Хәлқарада оғлиниң дерикини қилған ана патигүлни қоюп бериш чақириқи күчәймәктә
2016.04.11

5-Июл ғайиблиридн имаммәмәт елиниң аниси патигүл ғуламниң даириләрдин оғлиниң из-дерикини қилғанлиқи вә хәлқара таратқулуларниң зияритини қобул қилғанлиқи сәвәбидин тутқун қилинип, 7-апрел сотлинидиғанлиқи радиомиз арқилиқ ашкариланған иди. Хитай һөкүмәт даирилири патигүл ғуламниң нөвәттики әһвали вә униң үстидин ечилған сот тоғрилиқ учур беришни рәт қилған болсиму, әмма патигүл ғуламниң бундин кейинки тәқдири хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, таратқулар вә иҗтимаий алақә торлирида җиддий инкас қозғап, хитай һөкүмәт даирилиридин патигүл ғуламниң нөвәттики вәзийитини ашкарилаш вә уни шәртсиз қоюп бериш тәлипи күчәймәктә.
“5-июл ғайиблар аниси” дәп тәриплиниватқан патигүл ғуламниң тутқун қилинғанлиқидин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, хитай сақчилири тәрипидин көп қетим агаһландурулған патигүл ханим 2014-йили яз пәслидә үрүмчидики сақчи даирилири тәрипидин тутқун қилинип бир мәзгил өткәндин кейин, патигүл ханимниң балилири униң, сиясий мәһбуслар қамилидиған үрүмчи людаван түрмисигә қамалғанлиқидин хәвәр тапқан. Улар бу хәвәрни, бирқанчә йилдин буян патигүл ханим билән бирликтә 5-июл үрүмчи вәқәсидә ғайиб қиливетилгән балилири вә әрлирини издигүчи сәпдашлириға хәвәр қилған.
Кимликини ашкарилашни халимиған кишиләрниң радиомизға билдүрүшичә, улар патигүл ханимниң 7-апрел мәхпий сотлинидиғанлиқи һәққидики учурни алған, әмма 11-апрел дүшәнбә күнигә қәдәр сотниң ечилған яки ечилмиғанлиқи һәққидә һечқандақ йеңи учурға еришәлмигән.
Патигүл ханим олтурушлуқ мәһәллини башқурушқа мәсул үрүмчи бахуляң сақчиханисиға телефон қилип, уларниң өз районида олтурушлуқ патигүл ғуламниң әһвалидин хәвири бар-йоқлуқини сориғинимизда, телефонимизни алған нөвәтчи сақчи өзиниң бу сақчиханиға йеңидин йөткилип кәлгәнликини ейтип, патигүл ғуламниң әһвалидин хәвәрсизликини билдүрди
Бу сақчидин, илгири патигүл ханим оғлиниң дерикини қилип барғинида униң билән көп қетим көрүшкән мәзкур сақчихана башлиқи абдувәлиниң телефон номурини сориғинимизда, нөвәтчи сақчи йәнә соал соришимизға имкан қалдурмай,“абдувәли соҗаң һазир бу йәрдә ишлимәйду. Мән кәлсәмла йоқ икән. Аңлисам униң әмили өсүп башқа җайға кетипту. Соаллириңизға мушунчиликла җаваб берәләймән” дәп телефонни қоювәтти.
2009-Йилдики 5-июл үрүмчи вәқәсидә даириләр тәрипидин ғайиб қиливетилгән оғли имам мәмәт елиниң из-дерикини қилиш җәһәттики пидакарлиқи билән “ғайиблар аниси” дәп тәрипләнгән патигүл ғуламниң 2014-йили 5-айниң 27-күни хитай дөләт бихәтәрлик тармақлири тәрипидин үрүмчидики өйидин тутуп кетилгәнлики һәққидә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, хәлқара кишилик кишилик һоқуқ тәшкилатлири, явропа иттипақи парламенти қатарлиқлар баянат елан қилип, хитайдин патигүл ғуламниң нөвәттики әһвалини дуняға ашкарилашни вә оғлиниң из-дерикини қилиш йолида еғир бәдәл төләватқан бир анини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилди.
Өткән һәптидин буян, иҗтимаий таратқулардиму патигүл ғуламни қоюп бериш чақириқи вә аваз топлаш паалийити башланған. Патигүл ғуламни қоюп бериш мураҗиәтнамиси фейсбок қатарлиқ тарартқуларда тарқалғандин кейин, бу чақириққа аваз қошқучилар барғанчә көпәйгән.
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин уйғур америка бирликиниң рәиси елшат һәсән әпәнди, радиомиз зияритини қобул қилип, “өз оғлиниң из-дерикини қилған патигүл ханимниң тутқун қилиниши, һәтта сотлинишидәк бу хил рәзилликни тәнқидләш, хитай даирилиридин патигүл ханимни шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиш, пәқәт уйғур тәшкилатлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлириниң мәсулийити болуп қалмастин, бәлки өзини һәққанийәт туйғуси бар инсан дәп билгән һәр бир адәмниң баш тартип болмайдиған бурчи” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.