Хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған петир даһлин шиветсийәгә қайтуруп келинди
2016.01.28
Хитай даирилири тәрипидин 3-январ күни бейҗиң айродромида хитай бихәтәрлик сақчилири тәрипидин тутқун қилинған шиветсийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси петир даһлин 26-чесла әтигәндә шиветсийәгә қайтуруп келинди.
У өзиниң өйидә шиветсийә радиосиниң мухбириниң зияритини қобул қилип, мухбир сориған соаллириға җаваб бәрди: “мән, өзүмниң шиветсийәгә саламәт қайтип кәлгәнликимдин бәк хушал, әмма мениң үч хизмәтдишим вә достлиримниң хитай даирилири тәрипидин тутуп турулуватқанлиқидин көңлүм бәк йерим.”
Петир даһлин өзиниң тутуп туруш җәрянида, бир қетим әлчихана хадими билән көрүшкәндин башқа, кишиләр билән көрүшмигәнликини вә сирттики өзи тоғрилиқ болуватқан учурлардин хәвәрдар болмиғанлиқини, уларниң қиз достини қоюп бәргәнликини, өзини болса саламәтлик әһвали начар болғанлиқтин дипломатик мунасивәт билән қоюп бәргәнликини илгири сүрди.
Хитай даирилириниң мәтбуатлири болса, “чәтәллик кишилик һоқуқ паалийәтчисини қоғлап чиқардуқ” дәп хәвәр тарқатқан һәмдә петир даһлинни иккинчи қетим хитайға кирәлмәс қилип қоювәткән.
Шиветсийә ташқи ишлар министири маргот валситорөм петир тоғрилиқ бәргән баянатида петирниң сақ-саламәт қайтип кәлгәнликидин хушал икәнликини, петирниң мәсилисиниң шиветсийә ташқи ишлар министирлиқиниң хитай ташқи ишлар министирлиқи билән дипломатик вә сиясий йоллар арқилиқ сөһбәт арқилиқ һәл болғанлиқини билдүрди.
Йәнә бир швед пуқраси гүй минхәй техичә хитай даирилири тәрипидин тутуп турулуватқан болуп, шиветсийә ташқи ишлар министири маргот валситорөм гүй минхәйниң әһвалидин әнсирәватқанлиқини, пат йеқинда униң билән көрүшүп униң мәсилисиниму һәл қилидиғанлиқини билдүрди.
Шиветсийәдә турушлуқ хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатиниң тәтқиқатчиси мая ваң шиветсийә радиосиға бәргән баянида, хитай даирилириниң кишилик һоқуқ вәзийити начарлашқанлиқини, хитай иқтисадиниң начарлишишиға әгишип, хитай пуқралириниң буниңға қарита наразилиқи ашқанлиқини, бу сәвәблик тутқун қилиш вә бастуруш һәрикити әвҗ алғанлиқини, икки йилдин буян кишилик һоқуқ адвокатлирини тутқун қилиш арқилиқ хитай пуқралириниң демократик вә кишилик һоқуқини қоғдайдиған ярдәмни чәкләватқанлиқини билдүрди.
У сөзидә, петир даһлинниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип, телевизорларда ашкара елан қилиниши йеңи бир усул болуп, бу арқилиқ чәтәлликләрниң хитайдики кишилик һоқуқ һәрикәтлиригә мәбләғ салмаслиқи һәм хитай пуқралириниң хәлқаралиқ тәшкилатлар билән бирликтә һәрикәт елип бармаслиқи тоғрисида қилинған агаһландуруш икәнликини илгири сүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң шиветсийәдә турушлуқ баянатчиси дилшат ришит петирниң қоюп берилишигә қарита өз қаришини ипадиләп, хитай даирилириниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң еғирлашқанлиқини, уйғур дияридики уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлириниң начарлашқанлиқини һәмдә хитай пуқралириниңму кишилик һоқуқлири еғир дәриҗидә дәпсәндә болуватқанлиқини, хитай даирилириниң диктаторилиқ сияситини давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.
Дилшат ришит баянида йәнә, дуня уйғур қурултийиниң петир даһлинниң қоюп берилгәнликини қарши алидиғанлиқини, петир даһлинға охшаш, охшимиған пикирдики гунаһсиз, түрмидә йетиватқан уйғурларниму хәлқара тәшкилатлар билән бирликтә қутқузуш үчүн һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла көкяр петир даһлинниң қоюп берилишниң хитай даирилириниң хәлқара җамаәт алдида йәнә бир қетим йеңилгәнликиниң испати икәнликини билдүрди.
Шиветсийәдә яшаватқан зиялий батурҗан, хитай даирилириниң петирни тутқун қилиши ғәрб әллиригә көрсәткән агаһландуруш икәнликини билдүрди.