Америка инсаншунаслири бейҗиңдики америка баш әлчисини доктор раһилә давутниң из-дерикини қилишқа чақирди
2018.08.16

“америка инсаншунаслиқ илмий җәмийити” 13-авғуст күни америкиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси террий бранстатқа мәктуп йезип, тонулған уйғур инсаншунаси, атақлиқ тәтқиқатчи раһилә давутниң из-дерәксиз йоқап кәткәнликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Мәктупта баш әлчи бранстатниң қолидин келишичә уни қоғдап қелишни тәләп қилған.
10-Авғуст “ню-йорк вақти гезити” хәвәр елан қилип, 52 яшлиқ раһилә давутниң өткән йили 12-айдин бери ғайиб болғанлиқи, униң ғайиб болуштин бурун аилисидикиләргә “бейҗиңға баримән” дәп чиқип кәткәнликини ашкарилиған иди. “ню-йорк вақти гезити” ниң көрситишичә, раһилә давутниң шу чеқип кәткәнчә из-дерики болмиған. Хәвәрдә униң уруқ-туғқанлири вә йеқин достлири уни “мәхпий тутқун қилинған” дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
Раһилә давут мәдәнийәт инсаншунаслиқи, уйғур фолклор тәтқиқати, мазар тавабити вә әнәниви өрп-адәтләр тәтқиқатида көзгә көрүнгән мутәхәссисләрниң бири иди. Униң “уйғур мазарлири тәтқиқати” намлиқ әсири бу саһәдики нопузлуқ тәтқиқат әсәрлириниң бири икән.
“америка инсаншунаслиқ илмий җәмийити” өзиниң мәктупида мәзкур җәмийәтниң “инсаншунаслиқ тәтқиқати арқилиқ инсанларниң һалитини чүшинишни алға сүрүш, бу арқилиқ дунядики бәзи җиддий мәсилиләрни һәл қилиш тәрәпдари” икәнликини әскәртип, раһилә давутниң бир инсаншунас болуш сүпити билән “пәрқлиқ мәдәнийәт амиллирини оттуриға қоюшта, хәлқләрниң бу нуқтиинәзәрдин өз садасини чиқиришиға йол һазирлап бериштә узун вә мол тәҗрибиләргә игә бири” икәнликини тәкитлигән.
Мәзкур җәмийәтниң иҗраийә мудири едвард лейбов 16-авғуст күни зияритимизни қобул қилип, раһилә давутниң бихәтәрликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрди. Едвард лейбов мундақ дәйду: “биз илмий әркинликкә болған тәһдитләргә изчил диққәт қилип келиватимиз. Раһиләниң вәқәси адәмни қаттиқ әндишигә салиду. У уйғур фолклори вә әнәниви мәдәнийәт саһәсидики бир тонулған тәтқиқатчи. Биз униң өткән йили декабирдин бери из-дерәксиз ғайиб болғанлиқидин қаттиқ әндишә қиливатимиз. Бу бизни бәкму биарам қилди. Униң тәтқиқатлири хитай мәдәнийәт министирлиқиниң қоллишиға вә фондиға еришкән. Биз бу йәрдә бир уқушмаслиқ болғандәк һес қиливатимиз. Униң тәтқиқат обйекти сиясәттин йирақ тема. Униң хизмити уйғур мәдәнийәт әнәнилирини һөҗҗәтләштүрүш (документлаштуруш)” иди. Сизму билгәндәк, уйғурлар һөкүмәт тәрипидин етирап қилинған хитайдики бир аз санлиқ милләт. Шуңа юқирида мән дегәндәк бу вәқә бизни бәкму биарам қилди.”
Едвард лейбов йәнә америка һөкүмити вә америкиниң бейҗиңдики баш әлчиси бранбстатни раһилә давутниң қәйәрдә ’икәнликини ениқлап чиқишни вә уни қоғдашни тәләп қилди. У мундақ дәйду: “биз мәктупимизда сәмимий түрдә америка һөкүмитини, болупму америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси терий бранстатни раһилә давутниң бир паалийәтчи әмәс, бәлки бир илмий тәтқиқатчи икәнликини көздә тутуп, қолидин келишичә униң қәйәрдә икәнликини ениқлап чиқишқа вә уни қоғдашқа чақирдуқ. Биз униң бихәтәрликидин бәкму әндишә қиливатимиз.”
