Рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири вә нәврилириниң мидоң районидики “тәрбийиләш мәркизи” дә икәнлики ашкариланди
2017.10.27
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим түнүгүн америка дөләт мәҗлисидә ечилған уйғур вәзийити һәққидики гуваһлиқ йиғинида қилған сөзидә өзиниң үрүмчидә қепқалған пәрзәнтлириниң йеқинда қайтидин тутқун қилинғанлиқи, тутқунларниң арисида нәврилириниңму барлиқини мәлум қилди. Мухбиримиз бүгүн бу йип учиға асасән үрүмчидики һәрқайси сақчиханилардин мәлумат игилиди. Сақчиларниң көпинчиси әһвал һәққидә мәлумат бериштин өзини қачурди, әмма һечқайсиси учурни рәт қилмиди. Икки сақчи хадими рабийә қадир ханимниң аилә-тавабиатлириниң үрүмчи мидоң районлуқ “тәрбийиләш мәркизи” дә икәнликидин хәвири барлиқини ашкарилиди.
Рабийә қадир ханимниң баян қилишичә, уйғур районида бу йил башланған “қаттиқ зәрбә бериш” долқуни вә “йепиқ тәрбийә” һәрикити давамида униң бәзи қериндашлири вә бир қисим нәврә туғқанлири тутқун қилинған иди. Йеқинда, йәни 19-қурултайдин аввал униң үрүмчидә қепқалған пәрзәнтлири вә нәврилиридин 11 киши тутуп кетилгән.
Биз бу әһвални ениқлаш үчүн алди билән рабийә ханимниң пәрзәнтлири олтурушлуқ тәвәликкә, йәни үрүмчидики ат бәйгә мәйдани сақчиханисиға телефон қилдуқ. Сақчихана хадими әһвал һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. Әмма у рабийә ханимниң пәрзәнт вә нәврилириниң тутулғанлиқ учурини инкар қилмиди.
Рабийә ханимниң аилә-тавабиати тәвә болған сақчиханилардин бири нәнгүән сақчиханиси. Бу сақчихана хадими әһвал һәққидә ахбарат зиярити қобул қилалмайдиғанлиқини ейтти; бу хадим йәнә әһвал һәққидә тәкрар телефон қилмаслиқимизни ейтти. Сәвәбини ичкириләп сориғинимизда, улар өзлириниң бу соалимиз һәққидә өз рәһбәрлиридин мәлумат сориғанлиқини вә рәһбәрләрниң бу учур дөләт мәхпийәтликигә ятидиғанлиқи үчүн телефонда җаваб бәрмәсликни буйруғанлиқини ейтти. Телефонимизни қобул қилған нәнзиго сақчиханисиниң бир хадими, рабийә ханим аилә-тавабатиниң мидоң районлуқ “тәрбийиләш мәркизи” дә икәнликини тилға алди, әмма тәпсилий мәлумат бәрмиди. Биз мидоң районлуқ “тәрбийиләш мәркизи” һәққидә учур елиш үчүн бахуляң сақчиханисиға телефон қилдуқ. Сақчи хадими мәзкур мәркәз һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. Биз йәнә үрүмчи шәһириниң тәңритағ районлуқ сақчи идарисигә телефон қилдуқ. Сақчи хадими рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири вә нәврилириниң мидоң районлуқ “тәрбийиләш мәркизи” дә икәнликидин хәвири барлиқини ашкарилиди.
У, қанчә киши, немә үчүн вә қачан тутулғанлиқи һәққидики соаллиримизға җавабән делониң тәпсилатидин хәвәрсизликини билдүрди. У йәнә рабийә ханимниң пәрзәнтлирини нәнгүән сақчиханисиниң тутқанлиқ еһтималлиқини илгири сүрди. У зияритимизниң ахирида рабийә ханим аилә-тавабиатлириниң мидоң районида тутуп тәрбийәлиниватқандин башқа һечнәрсә билмәйдиғанлиқини баян қилди.
Биз бу учурға еришкәндин кейин мидоң районидики сақчи орунлириға телефон қилдуқ. Сақчихана хадимлири әһвалдин хәвәрсизликини ейтти вә мидоң районлуқ “тәрбийиләш мәркизи” һәққидә учур беришниму рәт қилди.
Рабийә ханимниң баян қилишичә, униң хотән, ақсу вә куча қатарлиқ җайлардики қериндашлири вә уларниң пәрзәнтлири билән қошуп һесаблиғанда, аилә-тавабатлиридин 30 нәччә киши қамақ вә “тәрбийиләш мәркәзлири” дә тутуп турулмақта.