Рабийә қадир ханим хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң башлиқлири вә қоллиғучи капиталистлар билән атлантада учрашти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.10.31
rabiye-kechurum-teshkilati-1.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим вә муавини өмәр қанат әпәнди хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң башлиқлири вә қоллиғучи капиталистлар билән йиғинда. 2016-Йили 27-өктәбир.
Photo: RFA

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим өткән пәйшәнбә күни хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң шөбә башлиқлири йиғиниға шәрәп меһмини сүпитидә қатнишип, йиғиндики кәчүрүм тәшкилатиниң америкидики 8 шөбә башлиқи вә мәзкур тәшкилатни қоллиғучи бир қисим капиталистлар билән учрашти. Йиғинда асаслиқ сөз қилғучи рабийә ханим нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә доклат бәргәндин кейин, йиғин қатаншқучилириниң соаллириға җаваб бәргән. Йиғинниң бир саәтчә давам қилған соал-җаваб қисмида, рабийә ханим уйғурларниң паспорт мәсилиси вә йеңи диний чәклимиләр һәққидә нуқтилиқ тохталған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадир ханимни түрмидин қутулдурушта актип рол ойниған орунлардин бири. Мәзкур тәшкилат рабийә ханимниң пәрзәнтлири түрмигә ташланғандиму вәқәгә җиддий инкас қайтурған вә вәқәни изчил һалда күнтәртиптә тутуп, вәқәгә қарита хәлқара җамаәт пикриниң шәкиллинишидә йетәкчи рол ойниған. Кәчүрүм тәшкилати бу қетимлиқ йиғиниға рабийә ханимни шәрәп меһмини сүпитидә тәклип қилип, униңға мәзкур тәшкилатниң һәрқайси шөбә башлиқлири вә қоллиғучилири билән учришиш вә тонушуш пурсити яритип бәргән. Йиғин давамида рабийә ханимға һәмраһ болған вә тәрҗиманлиқ қилған дуня уйғур қурултийи муавин рәиси өмәр қанат әпәнди бу қетимқи бу учришиш һәққидә мәлумат бәрди.

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, рабийә ханим бу қетимқи йиғинда йиғинниң шәрәп меһмини, шундақла асаслиқ сөз қилғучиси болған. Йиғинда һөрмәт вә еһтирам билән тонуштурулған рабийә ханим нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, уйғур вәзийити билән йеңидин тонушуватқан йиғиндики капиталитсларниң соаллириға җаваб бәргән. Йиғинда рабийә ханим сүрийәдә ашкара җәң давам қиливатқан вә қан төкүлүватқан болса, уйғур районида бундақ бир җәңниң узундин бери, йошурун һалда давам қилип келиватқанлиқини вә хитайниң бу йәрдә төкүлүватқан қанларни ахбараттин йошуруп келиватқанлиқини илгири сүргән. Ханим сөзидә, сүрийәдә анилар урушта өлгән пәрзәнтлирини бағриға бесип йиғлаватқан болса, уйғур анилириниң 5 ‏-июлда ғайиб болуп кәткән пәрзәнтлириниң техичә учуриниму алалмиғанлиқини, ғайиб балилири үчүн йиғлаш вә из-дерикини елишниңму җинайәт саниливатқанлиқини пакитлири билән оттуриға қойған. Рабийә ханим сиясий мәһбусларға өлүм җазаси бериш, зулумға исян көтүргәнләрни нәқ мәйданда етиветиш қатарлиқ дөләт зораванлиқиниң хитайда, бәлким дуняда пәқәт уйғурларниңла бешиға келиватқанлиқини илгири сүргән.

Рабийә ханимниң шәхсий вә аилә кәчмиши, шундақла нутқидин тәсирләнгән, уйғурларниң нөвәттики җиддий вәзийитидин әндишиләнгән тәшкилатниң һәрқайси шөбә башлиқлири рабийә ханимни өз тәвәликлиридә доклат беришкә дәвәт қилған.

Өмәр қанат әпәндиниң дейишичә, рабийә ханимниң атлантидики учришиши, униң өткән бир һәптә ичидә елип барған иккинчи чоң паалийитидур; у алдинқи қетимлиқида америка диний ишлар комитетидики муһим шәхсләр билән көрүшкән.

Юқиридики улиништин рабийә қадир ханимниң кәчүрүм тәшкилатиниң бирқисим башлиқлири вә қоллиғучи капиталистлар билән атлантада учрашқанлиқи һәққидики мәлуматниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.