Рабийә ханим б д т мусапирлар комитети мәсуллири билән учришип ярдәм тәләп қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.03.20
rabiye-jenwe-dolqun-omer.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәт б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 25-нөвәтлик инсан һәқлири омумий йиғиниға қатнашти. 2014-Йили март, җәнвә.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәтниң шивейитсарийәниң пайтәхти җәнвәдики паалийити давамлашмақта. Д у қ һәйити 19-март күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комитети, тән җазаси комитети қатарлиқниң мәсуллири билән учришип, хитай түрмилиридә йетиватқан уйғурларниң болупму илһам тохти, абдувели аюп, абликим абдурреһим қатарлиқларниң мәсилисини аңлатқан.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса вә д у қ муавин рәиси өмәр қанат қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан һәйәт б д т мусапирлар комитети мәсуллири билән учришип дуняниң һәрқайси җайлирида қейин вәзийәттә қалған уйғур мусапирларниң болупму тайланд вә малайшиядики мусапир уйғурларни башқа дөләтләргә елип кетиши вә уйғурлар үчүн мусапирлар лагери қуруп беришини тәләп қилған.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң ейтишичә б д т мусапирлар комитети мәсуллири уйғур мусапирларға ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.