Түркийә асасий қанун мәһкимиси пәрһатҗан ғопурниң вақитлиқ “хитайға қайтурулмаслиқи” ни қарар қилған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.01.11
perhatjan-ghopur-01.jpg Түркийә сақчилири тәрипидин тутқун қилинған пәрһатҗан ғопурниң хитай паспорти.
RFA/Gulchehre

Милйонлиған уйғур вә башқа йәрлик милләтләрниң хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға қамилип, уларниң диний етиқади, тили, һәтта миллий кимлик мәвҗутлуқиму тәһдиткә учраватқан бир пәйттә түркийә һөкүмитиниң хитай билән һәр тәрәплимә һәмкарлиқини ашуруш үчүн уйғурлар учраватқан зулумларға сүкүттә туруши уйғурларни мәйүсләндүрмәктә. Әмма түркийәниң истанбул шәһиридики ататүрк хәлқара айродромида йеқинқи 3 айдин бери тутуп турулуватқан 11 нәпәр уйғур мусапир 30‏-декабир күни қоюп берилип, түркийәгә киришкә йол қоюлғанлиқи уйғурларниң көңлигә бираз мәлһәм болған иди.

Һалбуки, йеқинқи күнләрдә түркийәдики бәзи уйғурларниң туюқсиз тутқунға учраватқанлиқи вә уларниң хитайға қайтурулидиғанлиқиға даир хәвәрләрниң пәйда болуши уйғурларни қайтидин әнсизликкә салмақта икән.

Бу һәқтә санийә исимлик истанбулда яшаватқан бир яш уйғур аялниң радийомизға инкас қилишиға қариғанда, санийәниң 4 яш вә 2 йерим яшлиқ икки балисиниң атиси, 38 яшлиқ йолдиши пәрһатҗан ғопурни шу җай вақти-2018йили-12-айниң 26-күни кәч саәт 10 дин ашқанда қораллиқ бастуруп киргән түрк сақчилири тутқун қилип елип чиқип кәткән. Дәсләп сафакөй сақчиханисиға соланған пәрһатҗан-1 айниң-3 күни чанаққәләдики чеградин чиқирилидиған көчмәнләрни тутуп туруш орниға йөткигән.

Ериниң пүтүнләй гунаһсиз икәнликигә, уқушмаслиқ болғиниға ишинидиған санийә ери тутқун қилинған күнниң әтисила адвокат тутқан болуп, ерини қоюп бериш вә хитайға қайтурмаслиқ һәққидә әрз қилған икән.

Санийә ери һәққидә мәһкимигә сунған әрзиниң-1айниң-4 күни сүлһи мәһкимиси тәрипидин рәт қилинғанлиқи тоғрисида қарарнамини қолиға алғанлиқини билдүрди.

Санийә вә униң ери пәрһатҗан шинҗаң университетини пүттүргән алий мәлуматлиқ уйғурлар болуп, улар һечқачан түркийә қануниға хилап ишлар билән шуғуллинип бақмиған икән. Бу уларниң тунҗи қетим түрк сақчилириниң бундақ қаттиқ муамилисигә учриши икән. Санийә йәнә ери билән охшаш күндә тутулған башқа уйғурларниңму барлиқидин хәвәр тапқан. 

Биз түркийәдики тутқун қилинған уйғурларниң сани, уларниң тутулуш сәвәблири вә уларниң хитайға қайтурулуш еһтималлиқиниң қанчиликлики һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн чанаққәлә вә истанбулдики көчмәнләр идариси шундақла тутуп туруш орунлири билән алақиләшкән болсақму, лекин җаваб алалмидуқ.

Санийәниң адвокати мәләк ханим зияритимизни қобул қилип, сақчиларниң пәрһатҗанни “террор” гумани билән тутқанлиқини билдүрди.

