Хитайниң уйғур дияриға пәвқуладдә җиддий қораллиқ күчләрни йөткиши гуман қозғимақта
2017.03.10

Гума пичақлиқ һуҗум вәқәсидин кейин йәни өткән айниң ахиридин башлап, хитай даирилириниң районда йүргүзүватқан пәвқуладдә җиддий бихәтәрлик тәдбирлири вә уйғур елиниң омумий вәзийитидики җиддийлик бәзи мәтбуатларда “шинҗаңда чоң иш чиқарму ?” дегәндәк ғулғула пәйда қилмақта, хитай вә уйғур ели вәзийитини көзәткүчиләр, бу хил мулаһизиләр, уйғур елида бир зор вәқә пәйда болуши һәйран қаларлиқ иш әмәс, чүнки хитай һөкүмити уйғур елиға җиддий вә көпләп әскәр һәмдә қораллиқ күчлирини йөткәп, кәң көләмлик уруш һалитини шәкилләндүргәнликидин пәйда болуватқан инкаслар дәп қаримақта. Ундақта мәтбуатларда ғулғула қозғиған, хитайниң райондики ашкара вә ғәйри нормал һәрбий һәрикәтлириниң сәвәби немә ? бу һәқтә вәзийәт анализчилири һәр хил тәһлиллирини оттуриға қоймақта.
14-Феврал күни гума наһийисидә пичақлиқ һуҗум йүз берип 6 нәпәр хитай өлтүрүлгәндин кейин, даириләр хотән вилайитидә алаһидә җиддий бихәтәрлик тәдбирлирини елипла қалмай, илгири-кейин болуп, 16-феврал хотәндә, 17-феврал қәшқәрдә, 18-феврал үрүмчидә “террорлуққа зәрбә берип, муқимлиқни сақлаш аммиви қәсәмяд йиғини” өткүзди вә хитай һөкүмити пүтүн уйғур ели мқияқсида террорлуққа қарши пәвқуладдә җиддий муқимлиқ тәдбирлирини алди.
Уйғур дияриниң вәзийити алаһидә җиддийләшкән бу пәйттә, хитай һөкүмитиниң йиллиқ сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий пилан лайиһәлири бекитилидиған әң муһим йиғинлири һесабланған сиясий кеңәш мәмликәтлик 12-нөвәтлик 5-омумий йиғини 3-мартта, мәмликәтлик хәлқ қурултийи 12-нөвәтлик 5-омумий йиғини болса 5-мартта бейҗиңда башланди. Гәрчә, һәр нөвәт 3 миң келометир йирақтики бейҗиңда чақирилидиған йиғин мәзгилидә даириләр уйғур елида алаһидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини елип келиватқан болсиму, бу нөвәт даириләрниң һәр бий һаләт шәклидә әскәр вә қораллиқ күчләрни уйғур елиға җиддий йөткәш һәрикәтлири мәтбуатларда “шинҗаңда чоң иш бар” дегән гуманни қозғиған.
Баш шитаби хоңкоңға җайлашқан хитай кишилик һоқуқ һәрикити учур мәркизиниң 8-чесла ашкарилишичә, хенән қораллиқ сақчи 128-дивизийәси өткән икки күндә сәрхил 1000 кишилик қошунни уйғүр дияриниң қәшқәр вә хотән вилайәтлиригә ярдәм бериш үчүн җиддий йөткигән.
Хәвәрдә ениқлима берилишичә, хитай қораллиқ сақчи 128-дивизийәсиниң тәртип номури 8680-қисим болуп, қораллиқ сақчи қисим баш шитабиниң бивастә башқурушидики моторлашқан бу дивизийәниң асаслиқ вәзиписи җиддий әһвал йүз бәргәндә қораллиқ топилаңни бастуруш вә шәһәрни қамал қилиш икән.
Буниңдин башқа, 2-айниң 26-күндин 3-айниң 1-күнигичә, лявниң, хенән вә җяңсу қатарлиқ төт өлкидин йәнә 4000 сақчи шинҗаңниң қәшқәр, хотән, ақсу вә қизилсу шәһәрлиригә йөткәп келингән. Буниң алдида хитай һөкүмәт таратқулирида, қәшқәрниң бир нәччә күн аввал җәмийәттин 3000 нәпәр әр сақчи қобул қилидиғанлиқи, айлиқ мааши 5000 сом болидиғанлиқи, тамақ вә туралғусиниң капаләткә игә икәнлики, һәр айда 500 сом “муқимлиқни сақлаш” толуқлимиси тарқитилидиғанлиқи билдүрүлгән. Йәнә хитайниң нишанлиқ ярдәм беридиған өлкилиридин қәшқәр вилайитигә 9 қетимда кәлгән 595 нәпәр кадирниң йепиқ һәрбий мәшқтин өткәнлики ашкариланған иди. Бир-биригә улинип кәлгән бу җиддий бихәтәрлик тәдбирлири икки күндин буян тайланд, хоңкоң, тәйвән қатарлиқ җайлардин хитайчә тарқитилидиған мәтбуатларда районда “чоң иш чиққан”болуши мумкин дегән қиясларни мәйданға чиқарди.
