Чәтәлләрдики тәтқиқат органлири: хитай һөкүмити сияситини өзгәртмигүчә уйғур ели тинҗимайду

Мухбиримиз ирадә
2013.05.07
uyghur-qeshqer-herbiy-charlash-305.jpg Қәшқәр кочилирини чарлап йүргән хитай қораллиқ күчлири. 2009-Йили 10-июл.
AFP

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 23 - април маралбеши сериқбуя йезисида йүз бәргән вәқә хәлқарадиму бәлгилик инкас қозғиди. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин йүз бәргән иккинчи чоң қанлиқ вәқә дәп қариливатқан сериқбуя вәқәсини хитай даирилири террор вәқәси дәп елан қилған болсиму, әмма уларниң бу сөзи хәлқара мәтбуатларда базар тапалмиди.

Әксичә, чәтәлләрдики тәтқиқатчи, көзәткүчиләр вәқәниң келиш сәвәблири үстидә ойлинип, хитайниң 2009 - йилидин кейин районда йүргүзгән ислаһатлириниң йәнила уйғурларниң еһтияҗини чиқиш қилмиғанлиқи, әгәр хитай бу сияситини давам қилған тәқдирдә маралбешидикидәк вәқәләрниң давамлиқ йүз беридиғанлиқини билдүрүшти.

Төвәндә мухбиримиз ирадә сииләргә бу һәқтә елан қилинған бир қисим мулаһизиләрдин мәлумат бериду.

Сериқбуя вәқәси йүз бәргәндин кейин, америка дөләт ишлири министирлиқи вә шуниңдәк хәлқарадики нурғун кишилик һоқуқ органлири бирдәк хитай һөкүмитидин вәқәниң пүтүн җәрянини толуқ ашкарилашни тәләп қилди. Дуня уйғур қурултийи болса хитай һөкүмитини сериқбуя вәқәсини өзиниң районда йүргүзүватқан бесим сияситиниң нәтиҗиси икәнликини етирап қилишқа, вәқәдә өлгүчиләрниң җавабкарлиқини өз зиммисигә елишқа чақирди. Хәлқарадики алақидар органлар асасән вәқәгә сәвәб болуватқан амилларни мулаһизә қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қойған сияситиниң юқириқидәк вәқәләргә сәвәб болуватқанлиқини билдүрүшти.

Мәсилән, әнгилийидики хәвпсизлик вә мудапиә истратегийә тәтқиқат оргини болған хан җәмәти бирләшмә мулазимәтләр иниститути вәқәдин кейин елан қилған мулаһизисидә хитай һөкүмитиниң 2009 - йили үрүмчи вәқәсидин кейин районда йүзгүзгән сиясити арқилиқ вәқәниң маһийитигә баһа бәргән. Уларниң қаришичә, хитай һөкүмити үрүмчи вәқәсини наһайити қаттиқ қоллуқ билән бастурған. Вәқәдин кейин хитай даирилири районда мав зидуңниң “учқундин янғин чиқиду” дегән идийиси бойичә вақтида бир тәрәп қилиш, дәл вақтида зәрбә бериш вастиси қоллинип, хәлқниң наразилиқини техиму улғайтивәткән. Мулаһизидә уйғур елиниң 2009 - йилиғичә 15 йилға йеқин қаттиқ қоллуқи билән тонулған ваң лечүән тәрипидин башқурулғанлиқи, униң “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикәтлири билән тонулғанлиқи баян қилинған. Униңда хитай һөкүмитиниң ваң лечүәнни 2009 - йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин бейҗиңға йөткәп кетишигә қарита мундақ баһа берилгән :

- Ваң лечүән йөткәп кетилгәндин кейин мәйданға кәлгән вәқәләрни йеқиндин көзәткәндә униңға охшимайдиған мәна беришкә болиду. Хитай рәһбәрләр ваң лечүәнни һоқуқидин чүшүрүшниң орниға уни хитай сияси қанун комитетиниң муавин мудири қилип өстүрүп бейҗиңға әкәтти. Хитай һөкүмитиниң бу “қараңғу” әмәлдариниң районда йүргүзгән қаттиқ қоллуқ сиясити әмәлийәттә хитай мәркизи һөкүмитиниң район муқимлиқиға болған әндишисини көрситип бериду. Көзәткүчиләрниң көпи ваң лечүәнниң йөткәп кетилишини уни вәқәниң алдини елишта йетәрлик қатттиқ болмиди, дәп нарази болған хитайларниң аччиқини бесиқтуруш үчүн ойналған бир сиясий оюн, дәп қарайду.

