Хитай “серибуя вәқәси” ниң чәтәл билән алақиси йоқлуқини елан қилди

Мухбиримиз әркин
2013.05.02
seriqbuya-baziri-305.png Сериқбуя базири
RFA/Arslan

Хитай һөкүмити уйғур елидә йүз бәргән тоқунушларни изчил чәтәлдики шәрқий түркистан мустәқиллиқ күчлиригә бағлап бастуруп кәлгән. Даириләр “5 - июл вәқәси” дә д у қ ни қутратқулуқ қилиш билән әйиблигән.

Хотән, қағилиқ, қәшқәр қатарлиқ җайларда йүз бәргән һуҗум вә тоқунушларни һиндиқуш тағлиқ районлиридики шәрқий түркистан җиһатчи күчлиригә бағлиған иди. Бирақ хитай һөкүмити бу қетим маралбеши “сериқбуя вәқәси” дә өзиниң изчил давамлаштуруп кәлгән вәқәни чәтәлдики күчләргә бағлаш тактикисини өзгәртти. Анализчиларниң қаришичә, хитай һөкүмити сериқбуйидики вәқә билән америкиниң бостон шәһиридә йүз бәргән “маратон террорлуқ вәқәси” арисида өз - ара паралиллиқ қурушқа урунуп кәлгән. Төвәндә мухбиримиз әркин мәлумат бериду.

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт баянатчиси ху хәнмин пәйшәнбә күни 23 - апрел йүз бәргән маралбеши наһийисиниң сериқбоя базиридики тоқунуш һәққидә йәнә баянат елан қилип, вәқәниң чәтәл билән алақиси йоқлуқини билдүргән. Хитай һөкүмитиниң чүшәндүрүши дәрһал чәтәл ахбаратиниң диққитини қозғиди. Бирләшмә агентлиқиниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити өзиниң уйғур елидә йүз бәргән вәқәләрни давамлиқ чәтәл күчлиригә бағлайдиған мәвқәсидә өзгириш ясиған.

Ху хәнмин, “хәлқ гезити” гә бәргән баянатида, 23 - апрел зораванлиқ вәқәси тәкшүрүлүп, “террорчиларниң чәтәлдики күчләр билән алақиси йоқ, дегән хуласә чиқирилди” дегән. Хитай даирилириниң билдүрүшичә, вәқәдә қаршилашқучилардин 25 адәм қолға елинған яки өлтүрүлгән. Хитай ахбаратиниң дәсләпки хәвәрлиридә, қаршилашқучи 6 кишиниң өлтүрүлгәнликини, қаршилашқучиларниң 15 нәпәр сақчи вә йәрлик хадимни өлтүргәнликини билдүргән иди.

Бирақ, хитай һөкүмитиниң вәқәни дәрһал террорлуқ дәп елан қилиши, вәқә тоғрилиқ бир - биригә зит учурларни бериши чәтәл ахбарати, америка һөкүмити, уйғур тәшкилатлар вә көзәткүчиләрдә гуман қозғиған. Америка һөкүмити хитайниң вәқәни тәлтөкүс, очуқ - ашкара тәкшүрүшини тәләп қилип, вәқәдә қолға елинғанларниң һоқуқиға һөрмәт көрситишкә чақирған иди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә илгири сүрүшичә, хитай тинч мухалипларни, муштәрәк җинайи қилмишларни бималал террорлуқ катигорийисигә киргүзүп кәлгән. Хитай өктичилириниң америкида чиқидиған нәшрият әпкари - “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди, вәқәниң террорлуқ икәнликини рәт қилған өктиичи зиялийларниң бири. Униң қаришичә, хитай бу вәқәни террорлуқ дәп елан қилған болсиму, бирақ у террорлуқ өлчимигә чүшмәйду.

У : “һөкүмәтниң чүшәндүрүши бойичә ейтқандиму, наһайити ениқки маралбешидики вәқә террорлуқ һуҗум әмәс. Қәйәрдиму террорчилар өзиниң өйидә террорлуқ қилидиған иш болиду. Әгәр бир адәм өзиниң өйидә террорлуқ қилишқа тоғра кәлсә, у аилисини зор хәтәргә муптила қилиду. Һечким бундақ қилмайду. Террорлуқниң өзигә хас тәбири бар. У пуқраларға һуҗум қилса террорлуқ болиду. Шуңа у, адәмләр топлашқан йәрләрни яки символ характерлик қурулуш вә орунларни һуҗум нишани қилип, өзиниң сияси муддиасини ипадиләйду. Сиз маралбеши вәқәсигә диққәт қилсиңиз, униң һечқандақ бир тәрипи террорлуқ тәдбиригә чүшмәйду. У чоқум террорлуқ һуҗуми әмәс” дәп көрсәтти.

