Алим сейитоф: “хитайда уйғурларниң қоғлиниши тунҗи қетимлиқи әмәс....”
2013.05.07

Шаңхәйдики луши мәсчити алдида яймикәшлик билән тирикчилик қиливатқан уйғурлар, 3 - май җүмә күни сақчи, баҗ, шәһәр башқуруш идарә хадимлириниң базардин йолсизлиқ билән қоғлишиға, яймилириниң уруп чиқилишиға қаршилиқ билдүргәнлири думбалашларға учриди, аһанәткә чидимиған уйғур аяллири намайиш қилип һөкүмәт даирилириниң йолсизлиқиға наразилиқ билдүрди.
Бу хитайда давамлишип келиватқан уйғурларниң хорлуққа, адаләтсизликкә, кәмситишкә учриши вә қоғлинишиға даир вәқәләрниң әң йеқиндикиси һесаблиниду. Бу хәвәр аммиви алақә васитилири арқилиқ тарқилип хәлқаралиқ ахбаратларғичә йәтти, вә йәнә хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири, уйғурларниң хитай һөкүмитиниңла әмәс, хитай пуқралириниңму кәмситишигә учрап келиватқанлиқи һәққидә түрлүк инкас вә мулаһизиләрни қозғимақта.
Уйғур америка бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди буниңға инкас қайтуруп “хитай һөкүмитиниң кәмситиш сиясити вә башқа вастиләр арқилиқ уйғурларни хитайдин қоғлиши, уларни башқурушни асанлаштуруш үчүн...” дәп мулаһизә қилди, мулаһизиниң толуқ мәзмунини мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған сөһбәт хатирисидин аңлаң.