Қарақаштики секритарниң тараваиһда адәм тутуш вә гумандарларниң секритар аилисигә һуҗум қилиш җәряни
2014.07.25
Қариқаш наһийисиниң пурчақчи йезисида 19 - июл күни йүз бәргән таравиһда адәм тутуш вәқәси вә буниң ақивитидә келип чиққан кәнт секритари аилисиниң таңатардин аввал һуҗумға учраш вәқәси инчикә тәпсилатлири билән ашкариланди.
Мәлум болушичә, секритар рәҗәп ислам, мәсчиткә үсүп кирип, оқулуватқан таравий намизини бөлүп җамаәткә буйруқ соққан вә 6 нәпәр гумандарниң исмини чақирип мәсчиттин елип чиқип кәткән, у йәнә мәсчиттин чиқишниң алдида, имамни дуани узунрақ оқуп, җамаәтни мәсчитниң ичидә тутуп турушқа буйриған. Мәсчитни қоршап турған хитай қораллиқ қисимлири секритарға бу дәриҗидә җасарәт ата қилалиған болсиму, әмма униң қолиға тутқузулған вә кечичә бешиға қоюп ятқан террорчилардин қоғдиниш калтики уни вә униң аялини 5 нәпәр пидаийниң қахшатқуч зәрбисидин қоғдап қалалмиған.
Таравида адәм тутуш вәқәси, бәлгилик дәриҗидә дин вә мәдәнийәт чүшәнчисигә игә кишиләрни ойландурмай вә һәйран қалдурмай қалмайду. Секритарға бунчивала чоң җасарәтни бәргән күч немә? секритар 6 нәпәр намазханни җайнамазниң үстидин тутуп ачиқип кәткәндә, имамниң вә җамаәтниң инкаси немә болди? биз бу соалларниң түрткиси билән шу күни секритар билән бирликтә вәзипә өтигән кәнт аманлиқ кадиридин нәқ мәйдандики тәпсилий әһвалларни соридуқ. Униң баян қилишичә, шу күни кәнт кадирлири, йеза орган кадирлири, сақчилар вә алаһидә сақчилар болуп 200 гә йеқин киши, мәсчиттә таравиһ намизи оқуватқан 150кә йеқин кишини қоршавға алған. Таравиһ мәзгилидә аввал мәсчитниң арқа ишикигә қулуп селинған, арқидин мәсчитниң деризисидин ичигә қол чирақлар йеқилип намазханлар арисидики гумандарлар издәлгән. Мәсчитниң ичигә үсүп киргән, икки кәнт кадири қоллириға тутқузулған қара тизимликни оқуп, 6 нәпәр гумандарни мәсчиттин елип чиқип кәткән. Секритар чиқип кетиш чеғида йәнә, имамға дуани узунрақ оқуп җамаәтни мәсчитниң ичидә тутуп турушқа буйриған.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида аңлиғиниңлардәк, хитай сақчилириниң пәйлидики вәһшиликни яхши билгән имам вә җамаәт бу йолсизлуққа вә зораванлиққа сүкүт қилған. Әмма көзәткүчиләрниң дегинидәк сүкүт һечқачан тәслим болғанлиқ әмәс, рази болғанлиқ әсла әмәс. Шуңа бу зораванлиқниң җаваби кечикмигән. Шу куни нәқ мәйданда актип рол алған секритар рәҗәп исламниң аилиси аридин 4 саәт өткәндә әҗәллик һуҗумға учриған.
Кәнт аманлиқ мудириниң баян қилишичә, секритар рәҗәп ислам шу куни таравиһдики вәзиписини толуқ вә актип орундиғандин кейин өйигә келип әндишә ичидә ятқан вә вә һөкүмәт тәрәп тарқатқан террорлуққа қарши туруш калтикини бешиға қоюп ятқан. Бир мәһәлдин кейин ашхана өйидики аялиниң чиқириған авази билән ойғанған; у ястуқиниң тегидики калтикини елип һойлиға чиққинида аялини чанап өлтүрүп болған һуҗумчилар секритарниң өзигә етилип кәлгән. Секритар тақабил туруп баққан болсиму, әмма қолиға тутқузулған 50 сантимитир узунлуқтики резинка калтәк ишқа яримиған. У өйиниң каридориға қечип киргән вә каридорниң ишикини ичидин тақивелишқа урунған, лекин ишик қошқанатлиқ болғачқа, һәр икки қанатни тәң йепишқа қадир болалмиған; у каридор ишикдин чикинип ашхана өйиниң ишикини ичидин думбиси билән тақивалған, һуҗумчилар ишикниң үстидики деризини чеқип, деризидин қол тиқип туруп секритарниң баш қисимини чаниған, ахири һалсизланған секритар ишикни тосуп қалалмиған. Бөсүп киргән һуҗумчилар секритарниң удул кәлгән йерини чанап өлди дәп қариғандин кейин мәйдандин узақлашқан. Бир мәһәлдин кейин һушиға кәлгән секритар қан ичидин өмиләп қопуп, ятақ өйидин қол телефонини алған вә әһвални сақчихана башлиқи вә йеза башлиқиға мәлум қилған.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, уйғур сиясий мулаһизичилири вә көзәткүчиләр, һуҗумчилар тарави намизини бузуш вә җайнамаз үстидики намазханни тутқун қилиштин ибарәт бу зораванлиқ вәқәсиниң гәрчә баш орунлаштурғучиси, буйруқчиси вә һәқиқий иҗрачилириға зәрбә берәлмигән болсиму, униң бир шерикигә, чапарминигә қахшатқуч зәрбә бәргәнликини, зулум вә зораванлиқ давам қилғансери, һуҗумчиларниң техникилиқ күчи вә маһаритиниңму барғансери ашидиғанлиқини, зулум салғучи вә зулумға янтаяқ болғучиларниң һаман бир күни җазасини тартидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә вә хитайни бастуруш сиясәтлиридин ваз кечишкә дәвәт қилмақта.