Сақчиханиларда уйғур аялларниң һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндичиликкә учраватқанлиқи дәлилләнди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.12.20
xitay-saqchi-uyghur-qizi-chong-bazar.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң хәлқаралиқ чоң базар әтрапида коча чарлаватқан көрүнүши. 2009-Йили 14-июл, үрүмчи.
AFP

Хитай һөкүмитиниң “диний радикаллиққа қарши туруш, әсәбийликни йоқитиш” баһанисидә уйғур елида уйғур аяллирини нишан қилип елип бериватқан чәкләш, бастуруш һәрикәтлиридә, әзәлдинла қануний вә инсаний һәқ-һоқуқлири дәхли-тавузға учрап келиватқан уйғур аяллириниң йәниму зор дәпсәндичиликләргә учраватқанлиқи мәлум болмақта. Һәтта буни сақчиларму дәлиллиди. Һәр хил баһаниләр билән тутуп туруш орунлири, түрмиләр, сақчиханиларға елип келингән уйғур қиз, аяллириниң роһий вә җисманий җәһәтләрдә хорлашқа учраватқанлиқиму ашкариланмақта.

Гәрчә бу, хитай өзиниң қануниға вә инсан һәқлиригә хилап, характери еғир болған бир мәсилә болсиму, һалбуки, мәйли уйғур елида болсун яки чәтәлләрдики уйғур дәвасида болсун, күн тәртипкә киргән җиддий бир айрим мәсилә сүпитидә оттуриға қоюлмиди. Мәзкур мәсилиниң хәлқараға җиддий түрдә аңлитилишиға тосалғу болуватқан сәвәбләр немә?

Инкаслардин вә мәлуматлардин, йеқинқи йилларда хитай һөкүмитиниң диний әсәбийликкә қарши туруш, әсәбийликни түгитиш дегән шоарлар астида иҗра қиливатқан чәкләш сиясәт тәдбирлири билән, уйғур аяллириниң пәқәт һиҗабланғанлиқи вә яки хитай һөкүмитиниң чәклигән даиридә кийингәнлики үчүнла қара қоюқ тутқун қилиниватқанлиқи, сақчиханиларға елип берилғандин кейин болса, сақчиларниң намувапиқ қаттиқ муамилиси, тәһдит, қорқутуш, һәтта иззәт һөрмитигә таҗавуз қилишларға учрайдиғанлиқидәк әһвалларму ашкариланмақта.

Йеқинда бу һәқтә радийомизға инкас қилғучилар, өзиниң сақчихана вә тутуп туруш орунлирида қиз, аялларниң һиҗаплириниң әр сақчилар тәрипидин қопаллиқ билән юлуп ташлинип, кийимлириниң, бәдининиң мәҗбурий ахтурулуп түрлүк зорлуқ-зомбулуқларға учрайдиғанлиқини инкас қилған иди, бу хил инкасларни дәлилләш йүзисидин, хотәнниң лоп наһийилик сақчиханисиға телефон улидуқ, исмини ейтмиған болсиму, өзини мушу сақчиханиниң мәсул сақчиси дегән бириниң баянлири, уйғур аялларниң, болупму диний сәвәбләр билән гуманлинип тутулған аялларниң һәқиқәтән инкасларда дейилгәндәк зорлуқ-зомбулуққа учрайдиғанлиқини дәлиллиди:

-Сақчиханиға бирәр аялни тутуп кәлсәңлар, мәсилән, яғлиқ чәккән яки чәклимигә бойсунмиғанларни һәр қандақ сақчи ахтурса болуверәмду?
-Мәслиһәт сорайдиған йәр әмәс я, бу, пәйчусо, сақчихана бу, һә, кимсиз? мән бир оқуй һә мақума?
-Мән әркин асия радийосиниң мухбири.
-Қараң, һәр қандақ сақчи, мәсилән, пәйчусода аял сақчи болмиған вақитта амал йоқ, пәйчусода ахтуруп солимисақ, янчуқида бомба, пичақ бирмә боп қалса, бизгә хәтири йетиду, шуңа ахтурумиз.
-Лекин қанун бойичә аялларни ундақ ахтурушқа болмайдикәнғу?
-Әмисә, сиз келип ахтуруп бериң, мақума болмиса....
-Бундақ қилсаңлар, өзүңларниң қануниға хилаплиқ қилғанлиқ болмамду? сиз ахтуруверәмсиз аял кишини тутувалсиңиз?
-ялғуз ахтурса болмайду, йенида адәм бар вақтида ахтуридиған гәп, мән болсам җәнкуңни, шешаңтони қалитип қояп ахтуримән.
-Қанун сүрүштә қиламду, сақчиниң ашундақ қанунсиз қилмишини?
-Фаюәнгиму яки җәнсаюәнгиму берип сорап беқиң, мән билмәймән.
-Бәлгилимидә ениқ барму?
-Бәлгилимидә аял кишини ахтурса болмайду дәп гәп йоқ, җиқ гәп бар униңда.
-Қандақ гәп бар? қанунлуқ һоқуқимизни биливалайли.
-Мениң сизгә қанундин җаваб бәргүдәк саватим йоқ җума, саватсиз мән. Ким сиз, нәдин телефон урдиңиз сиз һазир?
-Америка әркин асия радиосидин.

