Қариқаш партком һуҗумидин кейин 22 нәпәр тошқан овчисиму тутқун қилинған
2017.01.07
Хитай даирилири 28-дикабир қариқаш партком бинасиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, һуҗумчиларниң етип өлтүрүлгәнликини вә вәзийәтниң тинҗиғанлиқини тилға елиштин башқа һечқандақ учур бәрмиди. Әмма мухбиримизниң әһвал ениқлиши давамида, вәқәдин кейин кәң-көләмдә тутқун елип берилғанлиқи, болупму учурни контрол қилиш үчүн мәһәллиләрдә аһалиләргә тәһдит селинғанлиқи, шу қатарда һуҗум гумандарлири билән биллә илгири тошқан овлашқа чиққан 22 кишиниң тутқун қилинғанлиқи, йәни вәқәдин кейин даириләрниң көңли тинған болсиму, әмма аһалиләрниң әнсизчилик ичидә яшаватқанлиқи ашкариланди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, 28-дикабир күни қариқаш наһийсиниң ява йезисидин болған тохтимәмәт турсуннияз, нурмәмәт турсуннияз вә аблетип мәтқурбан қатарлиқ 4 нәпәр һуҗумчи қариқаш наһийилик парткомға аптомобиллиқ һуҗум қилған, һуҗумда партком дәрвазисидики хитай сақчилиридин бир нәпири өлүп 3 нәпири яриланған; һуҗумчилар нөвәттики башқа сақчилардин тәрипидин етип өлтүрүлгән. Хитай ахбарати қариқашта һуҗумчилар етип өлтүрүлгәндин кейин вәзийәтниң тинҗиғанлиқини вә әслигә кәлгәнликини язди һәмдә униңдин башқа вәзийәт вә опиратсийәләр һәққидә һечқандақ учур бәрмиди. Әмма бизгә кәлгән ғәйрий рәсмий учурларда, болупму вәқә йүз бәргән җай билән алақиси бар кишиләр вәқәдин кейин қариқаш тәвәисидә кәң-көләмдә тутқун башлиғанлиқи, наһийә бойичә аз дегәндә 200чә киши тутулғанлиқи илгири сүрүлди. Биз бу вәқә һәққидә мәлумат елиш үчүн һуҗумчиларниң олтурақ орни болған ява йезисидики әмәлдарларға телефон қилдуқ. Йезилиқ партком хадими тутқунлар һәққидә сақчи орунлиридин мәлумат елишимизни тәвсийә қилиш арқилиқ, соалимизға җаваб беришни рәт қилди; йезилиқ һөкүмәт хадими болса юқири дәриҗилик орунларни көрситиш арқилиқ йезидики мәвҗут вәзийәтни йошурди.
Юрти қариқаш наһийисидин болған муһаҗирәттики бир уйғурниң баян қилишичә, вәқәдин кейин, 4 нәпәр һуҗумчиниң уруқ-туғқанлири, дост-бурадәрлири, вәқәдин бурун билип-билмәй алақә қилған кишиләр болуп 200 әтрапида киши тутқун қилинған вә бүгүнгичә қоюп берилмигән. Авазини ашкарилашни халимиған бу муһаҗирниң дейишичә, ява йеза аһалилиридә тошқан овлаш узун йиллардин бери давамлишип келиватқан бир түр көңүл ечиш вә тәнтәрбийә паалийитидур; сақчилар тутқун давамида җүмә базар кәнтидә ака-ука һуҗумчилар билән бурун бирликтә тошқан овлиған 22 кишини тутқун қилған. Җүмәбазар аманлиқ мудири гәрчә бу санни дәлиллимигән болсиму, тошқан овчилириниң тутулғанлиқини дәлиллиди. Бу қариқашлиқ муһаҗирниң баян қилишичә, ява қатарлиқ йезиларда тутқун елип барған сақчилар аһалиләрниң өйлирини кечилири қораллиқ қоршавға алған, бесип киргән, һәтта адәттики мәлумат үчүн сораққа елип маңғанларниңму бешиға қара халтиларни кәйдүргән.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқириқи учурлардин қариғанда, хитайниң қариқаш һуҗумидин кейин тәвәликтики йәрлик аһалиләргә қарита күчәйгән вә кеңәйгән тәһдитлири һелиһәм давам қилмақта.