Пакистанлиққа тәккән уйғур аял аилә зораванлиқиға учриди, қейинакилири тәрипидин гөрүдә тутулмақта
2015.09.04

Бу йил 40 нәччә яшқа киргән асийә керим, 20 йилниң алдида бир пакистанлиққа той қилған чеғида, өзиниң бүгүнки күнлүктә пакистанниң чәт йезисидики бир өйдә еғиз - бурни қанға миләнгән, бир белики сунған һаләттә йиғлап олтурушини бәлким тәхминму қилмиған. Йолдши 5 йилниң алдида 18 йиллиқ кесилгән, өзи нөвәттә қейинакилири тәрипидин пакистанниң пишавур вилайитидә гөрүдә тутуп туруливатқан асийә керим бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, бешиға кәлгән паҗиә вә нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат бәрди.
Нөвәттә 4 балисини елип пакистандин юрти корлиға қайтип кетишниң койида болуватқан асийә керимгә пакистандики хитай әлчиханисиму игә чиқмиған; у пакистандин, җөмлидин қамилип туруватқан үйидин аман - есән қутулуп чиқиш вә юртиға қайтивелиш үчүн муһаҗирәттики уйғур җамаити вә тәшкилатлиридин үмид күтмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.