Қазақистанлиқ уйғурлар: үрүмчи қирғинчилиқи унтулмайду
2016.07.09

Мәлумки, 2009 - йили “5 - июл үрүмчи вәқәси” йүз бәргәндин кейин мәзкур вәқә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар тәрипидин һәрбий йили хатирилинип келинмәктә. Җүмлидин қазақистандики уйғурчиларму бу вәқәни һәрхил шәкилдә әсләшни давамлаштуруп кәлмәктә.
Қазақистандики уйғур сиясий көзәткүчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң радиомизға билдүрүшичә, хитай һөкүмити мәзкур вәқәни вә шундин кейин оттуриға чиққан һәрикәтләрни террорлуқ билән бағлашқа урунған болсиму, көп нәтиҗә қазиналмиған.
Даириләр әйни йили бу вәқәдә 198 адәмниң өлтүрүлгәнлики вә вәқәгә қатнашқан миңдин артуқ адәмниң тутқун қилинғанлиқини билдүргән иди.
Вәқә йүз бәргәндин кейинки йилларда бу паҗиәгә болған уйғурларниң, хәлқара тәшкилатларниң көзқариши өзгәрдиму? уйғур елидики бүгүнки вәзийәт қандақ?
Радиомиз зияритини қобул қилған тонулған қазақистанлиқ сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди вә алмута шәһири турғуни қурванҗан турғаноф бу һәқтә өз қарашлирини билдүрди.
Соал: қәһриман ака, мушу 2009 - йил үрүмчи қанлиқ вәқәсини қандақ характерләшкән болиду?
Характери ирқий қирғинчилиқ. Уйғурлар тәрипидин бу миллитимизниң миллий - азадлиқини нишан қилған тинчлиқ демократик һәрикәт. Миллитимиз өзиниң сиясий аң - сезимини, әркинлик ирадисини, җасаритини намаян қилди.
Соал: бүгүнки күн нуқтиинәзиридин елип қариғанда, бу вәқәниң әһмийити немидин ибарәт, дәп ойлайсиз?
Җаваб: биринчидин, уйғур мәсилиси хәлқаралаштурулди. Иккинчидин, миллитимиз бу вәқәдә өзиниң сиясий роһий күчини, универсал иқтидарини вә өзини өзи азад қилалайдиғанлиқини тонуп йәтти. Үчинчидин, мушу вәқә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған чекидин ашқан тәқибләш сияситини, мустәмликә сияситини хәлқараға паш қилишқа оңушлуқ вәзийәт.
Соал: вәқә йүз бәргәндин кейинки йәттә йил мабәйнидә хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити дуня уйғур қурултийи тәрипидин қанчилик дәриҗидә паш қилинди?
Җаваб: хитай һөкүмитиниң ениқ мушу уйғурларға тутқан сиясити чекидин ешип, қанунсиз дәпсәндә қилиш күчәйди. Миллий рәһбиримиз рабийә қадир башлиқ қурултай июл вәқәсидин тартип бүгүнки күнгичә пүткүл дуняда бу мәсилиниң маһийитини тонутти. Миң әпсуски бу паалийәтләрниң хитайға болған чоң тәсири йоқ, чүнки хәлқарадики вәзийәт күндә өзгирип туриду. Америка башлиқ явропа дунясиниң хитайға нисбәтән қаттиқ қоллуқ бесим ишлитиши техи дегәндәк әмәс. Амма бу чоқум болиду.
Соал: һазир дуняниң һәр қайси җайлирида террорлуқ һәрикәтлири әвҗ алған бир вақтида уйғур миллий һәрикити хәлқара тәшкилатлар тәрипидин қандақ қобул қилиниватиду?
Җаваб: биваситә уйғурлар билән мәшғул болуватқан хәлқара тәшкилатлар, дөләтләрниң мәлум органлири уйғур мәсилисини яхши билиду һәм чүшиниватиду. Улар уйғур һәрикитини террорлуқ һәрикәт дәп һесаблимайду.
Соал: омумән дуня вәзийити, болупму оттура шәрқ вә афғанистанда орун еливатқан вәқәләрни хитай қандақ қобул қиливатиду һәм пайдилиниватиду?
Җаваб: хитай һәқиқәтән оттура шәрқтә болуватқан қирғинчилиқлар, башқа дөләтләрдә болуватқан террорлуқ һәрикәтләрдин пайдилинип, дуняда уйғур мәсилисини террорға бағлашқа наһайити көп күч чиқириватиду. Бәзи дөләтләр хитайниң дегинигә ишәнгәндәк қилип, уйғур һәрикитигә қарши ишларни қилиду. Бу шу дөләтләрниң һәқиқий демократик әмәсликини, хәлқара принсип нормилириға өзлири риайә қилмайдиғанлиқини көрситиду.
Соал: бүгүнки күндә қазақистанлиқ уйғурлар шу йили йүз бәргән қанлиқ вәқәниң маһийитини қандақ чүшиниватиду, дәп ойлайсиз?
Җаваб: үрүмчи вәқәсиниң маһийити өзгәргини йоқ. Бурунқидәкла хитайниң қирғинчилиқ сияситигә қарши. Амма қазақистанниң хитай билән болған мунасивәтлири бәк йеқинлашқанлиқтин бу мәсилини көтүрүшкә бу йәрдә қәтий йол қоюлмайду. Бу йәрдә уйғурлар бу вәқәни есидин чиқирип турмиғандәк көрүниду. Лекин йеңи өсүватқан әвладқа мундақ қанлиқ паҗиәләрни йәткүзүп туруш керәк. Бу йәрдә биз йетәрлик ишлийәлмәйватимиз.
Соал: әмди уйғурлар олтурақлашқан қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистан оттура асия җумһурийәтлиридичу?
Җаваб: қирғизистанда қазақистанға охшаш һәр хил тәдбирләр өткүзүлиду вә хәлқимиз у йәрдиму аңлиқ, хитайға болған нәприти күчлүк. Әмди өзбекистанда уйғурлар һәтта йиғилип, үрүмчи вәқәсини ағзиға елиш имканийити йоқ. Түркмәнистан баштинла өзини өзи башқилардин чәкләватқанлиқтин у йәрдики уйғурлар һәқиқәтән бу вәқәниң нәқ маһийитини билмәйду.
Алмута шәһириниң турғуни қурванҗан турғаноф қазақистанлиқ уйғурларниң үрүмчи қирғинчилиқини һеч қачан унтумайдиғанлиқини, һәр йили бу йәрдики уйғурларниң йиғилип, қуран оқуп, шеһит болғанларни әсләп келиватқанлиқини ейтти.
У мундақ деди: “һазирму хитай коммунистик партийиси қара тизимға чүшкәнләрни түрмигә қамаш үчүн тазилаш һәрикитини өткүзиду. Ичкиридин институт пүттүргән хитайларни вәтинимизгә елип келип ишқа орунлаштуруп, балилиримиз ишсиз қеливатиду. Уйғур қизлирини ичкиригә елип кетиш тохтимайватиду. Уйғур хәлқи ана вәтинимиздә көпәймәйватимиз, йилдин - йилға азийип кетиватимиз. Хитай коммунистик партийиси бизни шундақ азайтип, йоқитидиған тәрәпкә өтти.”