Керийәдә һамилини қәтлиам қилған нурлуқ дохтурханиси үстидин тәкшүрүш елип берилмақта

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.01.17
Uyghur-ayalliri-bowaq-305.jpg 2008 - Йили 31 - ийулда тартилған бу сүрәттә, ақсудики намәлум бир гуруппа уйғур айаллири вә бир бовақ.
AFP Photo

Керийәдики нурлуқ дохтурханисиниң өткән айниң ахирқи һәптисидә 6 айлиқтин 9 айлиққа қәдәр болған 4 һамилини қәтлиам қилиштәк ечинишлиқ вәқә садир қилғанлиқи дуняға ашкариланғандин кейин, хитайниң алақидар тармақлири мәзкур дохтурхана үстидин тәкшүрүш елип беришқа башлиған.

Мухбиримизниң мәзкур дохтурханиниң муавин башлиқи вә дохтурханидики бимарлардин игилишичә, мәзкур дохтурхана алдинқи күни сийәк йезисидин әкелингән 7 айлиқ һамилидар аялниң һамилисини чүшүрүшни рәт қилған. Бу дохтурхана йәнә, бу бирқанчә күн ичидә өзлүкидин бала чүшүрүшкә кәлгән һамилидар аялларниму қобул қилмиған. Түнүгүн хотән вилайитидин тәкшүрүшкә кәлгән алақидар хадимлар, зиянкәшликкә учриған аилиләрдин әһвал игилигән.

Юқириқи мәлуматлардин қариғанда, керийәдә һамилини қәтлиам қилиш вәқәси алақидар тармақларниң тәкшүрүшигә дуч кәлгән. Мәлум болушичә дохтурханиниң қилмиши хитайниң өзиниң пиланлиқ туғут сияситидики бир қисим бәлгилимиләргиму хилап. Әмма хитайда қанунға вә бәлгилимигә хилап һалда йүз бериватқан паҗиәләр ялғуз була әмәс. Униң үстигә һамилини қәтлиам қилишни иҗра қилған бу дохтурханиниң саһиби хитай, буйруқни чүшүргән йезилиқ парткомниң секретариму хитай. Шуңа гәрчә алақидар тармақлар мәзкур дохтурхана үстидин тәкшүрүшни башлиған болсиму, паҗиәни туғдурғучиларниң җавабкарлиққа тартилиши, болупму зиянкәшликкә учриғучиларниң маддий вә мәниви җәһәттин төләмгә еришиши еһтималдин йирақ көрүнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.