Лекин хәвәрдә “чоң иш”ниң тәпсилати берилмигән болсиму, йеқинқи икки күндин буян қәшқәр билән атуш арилиқида хитай бихәтәрлик күчлириниң қораллиқ бастуруш елип берип 70 тәк уйғурниң өлтүрүлгәнлики һәққидә толуқсиз учурлар чәтәлләрдики уйғурлар қоллиниватқан бир қисим иҗтимаий алақә вастилиридә тарқалмақта. Бу һәқтики мәлуматларни дәлилләшкә көп тиришқан болсақму, даириләрниң райондики учурларни алаһидә қамал қилиши билән районда җиддий бир һаләтниң давам қиливатқанлиқидин башқа, бирәр вәқәниң болған-болмиғанлиқи техи ениқланмиди.
Әмма икки йиғин һарписида, қораллиқ тәшкилат “ислам дөлити” бир филим тарқитип, униңда, шәрқй түркстандин кәлгән уйғур қораллиқлар вәтәнгә қайтип уруш қозғаш һәққидә хитайға тәһдит қилғанлиқи сөзләнгән иди.
Әҗиба, даириләрниң районда яратқан җиддий қамали пәқәт бейҗиңда ечиливатқан йиғинниң оңушлуқ чақирилиши үчүн еливатқан тәдбирлириму яки буниң районда йеқинқи айларда йүз бәргән уйғурларниң бир қанчә қетимлиқ қаршилиқ вәқәлири билән мунасивити барму ? яки башқа сәвәби барму ? районниң вә хитайниң сиясий вәзийитини көзәткүчиләрниң буниңға қарита инкаси немә ?
Бу мунасивәт билән, түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси, хитай ишлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, хитайниң уйғур елида йеқинқи күнләрдә алаһидә муқимлиқ тәдбирлирини йолға қоюватқанлиқиниң сәвәблирини пәқәт бир қанчә тәрәптин тәхмин қилишқа болидиғанлиқини оттурға қойди. Әркин әкрәмниң қаришичә “бу йәрдә бир мәсилә барлиқини көрситиду, йеқинқи күнләрдә хитайға даишниң тәһдити сәвәб болған болуши мумкин вә йәнә бейҗиңда ечиливатқан икки йиғинниң оңушлуқ ечилишини капаләткә игә қелиштин башқа, хитай хитай компартийисиниң еичилиш алдидики 19-қурултийиниң тинч өтүши үчүн бир вәқә чиқмисун дәп тәдбир еливатқан болуши мумкин. Йәнә бирси, чен чуәнго уйғур елиға кәлгәндин буян чоң вәқәләрниң алдини елишта бир хизмәт көрсәткәнликини испатлап көрситиш үчүн ғулғула қиливатқан болуши мумкин.Әмма йәнә бир муһим әһвал, сүрийәниң мәсилиси һәл болуп болғандин кейин, сүрийәдин даиш ниң оттура асия райониға қайтиши мумкинлики қияс қилиниватқан бир пәйттә, шәрқй түркистанниң муқимлиқиға, хитайниң муқимлиқиға тәсир көрситишиниң алдини елиш үчүн еливатқан тәдбилириму болуши мумкин.”
Әркин әкрәм әпәндиниң мулаһизә қилғинидин пәрқлиқ көз қарашлирини оттуриға қойған түркийәдики журналист, түркийә дөләтлик хәвәр агентлиқи TRT уйғур бөлүминиң мухбири миркамил әпәнди, хитайниң қораллиқ вә һәрбий күч көрситип районни қамал қилишидин, униң йеқиндин буянқи уйғур ели вәзийити һәмдә сирттин келиватқан тәһдитләрдин қаттиқ чөчүп кәткәнликини, тәшвишлиниватқанлиқини көрүвалғили болиду дәп оттуриға қойди, миркамил әпәндиниң қаришичә, бир бәлвағ, бир йол сиясити хитайниң кәлгүси истиқбали, иқтисадий тәрәққиятини бәлгиләйдиған әң муһим бир сиясәт, буниң мувәппәқийәтлик йүрүшүш-йүрүшмәслики болса, уйғур елиниң муқимлиқи билән мунасивәтлик. Шуниңға йеқиндин буянқи болуватқан қаршилиқларниң техиму зор бир һәрикәткә айлинип, бир бәлвағ, бир йол истратегийилик пиланиниң иҗра қилинишиға тосқунлуқ яритишидин қаттиқ чөчүп кәтти вә пүтүн күчи билән районда техиму зор тинчсизлиқниң алдини елиш үчүн әскири күчини ишлитиштинму янмайватиду .
