Профессор шан робертс әпәнди уйғур елида “сақчи дөлити сестимиси” йүргүзүлүватқанлиқини билдүрди
2017.02.24

Гумидики пичақлиқ һуҗум вәқәсидин кейин йәрлик һөкүмәт даирилириниң террорлуққа қарши күрәш нами астида уйғур елида йүргүзүватқан сиясәтлири уйғур ели вәзийитини йеқиндин көзитиватқан ахбаратлар вә тәтқиқатчиларниң алаһидә диққитини қозғиди. Нурғун тәтқиқатчилар уйғур елидики террорлуққа қарши туруш сиясәтлири кәлтүрүп чиқириватқан ақивәтни талаш-тартиш қилишти. Америкидики вашингтон университети уйғуршунаслиқ вә асия тәтқиқат бөлүм мудири профессор шан робертис әпәнди зияритимиз давамида, хитай һөкүмитиниң һазир уйғур елини “сақчи дөлити” сестимиси билән идарә қиливатқанлиқини ейтти.
Хитай һөкүмити районда қораллиқ күч көрситип, һәйвә қилиш, учур йәткүзгүчиләргә юқири соммилиқ мукапат елан қилиш, аптомобилларға орун бәлгиләш сестимиси г п с орунлаштурушни мәҗбурий һалда иҗра қилиш қатарлиқ тәдбирләрни арқа-арқилап елан қилип, террорлуққа қарши қәтий күрәш қилидиғанлиқини җакарлимақта. Бирақ, юқиридики бу тәдбирләрни чәтәлләрдики көзәткүчиләр чекидин ашқан сақчи дөлити сестимисиға охшитип, буни террорлуқ пәйда қиливатқан мәнбә, дәп көрсәтмәктә.
Бу һәқтә “тинч окян өлчәмлири” намлиқ хәвәрләр торида “хитай уйғур елида көрүлүп бақмиған сақчи дөлити шәкилләндүрүватиду” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинған болуп, мақалидә америкидики вашингтон университети уйғуршунаслиқ вә асия тәтқиқат бөлүм мудири профессор шан робертис әпәндиниң мулаһизисигә йәр берилгән. Шан робертс әпәнди хитай даирилириниң һазирқи пән-техникиниң барлиқ имканлиридин толуқ пайдилинип туруп, уйғурларни контрол қиливатқанлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики сиясәтлириниң бир сақчи дөлити сестимиси икәнликини ейтқан. Биз шан робертс әпәндиниң өзини зиярәт қилип, униң уйғур елини “сақчи дөлити” гә охшитишидики сәвәбни соридуқ. У бундақ дейишидики сәвәбниң, уйғур елидики тәқиб қилиш, көзитиш тәдбирлиригә мунасивәтлик икәнликини билдүрүп : “уйғур елида иҗра қилиниватқан тәқиб қилиш, көзитиш һәрикити хитайниң башқа һечқандақ йеридә йоқ. Мәнчә буни пүткүл хитай үчүн бир яман ишарәт дейишкә болиду, чүнки хитай һөкүмити бу хил тәдбирләрни уйғур елида синақ қиливатқан болуши вә буни кейин мәмликәт миқясиға омумлаштуруши мумкин. Хитай һөкүмити барлиқ амалларни ишлитип, уйғурларниң һәрқандақ шәкилидики өктичиликиниң алдини еливатиду. Буниң үчүн юқири пән-техникиниң барлиқ имканлиридин пайдилиниватиду. Әлвәттә техникидин пайдилинип туруп көзитиш ишлири дуняниң башқа дөләтлиридиму бар дейишкә болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң буни уйғур елида иҗра қиливатқини интайин залимларчә” деди.
Дәрвәқә, уйғур елидики бихәтәрлик тәдбирлири йеңи партком секритари чен чүәнго кәлгәндин бери йәнә зор дәриҗидә чиңитилип, паспорт елиш үчүн д н а әвришкисини елиш, бармақ изи елиш, бир қисим йәрлик орунларда йәнә пичақ сетивалғанда өз исмини қоллиниш, пичақ үстигә исимини оюш дегәнгә охшаш чекидин ашқан тәқибләш амаллири йолға қоюлған иди. юқиридики “тинч окян өлчәмлири” журнилидики мақалидиму юқиридикиләр тилға елинған. Журнал бу һәқтә уйғур кишилик һоқуқ фондиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗәскиниң сөзини нәқил алған болуп, у бу түзүмләрниң әксичә үнүм беридиғанлиқи, чүнки һазирғичә қоллинилған бу техника вә террорлуққа қарши туруш қанунлириниң уйғурларниң бихәтәрлики вә уларниң турмушини яхшилаш үчүн пайдилиқ болғанлиқиға аит бир конкрет испат йоқлуқини ейтқан.