“ню-йорк вақти гезити” ниң хәвиридә илгири сүрүшичә, раһилә давутниң аилә әзалири вә йеқин достлири у ғайиб болуп 8 айдин кейин давамлиқ сүкүт қилишниң уни “қайта тәрбийәләш мәркизи”, тутуп туруш орни вә яки түрмидин қутқузуп чиқалмайдиғанлиқиға көзи йетип, андин ахбарат васитилиридә елан қилишни қарар қилған. Хәвәрдә “униң тәқдири уйғурларниң һаяти вә мәдәнийити кәң көләмлик бастурулуп, шиддәтлик боғушқа учраватқанлиқини намаян қилидиғанлиқи” тәкитләнгән иди.
Америка җорҗи вашингтон университетиниң инсаншунаслиқ пәнлири профессори шон робертсниң билдүрүшичә, бу вәқә хитай һөкүмитиниң уйғурлардин чиққан һәрқандақ бир илмий садани аңлашни халимайдиғанлиқини көрситип беридикән.
Шон робертс мундақ дәйду: “мән нурғун җәһәтләрдә буниң илһам тохтини өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилиш әһвалиниң давамидәк көрүватимән. Бу хитай һөкүмитиниң уйғурлардин чиққан һәрқандақ бир җамаәт пикирини яки илмий пикирни аңлашни халимайдиғанлиқини көрситидиғандәк қилиду. Бу йәрдә кишиләр хитай дөләт системисини қоллисиму вә униң бир парчиси болсиму, лекин кишиләрдә улар қизиқидиған мәсилиләргә қарита бәзи пикирләр болиду. Лекин, буниму җимиқтурушқа урунуш бимәниликтур. Шуңа, илмий саһәниң хитайдики һазирқи вәзийәттин әндишә қилишиниң йетәрлик сәвәби бар.”
Профессор шон робертсниң илгири сүрүшичә, раһилә давутниң тәтқиқат саһәси хитайниң уйғур районида һазир йолға қоюватқан сияситигә пүтүнләй мухалипкән. У, чүнки хитай һөкүмитиниң һәрқандақ диний ипадини “ашқунлуқ”, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Шон робертс мундақ дәйду: “мән профессор раһилә давутни униң тәтқиқатлиридин тонуймән. Мән униң билән бирқанчә қетим учрашқан. Униң йеқинқи 10 йилдин бери өзиниң тәтқиқатини давамлаштуруп келиши мени һәйран қалдурған иди. Чүнки, униңдин бурун һәтта у өзиниң докторлуқини пүттүрүштин бурунла уйғур етнографийәси шинҗаң уйғур аптоном районида зиддийәтлик бир мәсилә болуп қалған. Мән 2000-йилниң башлиридила шинҗаң университети даирилириниң бу тәтқиқат саһәсини тохтитишни сөзләватқанлиқи, чүнки дин билән мәдәнийәтни айриш бәк мүшкүл дегәнликлирини аңлиған идим. Һалбуки, профессор раһилә давутниң тәтқиқати исламниң уйғурларда қанчилик кәң тарқалғанлиқи, буни ашқунлуқ билән ипадиләшниң қанчилик мүшкүллүкини көрситип бериду. Һалбуки, биз һазир хитай һөкүмитиниң уйғурлар арисидики һәрқандақ диний ипадини ашқунлуқ, дәп қараватқанлиқини көрүватимиз. Шуңа, униң тәтқиқати буниңға пүтүнләй мухалип иди”.
Америкидики мәлум бир университетниң инсаншунаслиқ кәспи бойичә доктор аспиранти турсун әпәнди, юқириқи амил раһилә давутниң из- дерәксиз йоқап кетишидики түп сәвәб икәнликини билдүрди.
Һалбуки доктор едвард лейбов пәйшәнбә күни радийомизда елан қилған баянатида, америка әлчисиниң бу ишқа арилишиши раһилә давутниң қайта пәйда болушиға вә униң бихәтәрликиниң капаләткә игә қилинишиға түрткә болушини үмид қилди.
Едвард лейбов мундақ дәйду: “мән баш әлчи бранстатниң бизниң әндишимизни хитай мәсләкдашлириға йәткүзүшини, америкиниң хитай һөкүмитигә униң бихәтәрлик мәсилисидә бу сиясий пилани болмиған вә болуп бақмиған бир илмий тәтқиқатчисиға муамилә қилишниң йоли әмәсликини һес қилдурушини вә бу раһилә давутниң җәмийәттә қайта пәйда болушиға вә униң бихәтәрликиниң капаләткә игә қилинишиға түрткә болушини үмид қилимиз”.
Раһилә давут инсаншунаслиқ, уйғур фолклор тәтқиқати , мазарчилиқ вә әнәниви өрп-адәтләр тәтқиқатида көзгә көрүнгән мутәхәссисләрниң бири иди. Униң “мазар тәтқиқат”намлиқ әсири бу саһәдики нопузлуқ тәтқиқат әсәрлириниң бири,дәп қарилип кәлгән.