5 - Айда башланған “қаттиқ зәрбә бериш” тин кейин тутқун қилинған уйғурлар һәққидә ашкариланған мәлуматлар

Мухбиримиз меһрибан
2014.08.25
sot-olum-jaza-uyghur-5-iyul.jpg CCTV Хәвиридә берилгән, 5-июл вәқәсигә четишлиқ уйғурларни өлүм җазасиға һөкүм қилған көрүнүш. 2009-Йили 15-өктәбир.
AFP


Хәлқара мәтбуатларда, хитай даирилири бу йил 23 - май күни “бир йилға созулған террорлуққа зәрбә бериш” һәрикити елип баридиғанлиқини җакарлиғандин буян, пәқәт уйғур елидинла “террорлуқ, бөлгүнчилик, диний әсәбийлик” қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип тутқун қилинғанларниң 800 дин ашқанлиқи илгири сүргән.

Америка авази радиоси мухбири велям аидә тәрипидин йезилип 15 - авғуст җүмә күни елан қилинған “хитай шинҗаңда 800 дин артуқ кишини тутқун қилди” сәрләвһилик хәвиридә, хитайниң өзиниң һөкүмәт хәвәрлиридә берилгән аталмиш “террорлуққа зәрбә бериш” һәрикити башланғандин кейин тутқун қилинғанлар һәққидики санлиқ мәлуматлар статистика қилинип, “хитайда бу йил 5 - айда башланған бир йиллиқ террорлуққа зәрбә бериш һәрикити елип берилған 3 ай ичидә 800 дин артуқ уйғур террорлуқ, бөлгүнчилик, диний әсәбийлик, миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш қатарлиқ җинайәтләр артилип тутқун қилинди” дейилди.

Америка авазида елан қилинған бу хәвәр анализида тутқун қилинған бу уйғурларниң сот ечилип җаза һөкүм қилинған яки қилинмиғанлиқи ениқ тилға елинмиған болсиму, әмма хитай даирилири 23 - май башланған “террорлуққа зәрбә бериш һәрикити” дин буян елан қилиған хитай һөкүмәт хәвәрлиридин үч айдин буян тутқун қилинған уйғурларниң сани 800 нәпәрдинму көп икәнлики мәлум болмақта.

Хитай даирилири елан қилған хәвәрлиридә 5 - айниң ахиридин 6 - айниң бешиға қәдәр тутқун қилинған уйғурларниң сани 380 дин ашқанлиқи мәлум. Конкрет әһвал төвәндикичә:

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң 26 - май күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, даириләр 25 - май таң сәһәрдин башлап кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитидә, 200 дин артуқ уйғурни террорлуқ, диний радикаллиққа четишлиқ, дәп қолға алған. Буларниң аталмиш 23 террорлуқ вә диний радикал гуруһқа мәнсуп кишиләр икәнликини уларниң ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ вилайәтләрдә елип берилған тутқун һәрикитидә қолға чүшкәнликини хәвәр қилған.

27 - Май или областлиқ тәнтәрбийә сарийида 55 нәпәр уйғурниң “террорлуқ”, “дөләтни парчилаш” вә қатиллиқ җинайәтлири билән сотланғанлиқи елан қилинди.Мәлум болушичә, или областлиқ тәнтәрбийә сарийида ечилған бу очуқ сотқа 7000 амма қатнаштурулған. Хитай һөкүмәт таратқулири буни бир қетимлиқ очуқ җаза һөкүм елан қилиш, очуқ қолға елиш вә җинайи ишлар бойичә очуқ тутуп туруш йиғини дәп атиған.

Хитай ахбаратиға қариғанда, қарамай даирилири 29 - май 4 кишини “террорлуқ тәшкилатиға қатнишиш” қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләп рәсмий қолға алған.

Хитай даирилири хитай қанун торидики хәвиридә, 5 - ай ичидә пүткүл уйғур районида 380 нәпәрдин артуқ уйғур гумандарға “террорлуқ” җинайити билән коллектип сот ечип җаза һөкүм қилинғанлиқини билдүргән.

Радиомиз хитай бөлүмигә 3 - июн күни 22 - майдин кейинки тутқун һәққидә учур бәргән бир хитай пуқраси, 23 - майдин башланған кәң көләмлик тутқунда, пәқәт үрүмчи тәңритағ районидинла 1000 дин артуқ уйғурниң тутқун қилинғанлиқини вә уларниң җинайитиниң қисқа учур йоллиған вә қара кийим кийгәнлик икәнликини билдүргән. Әмма үрүмчи сақчи даирилири бу учурни дәлилләшни рәт қилған иди.

6 - Айдики қаттиқ зәрбә бериш долқунида тутқун қилинип, сот һөкүми елан қилинған уйғурларниң сани 300дин ашқан болуп улар төвәндикичә:

Үрүмчи даирилири 4 - июн күни бәргән хәвиридә, 29 уйғурни“террорлуқ” вә “бөлгүнчилик” җинайити гумани билән қолға алғанлиқини елан қилған. Даириләр йәнә бу 29 кишигә аит делониң “террорлуққа аит делоларни 24 саәт ичидә тәкшүрүп ениқлап болуш” һәққидики йеңи йолйоруқиға асасән бир тәрәп қилинғанлиқини билдүргән.

