Пәйзулла утуқ “тәрбийәләш лагери” дин қачқанда яридар икәнлики ашкариланди
2018.04.03

“тәрбийәләш лагери” дин қачқан пәйзулла утуқ һәққидә радийомизға учур йәткүзгүчи, ғулҗида сақчилар гуманлиқ кишиләрни тәкшүргән чағда яқисини қайрип бойнини тәкшүрүватқанлиқини мәлум қилған иди. Бәзи аһалиләрму өзлириниң қачқунниң бойнида пичақ изи барлиқи һәққидә хәвәрләндүрүлгәнликини ейтқан иди. Мәзкур тутуш оператсийәсигә қатнашқан сақчи хадими пәйзулла утуқниң дохтурханиға әкелиништин бурун “тәрбийәләш лагери” да икәнлики, дохтурханидин қачқанда бойнидин яридар икәнликини ашкарилиди.
27-Март күни ғулҗида “тәрбийәләш лагери” дин қачқан вә 1-апрел күни көкдалада бир мазарлиқта тутулған пәйзулла утуқ һәққидики бир қатар учурлар арисида диққәткә әң сазавири, униң дохтурханидин яридар һаләттә қачқанлиқидур. Гәрчә хитайниң тутуш буйруқида бу нуқта тилға елинмиған болсиму, вәқә һәққидә учур йәткүзгүчи, пәйзулла утуқниң бойнида пичақ изи барлиқини вә сақчиларниң йол тәкшүргәндә гуманлиқ кишиләрниң бойнини алаһидә тәкшүргәнликини мәлум қилған иди.
Шуңа биз пәйзулла утуқ тутулғандин кейинки әһвал ениқлишимиз давамида, униң саламәтлик әһвали һәққидә алақидар хадимлардин мәлумат соридуқ. Хадимлар пәйзулла утуқниң дохтурханидин яридар һаләттә қачқанлиқини йошурмиди. Радийомизға кәлгән инкаста, пәйзулла утуқниң “тәрбийәләш лагери” да йүз бәргән бир қорқунчлуқ вәқәдин аман қалғанлиқи яки шундақ бир вәқәдин өзини қутулдуруш үчүн қачқанлиқи пәрәз сүпитидә оттуриға қоюлған. Биз бу нуқтини айдиңлаштуруш үчүн оператсийәгә қатнашқан сақчи хадимидин, пәйзулла утуқниң қечиш сәвәби вә мәқсити һәққидә мәлумат соридуқ. Сақчи хадими өзиниң тутуш буйруқини көргәндин кейин тутуш оператсийәсигә актип қатнашқанлиқини, әмма гумандарниң әһвалидин бәк тәпсилий мәлуматини йоқлуқини, пәқәт пәйзулла утуқниң бойнида бир татуқ барлиқидин хәвәрдар икәнликини ейтти.
Нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан сабиқ сақчи хадими, сиясий көзәткүчи йолвас әпәнди, хәвәр һәққидики учурларниң баш ахириға асасән, пәйзулла утуқниң “тәрбийәләш лагери” дин қечиш үчүн тиғлиқ әсваб билән өзини җараһәтләндүргән вә униңдин кейин дохтурханиға әкелингән болуши мумкинликини оттуриға қойди. Йолвас әпәнди йәнә пәйзулланиң аилиси һәққидә алған бир әнсиз учурниң уни мушундақ тәвәккүлчилик қилишқа мәҗбурлуқ еһтималиниму тилға алди.
Йолвас әпәнди сөзиниң ахирида нөвәттики вәзийәттә йепиқ лагерларда һәрхил суйиқәст яки паҗиәләрниң йүз бериш еһтималиниму чәткә қеқишқа болмайдиғанлиқини, шуңа пәйзулланиң канийини өзи зәхимлигән әмәс, зәхимләндүрүлгән болуш еһтималлиқи вә шу паҗиәдин қутулуш үчүн лагер яки дохтурханидин қачқанлиқ еһтималлиқиниму тилға елип өтти.
Юқирида пәйзулла утуқниң “тәрбийәләш лагери” дин қачқанда бойнидин яридар икәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.