“тәрбийиләш лагери” дин қачқанлиқи илгири сүрүлүватқан пәйзулла утуқниң җиддий издиливатқанлиқи ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.03.30
Peyzulla-Utuq.JPG Ғулҗидики “тәрбийәләш мәркизи” дин қачқан гумандар пәйзулла утуқ һәққидә хитай сақчилири чиқарған тутуш буйруқи.
RFA/Shohret Hoshur

Түнүгүн бир аңлиғучимиз радиомизға учур йоллап, ғулҗида бирәйләнниң “тәрбийиләш лагери” дин қачқанлиқи вә бу сәвәблик ғулҗа тәвәсидә сақчиларниң кәң-көләмлик ахтуруши давам қиливатқанлиқини мәлум қилған иди. Мухбиримизниң телефон зияритигә җаваб бәргән ғулҗиниң баяндай, сүйдүңниң күрә тәвәликидики йәрлик аһалиләр сақчиларниң 3 күндин бери йол тосуп вә өй ахтуруп түрмидин қачқан бир гумандарни издәватқанлиқини баян қилди. Бу һәқтә учур йоллиған аңлиғучимиз бүгүн йәнә мәзкур гумандар һәққидә чиқирилған бир тутуш буйруқини радиомизға йәткүзди. Тутуш буйруқида гумандар пәйзулла утуқниң иҗтимаий җинайәтчи икәнлики тилға елинған болсиму, әмма вәқәдин хәвәрдар кишиләр, пәйзулланиң миллий кимлики сәвәблик “тәрбийиләш лагери” ға апирилған сиясий тутқун икәнликини илгири сүрмәктә.

Түнүгүн радиомизға йәткүзүлгән мәзкур учурда гумандарниң кимлики тилға елинмиған, әмма өй ахтурушниң ғулҗа шәһириниң тоғрақ йезисидин таки қорғасниң көкдала тәвәсигичә кәң-көләмдә давам қиливатқанлиқи баян қилинған иди. Биз алди билән ғулҗидики сақчи органлириға телефон қилдуқ. Телефонимиз техникилиқ тосалғуға учриғандин кейин, баяндай вә сүйдүңниң күрә тәвәликидики аһалиләрдин мәлумат соридуқ. Аһалиләр бирдәк 3 күндин бери вәзийәтниң йәнә бир балдақ җиддийләшкәнлики, өй ахтуруш елип бериливатқанлиқини баян қилди. Аһалиләрдин бириниң дейишичә, сақчилар өй ахтуруш давамида өзлириниң түрмидин қачқан бирсини издәватқанлиқини баян қилған. Алдинқи күни сүйдүңдин ғулҗа шәһиригә қарап йолға чиққан бир киши йолдики қатму-қат тосақлардин вә йол тосқан хадимларниң чүшәндүрүшидин, қамақтин қачқан бир кишиниң издиливатқанлиқини уққан.

Телефонимизни қобул қилған баяндай йезисидики бир аманлиқ мудири, “тәрбийиләш” тин қачқан гумандар һәққидики соалимизға җавабән гумандарниң 30 яш әтрапида икәнлики вә һелиһәм тутулмиғанлиқини билдүрди.
Бу һәқтә бизгә әң дәсләптә учур йоллиған аңлиғучимиз бүгүн йәнә мәзкур гумандар һәққидә чиқирилған бир тутуш буйруқини радиомизға йәткүзди. Тутуш буйруқида, гумандарниң бу йил 30 яшқа киргән пәйзулла утуқ икәнлики, 27‏-март күни 66‏-түән дохтурханисидин қачқанлиқи баян қилинған. Тутуш буйруқида йәнә пәйзулла утуқниң йеза игилик 64‏-полк 14 ‏-әтрәтниң аһалиси икәнлики әскәртилгән. Тутуш буйруқида телефон номурлири қалдурулған икки хадимға телефон қилған болсақму, әмма уларниң телефонлириниң изчил һалда алдирашлиқи сәвәбидин алақиләшкили болмиди. Тутуш буйруқидики телефон номури қалдурулған сақчи идарисиниң хадими пәйзулла утуқниң та бүгүнгичә техи тутулмиғанлиқини дәлиллиди. Әмма у пәйзулла утуқниң “тәрбийиләш лагери” дин қачқанлиқи һәққидики соалимизға ениқ вә кәскин җаваб берәлмиди.

Тутуш буйруқида пәйзулла утуқниң қечиштин 10 күн аввал ат оғрилап тутулғанлиқи йезилған. Әмма вәқә һәққидә радиомизға әң дәсләптә учур йәткүзгүчи тутуш буйруқидики “ат оғрилиди” дегән изаһатниң сахта икәнлики, даириләрниң аммиви тәшвиқат материяллирида “йепиқ тәрбийә лагерлири” ни тилға алмаслиқ үчүнла бу бу җинайәтни тоқуп чиққанлиқини илгири сүрмәктә. Тутуш буйруқида пәйзулла утуқ һәққидә учур йәткүзгүчигә 100миң йүән мукапат берилидиғанлиқи уқтурулған. Мукапат соммисиниң чоңлуқи вә гумандарни тутуш долқуниниң кәңликиму учур йәткүзгүчиниң баяниниң асассиз әмәсликини ишарәтлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.