Франсийә агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, 5 - июн күни уйғур елидики бир қанчә сот җәмий 81 киши үстидин террорлуққа мунасивәтлик җинайәтләр билән һөкүм елан қилған, буларниң ичидә 9 кишигә өлүм җазаси бәргән.

Хитай даирилири 20 - июн күни үрүмчи шәһириниң дивопо йезисида олтурушлуқ 16 кишини “қанунсиз диний кийим” кийиш, “қанунсиз диний паалийәт” билән шуғуллиниш билән әйибләп тутқун қилған. “асия киндики” гезитиниң ашкарилишичә, мәзкур йезида йәнә бир қуран курси “қанунсиз диний мәктәп” дәп печәтлинип, сақал қойған, пәрәнҗә артқан вә җилбап кийгән 130 дин артуқ әр вә аялға җәриманә вә тәрбийә бериш җазаси берилгән.

25 - Июн чаршәнбә күни, чапчал наһийисиниң қайнуқ базирида ечилған очуқ сотта, дилмурат өмәр, низамиддин тохти қатарлиқ 9 нәпәр уйғур қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Қамаққа һөкүм қилинғанларниң әң юқирисиға 14 йиллиқ, әң төвинигә 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.

Хитай һөкүмити 27 - июндики хәвиридә, пәйзават, лоп наһийәлиридә очуқ сот ечип, 80 дин артуқ уйғурни “террорлуқ”, миллий өчмәнликкә қутратқулуқ, әксийәтчил идийәләрни тарқитиш қатарлиқ әйибләшләр билән қолға алған вә уларни қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини елан қилған.

Хәвәрдин мәлум болушичә, пәйзават наһийәсидики өчүр сотта, 53 киши үстидин һөкүм елан қилинған. Улардин абдурахман қадир қатарлиқ 15 кишиниң һиҗрәткә адәм топлаш қатарлиқлар билән әйиблинип, җинайи җавабкарлиққа тартилидиғанлиқи, идрис урайим қатарлиқ 28 кишиниң террорлуқ тәшкилати қуруш қатарлиқлар билән әйиблинип, қолға елинғанлиқи елан қилинған. Хелил аблиз қатарлиқ 10 киши миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш қатарлиқлар билән әйиблинип, төвини бир йиллиқ, юқириси 10 йиллиқ қамаққа буйрулған.

Хотәнниң лоп наһийәси доли йезисида ечилған очуқ сотта, тохти нияз қатарлиқ 28 уйғур миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш, партлатқуч ясаш, җәмийәт тәртипигә бузғунчилиқ қилиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән. Бирақ, уларға берилгән җаза елан қилинмиған.

Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, 30 - июн қәшқәрдә 113 уйғур үстидин коллектип сот ечилип, улардин4 нәпәр уйғур гумандарға муддәтсиз қамақ җазаси қалған 109 нәпәр гумандарға муддәтлик қамақ җазаси берилгәнлики мәлум. Җаза елан қилинған гумандарларниң көп қисми “террорлуқ” җинайити билән әйибләнгән.

Мәлум болушичә, 30 - июн күни кунмиң шәһәрлик хәлқ тәптиш мәһкимиси “1 - март кунмиң пойиз истансиси һуҗуми” билән четишлиқ дәп қаралған 4 нәпәр уйғур гумандар үстидин кунмиң шәһәрлик оттура сотқа әйибнамә йоллиған.

7 - Ай мәзгилидә уйғур елидин тутқун қилинип сот һөкүми елан қилинған уйғурлар һәққидә хитай таратқулиридики учурлар төвәндикичә:

7 - Ай мәзгилидә тутқун қилинған уйғурларниң сани һәққидә хитай һөкүмәт ахбаратлири ениқ мәлумат бәрмигән болсиму, әмма хитай җамаәт хәвәпсизлик министирлиқи7 - июл елан қилған санлиқ мәлуматта 23 - майдин башланған бир йерим айлиқ террорлуққа зәрбә бериш һәрикитидә 40 тин артуқ аталмиш“террорлуқ” гурупписини тар - мар қилип 400 дин артуқ гумандарниң қолға елинғанлиқини елан қилған.

Хитайниң 10 - июлдики хәвиридә, уйғур елиниң ғулҗа, бортала, үрүмчи, ақсу, турпан, хотән, атуш қатарлиқ шәһәрлиридики сот мәһкимилири бирла вақитта 32 уйғур үстидин сот ечип, уларни “террорлуқ вә миллий өчмәнлик учурлирини тарқатқанлиқи” үчүн, муддәтсиз вә муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилғанлиқи хәвәр қилинған.