Мәләк ханим иккинчи қетим, йәни-9 январ, түркийә асасий қанун мәһкимисигә сунған пәрһатҗанниң хитайға қайтурулмаслиқи вә вә дәрһал қоюп берилиши һәққидики әрзигә бүгүн, йәни-10 январ җаваб алғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “асасий қанун мәһкимиси бүгүн дәсләпки қарарини қолимизға бәрди, қарарда пәрһатҗан һазирқи вәзийәттә хитайға қайтурулған тәқдирдә униң һаятиниң хәвпкә учрайдиғанлиқи вә аилисигә елип келидиған зәрбиләрни көздә тутуп һазирчә хитайға қайтурулмаслиқ қарари елинипту. Әмма қоюп берилиш тәлипимиз рәт қилинипту. Бу һәқтә әйибләшләргә асасән мунасивәтлик делоға қарап чиқип сот нәтиҗиси арқилиқ қарар берилидикән. Қанун бойичә тәкшүрүлүп бир тәрәп қилинғанға қәдәр пәрһатҗанниң тутуп турулуши мувапиқ көрүлгән икән. Шуңа һазирқи дәва нәтиҗисидә пәрһатҗанниң хитайға қайтурулидиғанлиқи һәққидики истанбул сүлһи мәһкимисиниң дәсләпки қарар әмәлдин қалди, қалғинини сотниң тәрәққияти бәлгиләйду.” 

Санийәниң ерини сүрүштүрүш җәрянида башқилардин аңлишичә, түркийәдә йеқиндин буян һәр хил сәвәбләр билән тутқун қилинған уйғурларниң сани хели көп икән. Парламентидики өктичи партийәләрдин “ийи”, йәни “яхши” партийәси, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини парламентта оттуриға қоюп, хитай һөкүмитини әйибләш билән бирликтә түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирған. Униңдин башқа тутқун қилинған уйғурларниң қоюп берилишидә “ийи” партийәсидин болған парламент әзалири бәлгилик рол ойнимақта икән. Һалбуки йеқинда “ийи” партийәсиниң истанбул милләт вәкили явуз ағиралиоғлиниң имзаси билән түркийә парламентида уйғур елидики милйонларчә киши қамалған лагерларни вә хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан зулумини сүрүштә қилишқа мунасивәтлик бир тәклип лайиһиси парламентқа сунулған икән. Әмма ақ партийиниң рәт қилиши, милләтчи һәрикәт партийәсиниң тәрәпсиз турувелиши нәтиҗисидә бу тәклип лайиһиси рәт қилинған иди.

Йеқинда өзиниң хитайға қайтурулидиған көчмәнләрни тутуп туруш орнидин қоюп берилгәнликини баян қилған бир уйғур түркийә алаһидә һаләт елан қилған бултурдин башлап бәзи уйғурларниң тутулғанлиқидин хәвири барлиқини, өзиниңму бәш-алтә ай илгири туюқсиз вә сәвәбсиз қораллиқ сақчилар тәрипидин истанбулда тутқун қилинғанлиқини баян қилди. У шу қетим 30 нәччә күн тутуп турулуп кейинчә ақлинип қоюп берилгән икән. Униң билдүрүшичә, өзигә охшаш намәлум кишиләр тәрипидин шикайәт қилинип туюқсиз тутқунға учриған вә хитайға қайтурулмақчи болған уйғур тутқунлар тутуп туруш орниға апирилған тәқдирдиму, мәлум мәзгилдин кейин қоюп берилгән. У йәнә бу хил қанунсиз көчмәнләрни тутуп туруш орунлиридин өз дөләтлиригә қайтурулғанлар арисида һазирғичә уйғурлардин қайтурулғанларни аңлап бақмиғанлиқини билдүрди. 

Игилишимизчә, хитай лагерларни қурушқа башлиғандин буян түркийәгә берип қайтқан вә яки түркийәдикиләр билән мунасивити болған уйғурларни көпләп тәқипкә елишқа башлиған. Буниң билән түркийәгә йәрлишишни қарар қилған уйғурларниң илгирики йилларға селиштурғанда көпәйгәнлики мәлум.

Түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу әпәнди 28-декабир күни тарқатқан твиттер учурида түркийәдә иқамәт билән туруватқан уйғурлар саниниң 20 миң икәнликини язған. Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлиридин игилишимизчә, миң әтрапида уйғурниң иқамити техи һәл болмиған болуп, улар 2019-йилида уйғурларниң вәтәндашлиқ ишини һәл қилишқа давамлиқ тиришидиғанлиқини баян қилди. 

Санийә балиси вә аилисидин айрилип, чанаққәләдики чеградин чиқирилидиған көчмәнләрни тутуп туруш орниға қамалған ери пәрһатҗан ғопурниң һазирчә хитайға қайтурулмайдиғанлиқидин азрақ болсиму көңли тинған болсиму, лекин йолдишиниң тәқдири техичә ениқсиз икән. Пәрһатҗанниң тәқдири үстидики сотниң ахирқи қарари чиқиришиға мәлум мәзгил кетиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.