Әнгилийә хан җәмәти бирләшмә мулазимәтләр иниститутиниң мулаһизисидә йеңи рәһбәр җаң чүншйән йөткәп келингәндин кейин вә районда йеңи иқтисадий ислаһатлар йолға қоюлғандин кейинму, уйғурларниң һаятида бир өзгириш болмиғанлиқи, һөкүмәтниң давамлиқ һалда районда йүз бәргән һәрқандақ вәқәни “шәрқий түркситан бөлгүнчи террорчилири” пәйда қилди дегәнни илгири сүргәнлики, уйғур сиясий паалийәтчилирини өлүм җазасиға һөкүм қилишниң давам қилғанлиқи әскәртилип “җаң чүншйәнниң 2012 - йили ноябирда сиясий бюру әзаси қилип өстүрүлүши униң бу мәвҗут қаттиқ қоллуқ сиясәтни давамлаштурғанлиқиға берилгән мукапатниң очуқ - ашкара ипадиси” дейилгән.

Мәзкур орган мулаһизисдә, маралбешида йүз бәргән вәқәгә хитай һөкүмитиниң қайтурған инкасини чиқиш қилип туруп, районда бундақ вәқәләрниң давамлиқ йүз беридиғанлиқини агаһландурған. Униңда мундақ дейилгән:

- Әпсуски, даириләрниң сериқбуя вәқәсигә қайтурған инкаси бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларниң һәрқандақ наразилиқ һәрикитини техиму залимлиқ билән бастуридиғанлиқини намайән қилип турмақта. Сериқбуя вәқәсидин кейин ши җинпиң вә җаң чүншйән һәр иккилиси муқимлиқ тәдбирлирини техиму чиңитишни тәләп қилди. Хитай һөкүмитиниң 2010 - йилидин кейин йолға қойған иқтсиадий ислаһатлири вә күнсайин күчийиватқан бихәтәрлик тәдбирлиригә қаримай, вәқәләрниң айиқи үзүлмәйватиду. Уйғур елидә һазирқи мәвҗут муқимлиқни қоғдаш сестимиси давам қилған муддәтчә уйғур елиниң йеқин кәлгүси үчүн тинчлиқтин шәпә бериш анчә мумкин әмәс. Биз келәчәк йилларда техиму көп вәқәләрниң мәйданға келидиғанлиқиға ишинимиз.

Бу қетимқи сериқбуя вәқәсигә қайтурулған инкасларда юқириқиға охшаш асасән хитай һөкүмитиниң сиясити өзгәрмигүчә шиддәт вәқәлириниң үзүлмәйдиғанлиқидәк ортақ бир нуқта илгири сүрүлди. Америкида чиқидиған детройит хәвәрлири гезитиму әнә шуларниң бири болуп, улар бу қетимлиқ сериқбуя вәқәси һәққидә язған хәвиридә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кимликини суслаштурушни мәқсәт қилған бесим сиясити үстидә алаһидә тохталған вә уни райондики җиддий вәзийәтниң йилтизи, дәп көрсәткән. Мақалидә “хитайда йүз бериватқан бундақ зораванлиқ вәқәлири пәқәт хитайниң ичидила қалмайду. У хитайниң сиртиға йәни пүтүн дуняға тәсир қилиду, шуңа хитай һөкүмити буниңға хатимә бериш үчүн уйғурлар вә тибәтләргә қаратқан сияситини өзгәртиши керәк. Һәммимиз хитай һөкүмитиниң позитсийисини өзгәртишини үмид қилимиз” дәп йезилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.