Хитай һөкүмити вәқәниң чәтәлгә четишлиқ әмәсликини қәйт қилған болсиму, бирақ “террорчилар”ниң чәтәлдики бөлгөнчи күчләр вә хәлқара җиһад һәрикитигә аит синалғу көрүп, шуниң тәсиридә радикаллашқанлиқини илгири сүрүп кәлгән. Даириләр вәқә тоғрилиқ бәргән дәсләпки учурида, уларниң қуран курси уюштуруп, әсәбий диний китаб, җиһадқа чақириқ қилинған байрақ қатарлиқ буюмларни сақлиғанлиқини билдүргән иди. Хитай һазирқи заман хәлқара мунасивәтләр иниститути, террорлуққа қарши туруш тәтқиқат мәркизиниң мәсули ли вей бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида бу нуқтини тәкитләп: бу террорлуқ һәрикити чәтәлдин киргән террорлуқ вә зораванлиқ идийисидин илһам алған. Шинҗаңда әсәбий идийидики һөкүмәткә қарши аз бир қисим шәхс вә гуруһлар мәвҗүт, дегән.

Бирақ, хитайниң бу хил буюмларни террорлуқниң дәлили қилип көрситиши, “сериқбуя вәқәси”ниң террорлуқ икәнликигә болған гуманни илгириләп күчәйткән. “бейҗиң баһари” журнилидики ху пиң әпәндиниң қаришичә, вәқәдә нурғун гуманлиқ нуқтилар бар.

У мундақ дәйду: “сиз ойлап беқип, мәһәллә комитетиниң бир нәччә хадими башқиларниң өйини тәкшүрүп, партлатқуч, қиңрақ қатарлиқ қоралларни тапқан. Әгәр улар һәқиқәтән бир террорлуқ җинайәт шайкисини байқиған болса, улар чоқум җиддийлишип, дәрһал қечип чиққан болатти. Бирақ улар немишқа қечип чиқмиди? улар өйдә хели узун сөзләшкән, бу җәрянда әһвални юқириға мәлум қилған. юқири бу өйгә сақчи әвәткән. Һөкүмәтниң хәвиригә қариғанда, кәлгән сақчиларниң ичидә пәқәт сақчи башлиқиниң тапанчиси вә алтә пай оқи бар. Чүшәндүрүшкә қариғанда, мәһәллә комитетидики хадимлар юқириға әһвалниң җиддийликини мәлум қилмиған. Әгәр әһвал җиддий болған болса, юқири қораллиқ сақчи қисимларни әвәткән болатти. Кәлгәнләрниң ичидә пәқәт бир адәмниң тапанчиси бар. Буниң өзи әйни чағдики әһвалниң унчилик еғир әмәсликини көрситип бериду. Йәнә бир нуқта, әгәр бу өйдики уйғурлар һәқиқәтән террорлуққа тәйярлиқ қиливатқан болса, улар мәһәллә комитетиниң хадимлирини дәрһал җайливәткән болатти. Уларниң юқири билән алақә қилишиға вақит бәрмәйтти. Демәк әһвал унчилик еғир әмәс. У һалда бу қанлиқ тоқунуш қандақ келип чиқти? бу бизни шүбһиләндүрүватқан гуманлиқ нуқтиларниң биридур.

Д у қ чаршәнбә күни елан қилған баянатида, хәлқара җәмийәтни вәқә тоғрилиқ мустәқил тәкшүрүш елип беришқа чақирип, хитай даирилириниң һәр қетим бу хил вәқәләрни баһанә қилип, бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйтсиму, бирақ аталмиш террорлуқ һәққидә изчил қайил қиларлиқ испат көрситип бәрмәйватқанлиқини тәнқид қилған. Д у қ баянатида, хәлқара җәмийәтни хитайға давамлиқ бесим ишлитип, бесимни бейҗиңниң уйғур елидә һәр қетимлиқ вәқәдин кейин йолға қоюп келиватқан учурни қамал қилиш, хияли тутқун қилиш, из - дерәксиз йоқитиветиш һәрикитини тохтатқанға қәдәр давамлаштурушни тәләп қилған.

Бәз ианализчилар хитай һөкүмити бу қетимқи вәқәни чәтәлгә бағлимиған болсиму, бирақ бу вәқәниң америкида “бостон террорлуқ һуҗуми” йүз бәргән мәзгилдә болғанликини пурсәт билип, икки вәқә оттурисида өз - ара паралиллиқ қурушқа тиришип кәлгәнликини билдүрмәктә. Уларниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң сериқбуйидики вәқәни “бостон террорлуқ һуҗуми” билән охшаш сәвәбкә, йәни вәқә териғучиларни җиһад һәққидики диний тәшвиқат филимлирини көрүп, радикаллашқанлиқиға бағлиғанлиқи бу нуқтини чүшәндүрүп беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.