Хитайниң “җуңго хәвәрләр тори” ниң11 - июл күнидики хәвиридә, шу күни корлиниң чәрчән наһийисидә “террорлуқ вә миллий өчмәнлик учури тарқатқан” лиқи илгири сүрүлгән 13киши үстидин очуқ сот ечилғанлиқи хәвәр қилинди.

21 - Июл дүшәнбә күни намазшам вақтида үрүмчи ат бәйгә мәйдани мәһәллисидә 23 уйғур вә 4 нәпәр туңган қанунсиз топланған, дәп әйиблинип, хитай аманлиқ даирилири тәрипидин тутуп кетилгән.

8 - Ай киргәндин буянму даириләр “террорлуққа зәрбә бериш” намида тутқун қилишни давамлаштуруватқан болуп, бу һәқтики учурлар төвәндикичә:

8 - Авғуст, хитайниң уйғур елида турушлуқ шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәни 1 - девизийә оттура соти 25 нәпәр уйғурни сотлап, муддәтсиз, муддәтлик қамақ җазалириға мәһкум қилған.

Мәһкумлар “җамаәт” намидики қанунсиз диний гуруһ тәшкилләш, бөлгүнчиликкә, радикаллиққа қутратқулуқ қилиш, террорлуқ идийиләрни тәшвиқ қилиш, террорлуққа мәбләғ топлаш, террорлуқ мәшиқи қилиш, партлатқуч бомба ясаш қатарлиқ “җинайәтләр” билән әйибләнгән. Мәһкумларниң 2 нәпири аял болуп, әң төвинигә 3 йиллиқ, әң юқирисиға муддәтсиз қамақ җазаси берилгән.

11 - Авғуст күни хитай һөкүмәт ахбарати йәкән 28 - июл “илишқу вәқәси” гә қатнашқан 18 кишиниң һөкүмәт даирилиригә өзини мәлум қилип тәслим болғанлиқини билдүргән.

Хитайниң җуңго хәвәрләр торидин мәлум болушичә, даириләр ғулҗиниң күнәс наһийисидә 15 - авғуст җүмә күни онмиңдин артуқ адәм қатнаштурулған тутқун қилиш, сотлаш нәқ мәйдан йиғини ечип, 28 нәпәр уйғурға аталмиш “дөләтни парчилаш”, “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” җинайәтлири билән сот һөкүми елан қилған.

18 - Авғуст хитай даирилири қәшқәрдә 800 киши қатнашқан кадирлар йиғини ечип, 15нәпәр уйғур кадирға чарә көрүлгәнликини уқтурған. Булардин 5 нәпири йиғин мәйданида өзини тәкшүргән. Қалғанлириға һәр хил мәмурий җазалар берилгән.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, әмәлийәттә 2014 - йил киргәндин башлапла хитай даирилири уйғурларға қаритилған кәң - көләмлик бастуруш, тутқун қилишни башлиған болуп, хитайда “террорлуққа зәрбә бериш” намида тутқун қилинғанлар һәққидә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлирида вә бир қисим чәтәл мәтбуатлирида бәзи мәлуматлар берилгән.

Мәсилән, германийәдики “хәтәр астидики милләтләр тәшкилати” 27 - май күни елан қилған доклатида, бу йил 1 - апрелдин башлап хитай даирилири тәрипидин һәр хил сиясий җинайәтләр билән әйиблинип, рәсмий қолға елинған уйғурларниң 480 дин ашқанлиқини билдүргән. “хәтәр астидики милләтләр тәшкилати” елан қилған доклатида, қолға елинған бу 480 нәпәр уйғурниң пәқәт хитай һөкүмәт хәвәрлиридә елан қилинған санлиқ мәлуматларға асасән статистика қилинғанлиқини әскәртип, даириләр тәрипидин һәр хил сиясий җинайәтләр артилип тутқун қилиниватқан уйғурларниң техиму җиқ болуши мумкинликини баян қилған.

Бәзи хитай мәтбуатлирида “террор гумандари” дәп тутқун қилинғанлар саниниң нәччә миңға йетидиғанлиқи һәққидиму хәвәр берилгән.

Мәсилән, тәйвән мәркизий агентлиқиниң 25 - июн хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити аталмиш террорлуққа зәрбә бериш һәрикитини күчәйткән йерим йил җәрянида бейҗиң сақчилири 5 милйонға йеқин “гумандар” үстидин тәкшүрүш елип берип, 9 миңға йеқин адәмни тутқан. Хәвәрдә “бейҗиң яшлар гезити” дин нәқил елип хәвәр қилишичә, бейҗиң сақчилири җәмий 4 милйон 517 миң адәмни тәкшүргән, буларниң ичидә 8 миң 600 адәмни қолға алғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хәвәрдә изаһлинишичә, юқиридики учурлар бейҗиң шәһәрлик сақчи идариси чарлаш әтрити хадимлириға ачқан йиғинда ашкариланған. Һалбуки, даириләр аталмиш террор гумани билән тәкшүрүлгән вә яки тутулған кишиләрниң милләт тәркипини ашкарилимиған болсиму, уларниң асасән уйғурлар икәнлики мөлчәрләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.