Қарамай шәһиригә сирттин келип олтурақлашқан уйғурларниң өйлири мәҗбури чеқиветилди
2014.07.18
Қарамай шәһириниң ғәрбий ташлиқ җилғиси шәрқий түркистанниң һәр қайси шәһәрлиридин кәлгән уйғурлар топлишип олтурақлашқан райони болуп, 2009 - йили “5 - июл” вәқәсидин кейин, бу район хитай даирилири тәрипидин “хәтәрлик район” дәп қарилип нуқтилиқ тәкшүрүлүп туруватқан иди.
2014 - Йили 7 - айниң 17 - күни қарамай шәһәрлик һөкүмәтниң буйруқи билән тәңритағ мәһәллә сақчиханиси, шәһәрлик алаһидә сақчи қисми, от өчүрүш әтрити, шәһәр қияпитини қоғдаш идариси, өй чиқиш идарисидин тәшкилләнгән 70дин артуқ хадим шу йәр вақти әтигән саәт 7:00 ләрдә ғәрбий ташлиқ җилғисидики уйғурлар олтурақлашқан өйләрни шу йәрдики аһалиләргә алдин уқтуруш қилмастин туюқсиз кели, өйдики нәрсиләрни сиртқа елип чиқип қоюп андин өйләрни чеқивәткән.
Биз өйи чеқилған уйғурлардин игилигән учурларда төвәндики мәлуматлар ашкариланди.
Хитай даирилири туюқсиз келип, өйдә туруватқан кишиләрни көчүшкә буйруған өй игилири өй чеқиш ишлиридин алдин хәвәр қилмиғанлиқини һазир өзлириниң баридиған һеч йери йоқлиғини ейтқанда болса, уларни юртлириға кетишкә буйруған һәмдә өйдики нәрсә керәклирини талаға елип чиқип ташлиған.
Бу қетимлиқ өй чеқишта өйсиз қалған 10нәччә аилилик 40 тин артуқ уйғур өй - макансиз қалған.
Қарамай шәһиридики бу ғәрбий ташлиқ җилғисида һазирқи өй иҗаридә олтуруватқан 10нәччә аилиликтин башқа йәнә 30йилдин буян шу җилға ичигә өзлири йәрлик һөкүмәттин йәр хети елип өй салған һәмдә бақмичилиқ билән шуғуллиниватқан 300гә йеқин аһалилик болуп, буларниң көп қисми кала, қой, тоху, кәптәр қатарлиқ өй һайванлирини беқип, уларниң сүтлирини сетип кирим қилидиған вә қарамай шәһиридә ушшақ тиҗарәт билән шуғуллинип җан беқип келиватқан кишиләр икән.
Биз игилигән учурларда болса уларниң бақмичилиқ билән шуғуллиниш ишлириға чәклимә қоюлғанлиқтин мал бақидиған қотанларни чақимиз дәп ейтқанлиқини, буларниму аста - аста һәр хил сәвәбләр билән яшаш йолини кесип ташлаватқанлиқини, хитай даирилириниң тунҗи қәдәмни иҗарә өйдә олтуруватқан 10нәччә аилиликтин чеқишни башланғанлиқи мәлум болди.
Улар йәнә, өй чеқиветилгән уйғурларниң һәммиси бир йәргә йиғилип, өйлиригә йеқин йәрдики бағчә темиға чаплап кариватларни қурғанлиқини, һөкүмәт тәрәпкә өзлири үчүн мувапиқ җайдин туралғу көрситип беришни тәләп қилидиғанлиқини, һазирчә баридиған җайлири болмиғачқа талада йетип туридиғанлиқи, лекин бүгүнки чеқишқа қоманданлиқ қилған хитай башлиқниң уларни юртиға кетишкә әскәрткини изаһлап, хитай даирилириниң әсли мәқсити уларни қарамай шәһиридин чиқириветиш икәнликини билдүрди.
Биз әһвал игиләш җәрянида хитай даирилириниң өйләрни чеқип болғандин кейин өйсиз қалған уйғурларға һечқандақ орунлаштуруш қилмастин кетип қалғанлиқини, кәч тәрәптә тәңритағ районлуқ сақчихана муавин башлиқи абдувәли абдухелил қол астидикиләр билән келип, өй - макансиз қалған уйғурларға муқимлиқни сақлаш тоғрилиқ агаһландурғанлиқини билдуқ.
Биз давамлиқ бу вәқәниң давамини аңлитишқа тиришимиз.
Бу программини шветсийәдин еһсан тәйярлиди.