Хитай һөкүмитиниң бир бәлвағ, бир йол истратегийисидә, һәмкарлишидиған дөләтләр билән террорлуққа қарши һәмкарлиқларниң орнитилғанлиқи мәлум, лекин, йеқинда хитайниң еран, чечәнистан, һәтта америкидинму бәзи һәрбий техникиларни киргүзиватқанлиқи, болупму уни уйғур елини нишанлап иҗра қиливатқанлиқи, чәтәл мәтбуатлири вә көзәткүчиләрдә гуман қозғиған йәнә бир мәсилә иди, бу һәқтә йеқинда хитай һөкүмитиниң Black water намидики ялланма армийә ширкити билән һәмкарлиқ орнитип, йүннән вә уйғур елида қораллиқ сақчиларни тәрбийиләш келишими түзгәнлики, corbett report тор бети вә BUZZ BE торида мулаһизә қилинған болуп, америкидики даңлиқ хитайшунас дерк сизерсниң бу һәқтә “хитай һөкүмитиниң уйғурлар районида һәрбий база ечишида һәмкарлиқ орнитиш америка сиясәтлиригә тоғра кәлмәйду, чүнки америка хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға ярдәм қилишни халимайду” дәп көрсәткән.
Әркин әкрәм әпәнди хитай һөкүмитиниң бир бәлвағ, бир йол пиланиниң иҗра қилинишиға капаләтлик қилишму сәвәбләрниң бири болуши мумкин, чүнки бу хитай үчүн бәк муһим. Уйғур ели болса пиланни йүргүзидиған истратегийилик орун, әмма бу, узақ мәзгиллик бир пилан, хитай даирилириниң пәвқуладдә җиддийликиниң сәвәбини, хитай ичи вә сиртидики җиддий вәзийәт өзгиришлири билән бағлаш мумкин. Хитай йеңи йипәк йолиниң капалити үчүн бу йолдики һәмкарлашқучилири билән террорлуққа қарши ортақ һәмкарлиқ елип бериватиду вә нәдин тәҗрибә алғили болса,қәйәрдин әң юқири бихәтәрлик техникилирини киргүзгили болса тиришип көрүватиду.
Миркамил әпәнди, “хитай һөкүмитиниң қорқуватқини, районда хитай көчмәнлириниң қорқуп кетип қелишиму әмәс, пәқәт бир бәлвағ, бир йол истратегийисигә кашила чиқиридиған вәқәләрниң алдини елиш. Мубада, һәқиқәтән районда хитайниң бу муһим истратегийисини дәхлигә учритидиған яки юққа чиқиралайдиған кәң көләмлик вәқә йүз бәргәндә, хитайниң иқтисадий мәнпәәтигә зор зиян болупла қалмай, хитайниң һәр җәһәттин бәрбат болушиғиму сәвәб болуп қелиши мумкин, шуңа хитай һөкүмити һәр қандақ бир кичик хәвпкә бошлуқ қоймаслиққа тиришип, муқимлиқни сақлаш дәриҗисини өстүрүш үчүн, һәтта һәрбий қисимлирини ишлитидиғанлиқини намаян қилмақта” дәп оттуриға қойди.
Тәтқиқатчи әркин әкрәм әпәндиниң илгири сүрүшичә, “әгәр районда хитайға бундақ ғайәт зор вәқә йүз берип, рас қиясимиздикидәк хитайға күчлүк тәсир яки тәһдит яриталайдиған болса башқа гәп, һазирқи хитайниң алдини елиш тәйярлиқлири вә әлпазидин қариғанда, хитай һөкүмити районниң муқимлиқиға тәсир көрситидиған һәр қандақ вәқә яки қаршилиқни нәқ мәйданда бастурушта илгирикидинму қаттиқ вә зор күч ишлитидиғанлиқидинму дерәк бәрмәктә, әгәр бу хил юқири бесим давамлашса район вәзийитиниң йәниму җиддйлишишини кәлтүрүп чиқириду.”