Хотән наһийәсидики бир кәнттә 70 аилидики әр - аялниң сақал - бурути чүшүрүлуп, ропашлири еливетилгән
2014.12.19
Игилишимизчә, бу йил 9 - айдин буян хотән наһийәсидики йеза - кәнтләрдә даириләрниң диний вә миллий адәтләргә қарита мислисиз дәриҗидики контроллуқ сиясити йүргүзүлгән.
Хотән наһийә лаңру йезисиниң мәлум кәнт секритари бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилди. Униң билдүрүшичә бу йил 9 - айдин буян мәзкур кәнттә олтурушлуқ 70 аилидики 45 яштин төвән әрләрниң сақал - бурути чүшүрүлүп, барлиқ аялларниң ропашлири мәҗбурий еливетилгән.
Мәлум болүшичә, хотән вилайитиниң һәрқайси йеза - кәнтлиридә буниңдин бирқанчә йиллар илгири бу түрдики чәклимиләр мәвҗут болсиму, лекин уни иҗра қилишта мәлум дәриҗидә еластикилиқ чарә - тәдбирләр қоллинилған. Һалбуки, бу йил майда уйғур аптоном районида бир йил давамлишидиған “қаттиқ зәрбә бериш” долқуни башланғандин кейин, болупму қариқаштики “қоршап тутуш” һәрикитидин кейин йәрлик даириләрниң деһқанларға болған контроллуқи мислисиз дәриҗидә күчәйгән.
Йоқири дәриҗилик һөкүмәт орунлириниң бесими вә көрсәтмиси билән кәнт кадирлири деһқанларниң әң адәттики аиливий һаяти вә диний адәтлиригә қәдәр чат керивалидиған ишлар һәссиләп көпәйгән.
Лаңру йезисидики мәлум кәнт секритариниң билдүрүшичә, бу йил 9 - айдин буян наһийәлик вә йезилиқ парткомниң бесими билән кәнт кадирлири кечә - күндүз нөвәтчиликтә туруп кәнтниң “муқимлиқи” ни сақлиған. Йоқириниң буйруқи бойичә кәнт тәвәсидә техичә йүзини ечивәтмигән әң ахириқи 70 аилидики чоң - кичик аялларниң ропашлирини пүтүнләй еливәткән.
У зияритимиз җәрянида мунуларни тәкитлиди: “һөкүмәттин берилидиған әң төвән турмуш капаләт пулини тохтитиш, җәриманә қоюш яки қамап қоюш, һәтта тутуп йоқири дәриҗилик һөкүмәт орунлириға әвәтип бериштәк түрлүк чарә - тәдбирләр вә тәһдитләр арқилиқ, ахири кәнтимиздики әң ахириқи 70 аилидики аялларниң йүзини толуқ ечип болдуқ. Әрләрниң бурут - сақал мәсилисидә 45 яшни өлчәм қилдуқ. Әгәрдә 45 яштин йоқири әрләр мувапиқ йосунда бурут - сақал қойған болса, уларға сүкүт қилдуқ. Әгәрдә 45 яштин төвән әрләр, болупму бурут - сақални ғәлитә қойивалған яки яш туруп сақал қойивалғанларни тәнқид - тәрбийә елип бериш һәтта қорқутуш арқилиқ бурут, сақаллирини пүтүнләй чүшүрдуқ. Бурут қойғанларму буниң сиртида қалмиди. Қаршилиқ қилған әрләрниң аяллири яки анилирини әкилип тәрбийә ишлидуқ. Ропашни еливетишни рәт қилған аялларниң әрлири билән атилирини әкилип хизмәт ишлидуқ. Уларға һөкүмәтниң әмир - пәрманлириға қаршилиқ қилмаслиқни, әгәр қаршилиқ көрсәтсә, нәқ мәйданда етип ташлинидиғанлиқини ейтип мақулға кәлтүрдуқ. Мушундақ бир қатар җапалиқ хизмәтләр нәтиҗисидә кәнтимиздики барлиқ аилиләрни келишим вә әһдинамиләргә қол қойдуруп сақал,бурут вә ропашлардин халий қилдуқ.”
У йәнә һәр җүмә күни кәнт сақчилири билән биллә мәсчитниң алдиға берип кәнттики деһқанларниң җүмә намаз оқушини көзитидиғанлиқини, сирттин кәлгән “гуманлиқ адәмләр” яки “яш қорамиға тошмиған” мәктәп балилириниң мәсчиткә киришини тосудиғанлиқини илгири сүрди.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.