Пәйзиватниң шаптол сақчиханисида турсунгүл исимлик бир уйғур аял һаятидин айрилған
2015.06.24

Игилишимизчә, бу йил 2 - айниң ахири пәйзиват наһийәлик сақчи идарисиниң хадимлири хитайниң җәнубий өлкилиридин 32 яшлиқ турсунгүлни тутуп юртиға елип кәлгән.
Мәлум болушичә, пәйзиват наһийәсиниң шаптол йезисида олтурушлуқ турсунгүл балилири билән биллә хитайниң җәнубий өлкилиридә бирқанчә айлардин буян йошурунуп йүргән. Турсунгүлниң йолдиши илгири чәтәлгә чиқип кәткән болуп, униң аяли билән бала - чақилири хитайниң җәнубий өлкилири арқилиқ чәтәлгә чиқип бир аилә җәм болушни пилан қилған.
Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң радийомизға билдүрүшичә, бу йил 2 - айда турсунгүл хитайниң җәнубий өлкилиридә хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинған. Хитай сақчилири уни қаттиқ қийин - қистаққа елип, униң нәдин кәлгәнлики вә қәйәргә бармақчи икәнликини билишкә урунған болсиму, лекин у бир еғизму иқрар қилмиған.
Аридин бир өткәндә пәйзиват наһийәлик сақчи идарисидин мәхсус адәм келип уни юртиға елип кәткән. Турсунгүлниң 15 яшлиқ бир қизи вә бир яшқа толмиған бир оғлиниң барлиқи мәлум.
Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, турсунгүл пәйзиватқа елип келинип бир һәптә болмайла шаптол сақчиханисидики қийин - қистақта һаятидин айрилған. Сақчилар алди билән мийитни йошурун дәпнә қиливетип, андин кейин туғқанлириға “йүрәк кесили билән қаза қилди” дәп уқтурған.
Биз бу вәқәни дәлилләш үчүн пәйзиват наһийәси шаптол йезилиқ хәлқ қурултийиниң мудири қурбан тур билән йезилиқ һөкүмәтниң муавин башлиқи мусаҗан әмәткә телефон қилдуқ. Һалбуки, бу икки нәпәр йеза рәһбири һәр хил баһанә - сәвәбләр көрситип соаллиримиздин өзини қачурди яки бу ишни қәстән билмәскә селивалди.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.