Уйғур яш: “мааши юқири, әмма ярдәмчи сақчи болғумиз йоқ!”
2015.11.04

Инкасландин мәлум болушичә, уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидин тартип шималда ғулҗа вә алтайғичә, җәнубта ақсу, қәшқәр вә хотәнгичә болған һәрқайси җайлардики хизмәт яки хизмәтчи издәш еланлири ичидә ярдәмчи сақчи хизмитигә хадим қобул қилиш һәққидики мәзмунлар арилап - арилап көзгә челиқидикән. Бу еланларниң бир ортақлиқи сүпитидә униңдики хизмәткә қобул қилиш шәртлириниң анчә юқири әмәсликини тилға елиш мумкин. Бу еланларни оқуп чиққанда илтимас қилғучиларниң нопус тәвәлики, оқуш тарихи вә яш чәклимиси дегәнләргә бәк қаттиқ тәләп қоюп кәтмәйдиғанлиқини, шундақла партийә әзаси яки һәрбийликтин кәсп алмашқанларға бу шәртләрни техиму йәңгиллитип тәдбиқлашқа болидиғанлиқини байқаш мумкин.
Мушу хилдики еланлар ичидә үрүмчи шәһири йеңи шәһәр районлуқ җ х идарисиниң ярдәмчи сақчи қобул қилиш еланида қобул қилинған ярдәмчи сақчиларниң айлиқ маашиниң 3500 сом болидиғанлиқи ейтилиш билән биргә, мундақ қурларниң барлиқи көзгә челиқиду: “чарлаш - мудапиә көрүш чоң әтрити йерим һәрбий түзүм буйичә башқурилиду, хизмәт орни ятақ вә үч вақ тамақ билән тәминләйду, форма шәклидики кийим вә сақчилар ишлитидиған әсвабларни тарқитип бериду; иш орнида уда 2 йил тошқузуп хизмәт қилип, йиллиқ баһалашларда лаяқәтлик болғанларни үрүмчи нопусини һәл қилип беришкә болиду; бу иш орнида уда 3 йил ишләп, йиллиқ баһалашларда лаяқәтлик болғанлар, шәрткә мас кәлсә, үрүмчи шәһири тәшкиллигән кәспи орунларда штатқа киргүзүш емтиһаниға қатнашса болиду.”
Биз бу һәқтә йәрлик уйғурларниң райини синап беқиш үчүн бир қисим кишиләр билән телефон арқилиқ сөһбәтләштуқ. Бәш балини беқип қатарға қошқан рошәнгүл ханим буйил 68 яш болуп, балилириниң тамамән өз арзуси бойичә кәсп таллиғанлиқини, әгәр йәнә қайта таллашқа тоғра кәлсә, йәнила балилириниң өз таллишиға һөрмәт қилидиғанлиқини баян қилди.
Һазир ғулҗидики мәлум бир сақчиханида муқим сақчи болуп хизмәт қиливатқан алимҗан өзиниңму илгири ярдәмчи сақчи болуп ишлигәнликини, ярдәмчи сақчиларниң мааши юқири икәнликини, әмма хейим - хәтәр мәвҗут дәп қарисиму тәқдиргә тән беридиғанлиқини ейтти.
Ақсудин зияритимизни қобул қилған муһәммәд бу йил 28 яш болуп, өзиниң хейим - хәтәрсиз бирәр хизмәт қилиш арзусиниң барлиқини билдүрди. Униңчә маашниң юқири болғинидин хизмәтниң хейим - хәтәрдин йирақ болғини әвзәлрәк икән.
Биз һазир үрүмчидә чарлаш - мудапиә көрүш чоң әтритигә хадим қобул қиливатқан “ақ тулпар” вастичи ширкитигә телефон қилғинимизда, алақидар хадим қобул қилинған яшларға яхши мааш берилидиғанлиқини ейтти. Әмма һазирғичә нәччилик кишиниң тизимлатқанлиқини сориғинимизда елан чиқирилған үч айдин бери пәқәт бир яш йигитниң өзини мәлум қилғанлиқини ейтти.
Биз зиярәт ахирида шихудики мәлум бир сақчиханида 21 йил сақчи болуп ишлигән нурмәмәт муса билән сөһбәтләштуқ. Соаллиримизға наһайити еһтият билән җаваб бериватқан нурмәмәт әпәнди сөз арилиқида ярдәмчи сақчи болуп ишләйдиған уйғур балиларниң вәқә йүз бәргән җайларға алди билән әвәтилидиғанлиқини, навада бирәр бәхтсизлик йүз бәргән һаләттиму һөкүмәтниң ахирәтлик ишларни кишиләр рази болғудәк бир тәрәп қилмайдиғанлиқини билдүрди.