Бу сақчи ениқсиз бир немиләрни дәпла телефонни үзди.

Биз, охшаш соални йәнә хотән шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисидин соридуқ.

-Бу сақчиханиму?
-Һә сақчихана ишханиси.
‏-Аяллар тутулғанда һәр қандақ сақчи ахтурса болуверәмду яки аял сақчилар ахтуруши керәкму?
-Аял кишини чоқум аял сақчи ахтуруши керәк.
-Әгәрдә бир аял шундақ сақчиларниң мәҗбурий ахтурушиға учриған болса, әрз қилса боламду? сақчиға қандақ җаза қоллинисиләр?
-Буни башлиқтин сораң җуму...(Телефон үзүветилди)

Аял гумандарларни ахтуруш вә уларни сорақ қилишқа аит бәлгилимиләр һәққидә хитайниң мунасивәтлик даирилиридин қанаәтлик җаваб алалмиғанлиқтин, биз йәнә түркийәдә туруватқан сабиқ уйғур сақчи өмәрҗан әпәндигә мураҗиәт қилдуқ. Өмәрҗан әпәнди әсли хитайниң бекиткән қанун, бәлгилимилири бойичә әр сақчиларниң аял гумандарларни ахтуруши чәкләнгәнлики, аялла әмәс, һәр қандақ бир гумандарниң бирдин артуқ сақчи тәрипидин сорақ қилиниши, башқа қанун, тәртипләрдиму шундақ бәлгилимә барлиқини, әмма бу һечбир қануни адил иҗра қилинмайдиған хитайда, болупму уйғур елида қанун яки сақчи тармақлириниң һечқачан бу хил қанун түзүмләргә риайә қилмайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә, һәр қандақ гуман билән тутулған әр болсун, аял болсун, охшаш һәқ-һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинидиғанлиқиниң омумий әһвал икәнликини, әмма аялларниң қануний саватиниң төвән болуши өз һәқ-һоқуқлирини билмәслики, иззәт-абруйиниң чүшүп кетишидин әндишә қилиши, қанунниң адалитидин үмиди йоқлуқи қатарлиқ сәвәбләрдин, бу хил хорлуқларға учриғанда дәрдини ичигә селипла сүкүт қилидиғанлиқи, дәл аялларниң бу хил психикисидин пайдиланған сақчиларниң һоқуқини ишқа селип, қанунсиз қилмишларни давам қилип келиватқанлиқини ейтти.

Уйғур қиз, аяллириниң хитай сақчилири тәрипидин қаттиқ муамилә, тәһдиткила әмәс, түрлүк шәкилләрдә дәпсәндичиликкә учрайдиғанлиқи дәлилләнгән, һәммигә мәлум болған вә уйғурларда күчлүк наразилиқ һәтта ғәзәп пәйда қиливатқан мәсилә болсиму, немә сәвәбтин башқа мәсилиләргә охшаш күчлүк инкас қозғиялмайду? һәтта қиз, аялларниң ғуруриға, номусиға тегидиған, җисманий җәһәттинму қийин-қистақларға учраватқанлиқидәк мәсилини қандақ қилғанда техиму тоғра аңлатқили болиду?

Бу мәсилиләр һәққидә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийи аяллар комитетиниң рәиси гүлмирә зунун ханим, бу хилдики инкас вә мәсилиләрниң дуня уйғур қурултийи вә башқа кишилик һоқуқ органлириғиму мәлум болған бир еғир мәсилә болсиму, уни хәлқараға җиддий түрдә аңлитишта пакит йетәрлик болмаслиқтәк тосалғулар мәвҗут икәнлики билдүрди. Гүлмирә ханим йәнә, әгәр уйғур аяллириниң һәқ-һоқуқини капаләткә игә қилмиғанда, пүткүл уйғур җәмийитиниң һәқ-һоқуқидин сөз ечишниң мумкин әмәсликини, хәлқараға мәсилини испатлиқ аңлатмай туруп, һазирқи вәзийәттә уйғур аяллириниң хитай сақчилири тәрипидин давамлиқ түрдә бу хил дәпсәндичикләргә учришиниң алдини елишниң мүшкүл икәнликини оттуриға қойди вә буниң үчүн зиянкәшликкә учриған аялларниңму вә уларниң шаһидлириниңму сүкүт қилишни таллимаслиқини, өзиниң қанунлуқ һәқ-һоқуқлирини яхши билиши вә униң үчүн күрәш қилишқа җүрәтлик болушини тәвсийә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.