Руқийә турдуш: хорлуққа учриған ханим-қизлар психикилиқ ярдәмгиму моһтаҗ
2016.12.22

Радийомизға кәлгән бир қисим инкасларда диний йосунда кийингән уйғур аяллириниң хитай қанун иҗрачилириниң қалаймиқан қолға елиши вә мәҗбурий ахтуруши сәвәблик, түрлүк шәкилдә хорлуққа дучар болуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Бу һәқтики ениқлашлиримиз мәлум нәтиҗиләрни бәргән болсиму, әмма уйғур ханим- қизлириниң сақчи орунлирида җинсий паракәндичиликкә учриғанлиқиға аит учурларни дәлиллийәлмидуқ.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, ханим қизларни уларниң шәхсийитигә һөрмәт қилмиған асаста ахтуруш, һиҗаб-ромаллирини мәҗбурән юлуп иливетишниң өзиму, уларда чәксиз роһий асарәт қалдуридикән. Һалбуки, уйғур елидики җәмийәт вә қанун системисида аяллар һоқуқи тегишлик қоғдалмиғанлиқи үчүн, зиянкәшликкә учриғучилар йәнила ярдәмсиз қалмақта икән.
Бундақ әһвалда зиянкәшликкә учриған уйғур қиз-аяллар қандақ қилип бу хил хорлуқ елип кәлгән роһий азабни йеңиши вә қандақ орунлардин ярдәм сориши керәк?
Бүгүнки программимизда мушу хил мәсилиләргә дуч кәлгән аялларға роһий җәһәттин ярдәм бериш хизмәтлирини қилип келиватқан канададики руқийә турдуш ханим мәслиһәтләр бериду.
Уйғур қиз-аялларниң түрмиләрдә, адәттики солақханилардиму хорлуқларға дучар болидиғанлиқиға шаһит болған бири, илгири үрүмчидики ямалиқ сақчиханисида 3 күнчә қамилип, сораққа тартилиш җәрянида, һиҗаблиқ яш уйғур қиз-аялларниң сақчилар тәрипидин сөрәп сорақханиға елип кирип кетилгәнликини, бир қанчә саәтләрчә уларниң қийин-қистақларға елинған авазлириниң аңлинип турғанлиқини вә ахирида бу бигунаһ қизларниң чачлири чувулған, қорқуп кәткән бичарә қияпәтләрдә чиқип кетидиғанлиқини көрүп турғанлиқини йәткүзгән иди.
Бири һәтта уйғур қиз-аялларниң бу хил хорлуққа айропортлардиму учрап туридиғанлиқини өзиниң бешидин өткәнлири арқилиқ испатлиқ сөзләп бәргән иди.
Һәр хил баһаниләр билән тутуп туруш орунлири, сақчиханиларға елип келингән уйғур қиз-аяллириниң әр сақчилар тәрипидин мәҗбурий ахтурулидиғанлиқини һәтта сақчиларму дәлиллигән.
Уйғур қиз-аяллириниң хитай сақчилири тәрипидин қаттиқ муамилә, тәһдиткила әмәс, түрлүк шәкилләрдә дәпсәндичиликкә учрайдиғанлиқи характери еғир болған бир мәсилә болсиму һалбуки, зиянкәшликкә учриғучилар көпинчә һалда сүкүт қилидиған болуп, зиянкәшликкә учриғандин кейинки уларда пәйда болидиған ялғузлуқ, ғәзәп-нәпрәт уларни йәнә түрлүк бесим вә роһий бинормаллиқларға муптила қилидикән.
Аялларниң түрлүк хорлуқларға учрап авазсиз қелиши пәқәт уйғур җәмийитигила хас һаләтму? чәтәлләрдә бу хил хорлуқларға дуч кәлгәндә аяллар қандақ усуллар арқилиқ өз һоқуқини қоғдайду вә азаблирини йеңиду?
Бу соаллиримизға канададики аялларни қоғдаш тәшкилатида, аилә зораванлиқиға учриғанларға роһий җәһәттин ярдәм бериш хизмәтлирини қилип келиватқан мол тәҗрибиләргә игә руқийә турдуш ханим өзиниң тәҗрибилиригә асасән көз қарашлирини оттуриға қойди.
У, “хитай һөкүмитиниң адаләтсиз сиясәт вә қанунлири, дөләт системиси сәвәблик уйғур аяллири учраватқан хорлуқ, азаблар дуняниң башқа һечқандақ җайдикигә охшимайду. Уйғур аяллар хитай сияситини иҗра қилғучиларниң җисманий җәһәттин хорлишиғила әмәс, бәлки йәнә роһий вә психика һәр җәһәттин хорлишиғиму учрап, тәсвирлигүсиз азабларда қалмақта. Бизниң мустәқил дөлитимиз, бизни қоғдайдиған қанун болмиғанлиқтин уйғур җәмийитидә бу мәсилә техиму мурәккәп техиму еғир бир мәсилә” дәйду.
У йәнә хорлуққа, зиянкәшликкә учриған қиз-аялларниң ялғуз әмәсликини, уларниң алди билән психика, роһий җәһәттин өзини йеңиши керәкликини, башқиларниң сәвәнлики вә җинайити билән өзини җазалимаслиқни алаһидә әскәртти.