Рабийә қадир ханим: йеңи йилда шеһид вә мәһбус аилириниң йетим қалдурулмаслиқини тәкитләймән
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.12.31
2015.12.31

2016-Йилниң кирип келиши мунасивити билән мухбиримиз дуня уйғур қурултийи рәһбири рабийә қадир ханим билән йеңи йил сөһбити өткүзди. Сөһбәттә өткән бир йилда йүз бәргән икки чоң вәқә һәққидә қисқичә тохтилип өткән рабийә ханим, бу бир йилниму өткән йилларға охшашла, уйғур елидә қаршилиқ һәрикәтлири өксүмигән бир йил болди, дәп хуласилиди.
Вәтән ичи-сиртидики уйғурларниң йеңи бир йилиға тинчлиқ вә асайишлиқ тилигән рабийә ханим хитайниң зиянкәшликигә учриған уйғур аилилирини техиму ғәйрәтлик болушқа вә көпчиликни уларға маддий вә мәниви җәһәттин ярдәмдә болуп вә уларни йетим қалдурмаслиққа дәвәт қилди.
Мухбиримиз шөһрәт һошурниң тәйярлишидики бу сөһбәт хатириси диққитиңларда болиду.