“аталмиш әсәбийликкә қарши туруш йиғинидики бир җүмлә раст гәп: улар қанунни билмәйду әмәс, яқтурмайду”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.11.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
nurmemet-musabay.jpg Америкида яшаватқан уйғур зиялийлиридин нурмәмәт мусабай
Photo: RFA


Үрүмчидә алдинқи күни йепилған аптоном районлуқ партком 8 - омуми йиғинида аталмиш дин әсәбиликигә қарши туруш һәққидә нуқтилиқ музакирә елип берилған. Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, йиғиндики музакирә давамида, компартийә вәкиллири районда елип бериливатқан мәзкур долқунниң нәтиҗилири үстидә асаслиқ тохталған болсиму, бәзи баянлардин райондики мәсилиниң негизи һәққидә етираплар вә даириләрниң чарисиз қиливатқанлиқи һәққидә учурлар оттуриға чиққан, болупму уйғурларниң хитай қанунлирини етирап қилмайдиғанлиқидәк бир сиясий реаллиқ тилға елинған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, тәңритағ ториниң хәвиридин мәлум болушичә, йиғинда қәшқәр пидагогика университетиниң мудири сөз қилип, әсәбийликкә қарши һәрикәттә өзиниң бир қоллуқ йетәкчилик қилғанлиқи, оқуғучилар билән йүзму - йүз көрүшкәнлики, вә заманивий аңни сиңдүргәнликини илгири сүргән. У сөзидә йәнә, өзиниң бу әмгикиниң нәтиҗисидә мәктәптә йоқилаң гәп қилғучиларниң қалмиғанлиқини доклат қилған. Әмма бу йәрдә тилға елинған “йоқилаң сөз” дегәнниң қандақ сөз икәнлики һәққидә мудир мәлумат бәрмигән.

Йиғинда атуш шәһәрлик парткомниң муавин секритари, мувәққәт шәһәр башлиқи абабәкри мәмтимин, әсәбийликкә қарши турушта нуқтилиқ аилиләрни чиң тутқанлиқини оттуриға қойған, униң билдүрүшичә, атуш шәһиридә улар кирмигән өй, идийивий хизмәт ишлимигән аилә қалмиған. У йәнә сөзидә кишиләрни нахшак усулға йетәкләш арқилиқ, диний кәйпиятни суслаштурғанлиқини баян қилған. Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, атуш шәһәрлик партком аталмиш заманивий мәдәнийәтни сиңдүрүш һәрикитини қанунни омумлаштуруиш һәрикитигә бирләштүрүп елип барған.

Юқириқи икки рәһбәрниң баянлиридин даириләрниң уйғурларни аталмиш әсәбийликтин узақлаштуруш үчүн аталмиш заманивий мәдәнийәтни теңиш, зорлаш вә қорқутуш тәдбирини қоллиниватқанлиқи мәлум.

Йиғинда йәнә, аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр тәтқиқат орниниң башлиқи гав җйәнлуңму сөз қилған. У сөзидә мәсилиниң йилтизи һәққидә тохтилип, бир қисим амма қанунни билмәйду әмәс, билиду, әмма бойсунмайду дегән. Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчилириниң қаришичә, уйғурларниң хитай қанунлирини яқтурмайдиғанлиқи, униң адалитигә ишәнмәйдиғанлиқи ениқ, чүнки, мәзкур қанунлар, уйғурларниң өзлири тәрипидин түзүлгән әмәс, уйғурларниң мәвҗутлуқи вә тәрәққияти үчүн түзүлгән әмәс, пәқәт вә пәқәт хитай дөлитиниң бихәтәрлики үчүнла түзүлгән.

Соал: аптоном районлуқ партком 8 - нөвәтлик комитетиниң 8 - омуми йиғинида, хитай тәтқиқиқатчи, уйғурларниң хитайға қарши һәрикәтлириниң сәвәби һәққидә тохтилип: “қисмән амма, қанунни билмәйду әмәс, бәлки бойсунмайду” дегән, сизчә бу гәп тоғриму?

Җаваб: мәнчә бу гәп тоғра, униң дегинидәк уйғурлар мәйли бойсунуватқини, мәйли бойсунмайватқини болсун, хитай қанунлирини етирап қилмайду. Чүнки бу қанунларниң түзүлүшигә уйғурлар иштрак қилған әмәс, бу қанунлар түзүлүштә уйғурниң мәнпәәтини чиқиш қилған әмәс; шуңа уйғурларниң хитай қанунлирини яқтурмаслиқи, етирап қилмаслиқи вә бойсунмаслиқи интайин нормал вә йоллуқ.

Соал: демәк хитайниң уйғур районида йолға қоюватқан қанунлириниң хитайниң дөләт бихәтәрликини қоғдаштин башқа роли йоқ дәйсиз?

Җаваб: асаслиқ мәқсәт шу, бу мәқсәткә йетиш үчүн, уйғурларғиму бәлгилик дәриҗидә һәқ тонулған қанунларму бар, мәсилән, аптономийә қануни дегәндәк, әмма булар қәғәз йүзидики қанунлар, булар иҗра қилинмайватиду вә яки бу қанунларниң уйғурларға пайдилиқ қисимлири иҗра қилинмайватиду. Мәвҗут қанунлар уйғурларниң һәқ - һоқуқини қоғдаш үчүн әмәс, бәлки уйғурларни җазалаш, зәипләштүрүш вә йоқ қилиш үчүн қорал сүпитидә пайдилиниватиду.

Соал: ундақта, хитайниң әсәбийликкә қарши туруш үчүн қанунни омумлаштуруш дегән чақириқиға қандақ қарайсиз?

Җаваб: хитай қанунни тәшвиқ қилишниң орниға, өзи түзгән қанунларға өзи әмәл қилса, нөвәттики җиддий вәзийәтни вақитлиқ пәсәйтәлиши мумкин, әмма буму һәл қилғуч чарә әмәс. Районда тинчлиқниң һәл қилғуч йоли уйғурлар өз қанунини өзи түзүш.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида аңлиғниңлар америкида яшаватқан уйғур зиялийлиридин нурмәмәт мусабайниң баянлири. У сөзиниң ахирида, хитай тәтқиқатчи гав җйәнлуңниң сөзи һәққидә тохтилип, “бу, мәзкур йиғинда оттуриға чүшкән бирқанчә җүмлә раст гәпләрдин бири” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.