Йәкәндики качоң сақчиханисиниң аманлиқ хадими: “мән дөт, каллам ишлимәйду!”
2015.06.23
Йәкән наһийәсиниң качоң сақчиханиси өз тәвәсигә чапланған 127 нәпәр уйғурниң “қара тизимлики” һәққидә еғиз ечиштин баш тартти.
Сақчиханиниң бир нәпәр уйғур хадими радийомиз зияритини қобул қилғанда қаттиқ һодуқуп: “мән дөт, каллам ишлимәйду, һечнемә билмәймән!” деди.
Буниңдин икки һәптә илгири йәкән сақчи даирилири чиқарған бир “қара тизимлик” иҗтимаий таратқуларда ашкара болуши билән, җамаәтчилик арисида күчлүк диққәт қозғиған иди.
Игилишимзчә, “йәкән наһийәсидә йеқинқи 3 йилдин буян зораванлиқ - тәррорлуққа четилип қечип йүриватқанлар тизимлики” дәп нам қоюлған бир “қара тизимлик” йәкәнниң качоң йезиси тәвәсигә чапланған.
Мәзкур “қара тизимлик” ни шинҗаң университетиниң хитай доктори ли шо йәкәнниң качоң йезисидин рәсимгә тартивалған. У өзиниң йеқинда иҗтимаий таратқуларда елан қилған “2015 - йилида җәнубий шинҗаңға сәпәр” намлиқ язмисида мәзкур қара тизимликни биринчи қетим ашкара қилған.
Мәзкур қара тизимликкә 127 уйғурниң баш сүрити, исим - фамилиси вә кимлик номури чапланған болуп, уларниң ичидә 13 нәпири аял. Бу қара тизимлик йәкән наһийәси тәвәсидики һәрқайсий кәнтләргә чапланған һәмдә кәнт секритарлириниң адәм тәшкилләп тизимликтики кишиләрни ахтуруши тәләп қилинған.
Ундақта, мәзкур “қара тизимлик” тики кишиләр зади ким? улар қандақ типтики “террорлуқ” яки “зораванлиқ” һәрикәтлиригә четилған? шунчә қаттиқ тор селинған йәкәндә улар немә үчүн 3 йилдин буян тутулмиди?
Биз бу һәқтә учур игиләш үчүн мәзкур тизимликтә алаһидә әскәртилгән “әһвал мәлум қилиш” телефониға телефон қилдуқ. Телефон йәкән наһийәсиниң қарақурум тағлири етикидики качоң йезисиниң сақчиханисиға уланди.
Телефонимизни қобул қилған бир нөвәтчи сақчи телефонниң “мухбир” лардин кәлгәнликини уқуп қаттиқ һодуқти һәмдә качоң йеза тәвәсидә бундақ “қара тизимлик” ниң чапланғанлиқини инкар қилди.
Биз мәзкур “тизимлик” ниң қолимизда барлиқини, униңдики адрес вә телефон номури бойичә улар билән алақилашқанлимизни ейтқинимзда, у: “мән бу иштин хәвәрсиз, һечнемә билмәймән! әһвални сақчихана башлиқимиз билиду” дәп турувалди.
Биз униңдин йәниму ичкириләп соал сориғинимизда, у өзиниң адәттики төвән дәриҗилик аманлиқ хадими (бавән) икәнликини, һечқандақ соалға җаваб берәлмәйдиғанлиқини, бу һәқтә пәқәтла сақчихана башлиқи билән алақә қилишимизниң лазимлиқини тәкитләп турувалди.
У һәтта: “мән адәттики бир бавән (аманлиқ хадими), һечнемә уқмаймән, каллам ишлимәйду. Бундақ ушшақ тәпсилатларни мәндин соримаң, гәп қилсамла балаға қалимән!” деди.
Биз униңдин качоң сақчиханисиниң башлиқи әзизҗан тохтиниң телефон номурини сориғинимизда, у техиму һодуқуп: “башлиқниң номурини мән дәп берәлмәймән, уни пәқәтла йоқири дәриҗиликләр сориялайду. Ашу тутуш буйруқиниң астида башлиқниң номури бар әмәсму? униң номурини шу йәрдин издәң, мән дәп бәрсәм, башлиқим танавимни тартиду…” дегиничә телефонни қоювәтти.
Биз охшимиған вақитта качоң сақчиханисиға айрим - айрим һалда 3 қетим телефон қилдуқ. Телефонни гәрчә охшимиған хадимлар, йәни күзәтчи, ярдәмчи сақчи вә башқа салаһийәттики сақчихана хадимлири алған болсиму, лекин уларниң һечқайсиси бу һәқтә еғиз ечишқа җүрәт қилалмиди.
Биз ахирида качоң сақчиханисиниң башлиқи әзизҗан тохтиға телефон қилдуқ. У телефонни алған болсиму, лекин “мән сақчихана башлиқи әмәс, хата урупсиз!” дәп ялған сөзлиди һәмдә сөзлишишни рәт қилди.
Мәлумки, өткән йили 7 - айниң ахири йәкәндә зор қирғинчилиқ йүз берип, миңлиған кишиләрниң өлгәнлики вә из дерәксиз ғайип болғанлиқи илгири сүрүлгән иди.
Һалбуки, хитай һөкүмитиниң ахбарат вә учурни қаттиқ контрол қилиши, вәқәдә өлгән вә тутқун қилинғанларниң ениқ санини йошуруши түпәйли хәлқара җәмийәт таки бүгүнгә қәдәр бу һәқтә һәқиқий мәлуматқа игә болалмиди.
Качоң сақчиханисида хизмәт қилидиған уйғур хадимларниң өз тәвәсигә чапланған мәзкур “қара тизимлик” һәққидә һәтта еғиз ечишқиму җүрәт қилалмаслиқи йәкәндики вәзийәтниң қайси дәриҗигә барғанлиқини көрситип бәрмәктә.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.