Шан робертс әпәндиму бизгә қилған сөзидә, бу хилдики тәдбирләр арқилиқ муқимлиқ яратқили болмайдиғанлиқини ейтти. У мундақ деди : “мәнчә, хитай һөкүмити уйғурларға қиливатқан бесим, болупму диндар уйғурларға қиливатқан бесими вәзийәтни йәниму кәскинләштүрүветиду. Чүнки бундақ усуллар, уйғурларни җәмийәтниң қойниға әкириштин бәк, уларни техиму ятлаштуруш, чәткә қеқиш ролини ойнайду. Бундақ һәрикәтләр уйғурларға "силәр башқилар билән баравәр әмәс" дегән сегнални бериду.”
Шан робертс әпәнди тинч окян өлчәмлири журнилидики сөзидә 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин нурғун уйғурларниң юртини ташлап чәтәлләргә қечишқа мәҗбур болғанлиқини вә уларниң бир қисминиң радикал гуруппилар үчүн сүрийәдә урушқа қатнашқанлиқини мисалға елип туруп “нәтиҗидә, хитай һөкүмитиниң бесими техиму көп уйғурниң қораллиқ қаршилиқ көрситиш иқтидарини йетилдүрүшигә йүзләндүрүватиду. Буниң билән хитайниңму бесими артиватиду. Мундақчә ейтқанда, бу бир хәтәрлик чәмбирәк һалитини шәкилләндүрди” дегән.
Америкидики уйғур зиялийси доктор қаһар барат әпәнди болса юқиридики айиқи чиқмайдиған туюқ йолни хитай һөкүмити хата сиясәт йүргүзүш арқилиқ өзи шәкилләндүргәнликини ейтти.
Бу һәптә ичидә “депломат журнили” қатарлиқ хәвәр торлирида елан қилинған уйғурлар тоғрисидики мулаһизиләрдиму уйғур елидики нөвәттики вәзийәт тәсвирлинип, хитай һөкүмитиниң өз қоли билән техиму көп зораванлиқ һәрикәтлирини пәйда қиливатқанлиқи оттуриға қоюлған. Шан робертес әпәнди хитай һөкүмитиниң бу җиддийликни пәсәйтиштики бирдин-бир усули уйғурларниң авазини аңлаш, уларға сиясий һоқуқлирини бериш, дәп көрсәтти.
У : “мәдәнийәт инқилабидин кейин 1980-йилларда уйғур елида вә шундақла хитайниң башқа җайлирида бир қисим әркинлишиш болған. Җүмлидин уйғур ели вә тибәт қатарлиқ җайларда аз санлиқ милләтләргә нурғун әмәлий һоқуқ берилгән. Һәққий аптономийә йүргүзүш тиришчанлиқлири болған. Мәнчә бу шинҗаң мәсилисини һәл қилиштики бирдин-бир йол. Һазир уйғур елида йүргүзүлүватқан тәрәққият сиясәтлиригә қарайдиған болсақ, бу тәрәққият сиясити йәрликниң ирадисигә вәкиллик қилмайду. Чүнки, қарар мәркәздин кәлгән. У йәрликниң мәнпәәтини әкс әттүрмәйду. Бу тәрәққият сияситидин, мәбләғдинму йәнила хитайларниң, хитай шеркәтлириниң пайда алғанлиқини, бу сәвәблик техиму көп хитай көчмәнлириниң кәлгәнликини көрдуқ. Шуңа бу бир чарә әмәс, һазирқи дунядики еқимға қарайдиған болсақ, тәрәққият шу йәрлик хәлқни өз ичигә алғанда, уларниң пикри, авази һесабқа қетилғанда андин үнүм бериду. Шуңа хитай буни чүшинип йетиши керәк” деди. Әмма у йәнә, қошумчә қилип юқиридикиләрни уйғур зиялийси илһам тохтиниң аллиқачан оттуриға қойғанлиқтин түрмигә елинғанлиқини әскәртип туруп, өзиниң хитай һөкүмитиниң кәлгүсидики йеңи, яш рәһбәрлириниң һазирқилардин пәрқлиқ йол тутушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.