә, адәм оргини тәқдим қилиш тәстә илгириләватқан меһир - шәпқәтсиз хитайда, демократийә вә давалаш ислаһати елип берилмай туруп орган содисини тамамән түгитиш мумкин әмәс, бу саһәдики еһтияҗ вә чоң бошлуқни ианә қилишқа тайинип толдуруш техиму мумкин әмәс.